24-октябрь, җүмә
Әң авал бир-бириңларни қизғин сөйүңлар, чүнки меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду (Пет. 1-х. 4:8).
«Қизғин» дегән сөз «созулуш» дегәнни билдүриду. Айәтниң давамида шундақ меһир-муһәббәтни көрсәтсәк, немә болидиғанлиғи йезилған. «Қизғин» сөйүш «көплигән гуналарни япиду». Мундақ мисал кәлтүрәйли. Биз мәйнәт болуп кәткән бир үстәлниң үстини рәхт билән яптуқ дәйли. Әгәр бу рәхтни бәкирәк тартип япсақ, үстәлниң үстидики көпирәк дағларни йепишқа болиду. Худди шуниңдәк, биз қериндашлиримизни «қизғин сөйсәк», уларниң бирнәччә әмәс, бәлки нурғун хаталиқлирини кәчүрәләймиз. Қериндашлиримизға болған меһир-муһәббитимиз шундақ күчлүк болуши керәкки, һәтта қийин болсиму, уларниң камчилиқлирини кәчүрүшимиз керәк (Кол. 3:13). Башқиларни кәчүргәндә, сөйгү-муһәббитимизниң күчлүк екәнлигини вә Йәһва Худани хурсән қилишни халайдиғанлиғимизни көрситимиз. w23.11 11, 12-б., 13—15 абз.
25-октябрь, шәнбә
Уни Шафан падиша алдида оқуди (Тар. 2-яз. 34:18).
Һошия падиша 26 яшқа киргәндә ибадәтханини ремонт қилиш ишлирини башлиған. Шу чағда Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанун китави тепилған еди. Һошия қанундики сөзләрни аңлиғанда, бу уни дәрһал һәрикәт қилишқа үндигән (Тарихнамә 2-язма 34:14, 19—21). Сизму Муқәддәс китапни дайим оқушни халамсиз? Бәлким, һазир шундақ қилишқа тиришиватқансиз. Өзүңизгә ярдәм берәләйдиған айәтләрни бәлгү селип қоюшни яхши көрәмсиз? Һошия тәхминән 39 яшта болғанда, чоң бир хаталиқ өткүзүп, һаятидин айрилған. У Йәһва Худадин йол-йоруқ сорашниң орниға, өзигә ишәнгән (Тар. 2-яз. 35:20—25). Бу һәммимиз үчүн муһим бир савақ. Мәйли қанчә яшта болайли яки қанчә узун жил һәқиқәттә болайли, давамлиқ Йәһвадин йол-йоруқ издишимиз лазим. Йол-йоруқ издишимиз үчүн дайим дуа қилишимиз, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишимиз вә роһий җәһәттин йетилгән қериндашлардин мәслиһәт соришимиз керәк. Шундақ қилсақ, өзүмизни техиму хошал-хорам һис қилип, чоң бир хаталиқларни азирақ өткүзүп қойимиз (Яқуп 1:25). w23.09 12, 13-б., 15, 16-абз.
26-октябрь, йәкшәнбә
Худа тәкәббурларға қарши туруп, мөмүнләргә мол меһирлик көрситиватиду (Яқуп 4:6).
Муқәддәс китапта Йәһвани сөйгән вә Униңға хизмәт қилған нурғун аялларниң үлгилири бар. Худди мақалиниң асасий айитигә мас, улар «өзини тутувалған» вә «һәрқандақ ишта ишәнчлик» болған (Тим. 1-х. 3:11). Униңдин башқа, яш қизлар өз җамаитидә роһий җәһәттин пишип йетилгән вә үлгә қилишқа лайиқ аял қериндашларни тапалайду. Яш қизлар, җамаитиңларда пишип йетилгән вә силәр үлгә қилалайдиған қериндашларни тонамсиләр? Уларниң гөзәл пәзиләтлиригә диққәт қилиңлар. Кейин шу пәзиләтләрни қандақ нәмаян қилалайдиғанлиғиңиз тоғрилиқ ойлаңлар. Пишип йетилгән Худа хизмәтчиси үчүн муһим болған бир пәзиләт — кәмтәрлик. Кәмтәр аял Йәһва Худа вә башқилар билән яхши мунасивәттә болиду. Мәсилән, Йәһвани сөйидиған аял аилидики башчилиқ принципиға кәмтәрлик билән бойсуниду (Кор. 1-х. 11:3). Бу принципниң аилидә вә җамаәттә қоллинишиниң алаһидиликлири бар. w23.12 18, 19-б., 3—5 абз.