Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Бүгүн

25-октябрь, шәнбә

Уни Шафан падиша алдида оқуди (Тар. 2-яз. 34:18).

Һошия падиша 26 яшқа киргәндә ибадәтханини ремонт қилиш ишлирини башлиған. Шу чағда Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанун китави тепилған еди. Һошия қанундики сөзләрни аңлиғанда, бу уни дәрһал һәрикәт қилишқа үндигән (Тарихнамә 2-язма 34:14, 19—21). Сизму Муқәддәс китапни дайим оқушни халамсиз? Бәлким, һазир шундақ қилишқа тиришиватқансиз. Өзүңизгә ярдәм берәләйдиған айәтләрни бәлгү селип қоюшни яхши көрәмсиз? Һошия тәхминән 39 яшта болғанда, чоң бир хаталиқ өткүзүп, һаятидин айрилған. У Йәһва Худадин йол-йоруқ сорашниң орниға, өзигә ишәнгән (Тар. 2-яз. 35:20—25). Бу һәммимиз үчүн муһим бир савақ. Мәйли қанчә яшта болайли яки қанчә узун жил һәқиқәттә болайли, давамлиқ Йәһвадин йол-йоруқ издишимиз лазим. Йол-йоруқ издишимиз үчүн дайим дуа қилишимиз, Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишимиз вә роһий җәһәттин йетилгән қериндашлардин мәслиһәт соришимиз керәк. Шундақ қилсақ, өзүмизни техиму хошал-хорам һис қилип, чоң бир хаталиқларни азирақ өткүзүп қойимиз (Яқуп 1:25). w23.09 12, 13-б., 15, 16-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

26-октябрь, йәкшәнбә

Худа тәкәббурларға қарши туруп, мөмүнләргә мол меһирлик көрситиватиду (Яқуп 4:6).

Муқәддәс китапта Йәһвани сөйгән вә Униңға хизмәт қилған нурғун аялларниң үлгилири бар. Худди мақалиниң асасий айитигә мас, улар «өзини тутувалған» вә «һәрқандақ ишта ишәнчлик» болған (Тим. 1-х. 3:11). Униңдин башқа, яш қизлар өз җамаитидә роһий җәһәттин пишип йетилгән вә үлгә қилишқа лайиқ аял қериндашларни тапалайду. Яш қизлар, җамаитиңларда пишип йетилгән вә силәр үлгә қилалайдиған қериндашларни тонамсиләр? Уларниң гөзәл пәзиләтлиригә диққәт қилиңлар. Кейин шу пәзиләтләрни қандақ нәмаян қилалайдиғанлиғиңиз тоғрилиқ ойлаңлар. Пишип йетилгән Худа хизмәтчиси үчүн муһим болған бир пәзиләт — кәмтәрлик. Кәмтәр аял Йәһва Худа вә башқилар билән яхши мунасивәттә болиду. Мәсилән, Йәһвани сөйидиған аял аилидики башчилиқ принципиға кәмтәрлик билән бойсуниду (Кор. 1-х. 11:3). Бу принципниң аилидә вә җамаәттә қоллинишиниң алаһидиликлири бар. w23.12 18, 19-б., 3—5 абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

27-октябрь, дүшәнбә

Әрләр өз аяллирини өз тенини сөйгәндәк сөйүши керәк (Әфәс. 5:28).

Йәһва әр кишидин өз аялини сөйүшини вә уни җисманий, һиссий вә роһий тәрәптин тәминлишини тәләп қилиду. Чоңқур ойлиниш иқтидари, аялларни һөрмәтләш вә ишәнчлик болуш қатарлиқ пәзиләтләр вә керәклик маһарәтләр сизниң яхши әр болушиңизға ярдәм бериду. Той қилғандин кейин дада болушиңиз мүмкин. Яхши дада болушқа мунасивәтлик Йәһва Худадин немиләрни үгинәләйсиз? (Әфәс. 6:4) Йәһва Оғли Әйсани қанчилик сөйидиғанлиғини вә униңдин рази екәнлигини очуқ ашкарә қилған (Мәт. 3:17). Әгәр келәчәктә дада болсиңиз, балилириңизға дайим уларни сөйидиғанлиғиңизни ейтиң. Қилған яхши ишлири үчүн махтап туруң. Йәһвани үлгә қилидиған атилар пәрзәнтлириниң роһий җәһәттин пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болушиға ярдәм берәләйду. Аилиңиздикиләргә вә җамаәттики қериндашларға меһрибанлиқ билән ғәм қилип, сөйгү-муһәббитиңизни вә миннәтдарлиғиңизни ипадиләш арқилиқ һазирниң өзидә яхши дада болушни үгинәләйсиз (Йоһ. 15:9). w23.12 29-б., 17, 18-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш