3-ноябрь, дүшәнбә
Наһәтки ейтқан сөзлирини [Йәһва] орунлимайду вә дегәнлирини әмәлгә ашурмайду? (Сан. 23:19).
Иман-етиқадимизни күчәйтишниң бир усули — төләм үстидә чоңқур ойлиниш. Төләм бизни Худаниң вәдилириниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәндүриду. Йәһваниң қанчилик қурбан бәргәнлиги һәққидә әстаидил ойланғинимизда, Яратқучимизниң гөзәл бир дунияда мәңгү һаятлиқ вәдисиниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтимиз. Немә үчүн шундақ дейәләймиз? Ундақта төләм немини өз ичигә алған? Йәһва Өзиниң әң йеқин сирдиши болған сөйүмлүк тунҗа Оғлини асмандин мукәммәл инсан сүпитидә туғулушқа әвәткән. Әйса йәр йүзидә болғинида, һәртүрлүк қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргән. Кейин у азап-оқубәт чекип, вәһшийлик билән өлтүрүлгән. Йәһва Худа интайин зор бәдәл төлигән! Әгәр Йәһваниң мәхсити гөзәл бир дунияда бизни пәқәт қисқа һаятқа ериштүрүш болса, У сөйүмлүк Оғлиниң шунчә азап-оқубәт чекип, өлүп кетишигә йол қоймиған болатти (Йоһ. 3:16; Пет. 1-х. 1:18, 19). Йәһва шунчә еғир бәдәл төлигән екән, чоқум бизни йеңи дунияда мәңгүлүк һаятқа ериштүриду. w23.04 27-б., 8, 9-абз.
4-ноябрь, сешәнбә
Өлүм, қени сениң нәштириң? (Һош. 13:14).
Йәһваниң өлүкләрни тирилдүрүш арзу-истиги барму? Әлвәттә, буниңға гәп кәтмәйду. У бәзи кишиләрни илһамландуруп, келәчәктики тирилдүрүш вәдисини қәләмгә алдурған (Йәшая 26:19; Вәһ. 20:11—13). Йәһва вәдә бәрсә, У дайим вәдисини орунлайду (Йәшуа 23:14). Әмәлийәттә, У өлүкләрни тирилдүрүшкә тәшна. Аюп пәйғәмбәрниң немә дегәнлиги һәққидә ойлап көрүң. У һәтта өлүп кәткән тәғдирдиму, Йәһваниң униң тирилгәнлигини көрүшкә тәшна екәнлигигә ишәнгән (Аюп 14:14, 15). Йәһва өлүп кәткән барлиқ хизмәтчилириниму көрүшни тәшналиқ билән күтиду. У уларни сағлам хошал-хорам һаятқа ериштүрүшкә тәқәза. Ундақта, Йәһва һәққидики һәқиқәтләрни билиш пурсити болмай туруп өлүп кәткән миллиардлиған инсанларчу? Рәһим-шәпқәтлик Яратқучимиз уларниму тирилдүрүшни арзу қилиду (Әлч. 24:15). У уларға Өзи билән дост болуш вә йәр йүзидә мәңгү яшаш пурситини беришни халайду (Йоһ. 3:16). w23.04 9-б., 5, 6-абз.
5-ноябрь, чаршәнбә
Илаһимиз билән биз күчлүк (Зәб. 108:13).
Үмүтиңизни қандақ күчәйтәләйсиз? Мәсилән, йәр йүзидә мәңгү яшаш үмүтиңиз болса, Муқәддәс Язмилардики җәннәт тәсвирләнгән үзүндиләрни тәсәввур қилип, көз алдиңизға кәлтүрүң вә улар һәққидә чоңқур ойлиниң (Йәшая 25:8; 32:16—18). Йеңи дунияда һаят қандақ болидиғанлиғи тоғрисида ойлаң. Өзүңизни у йәрдә болуватқанлиғини тәсәввур қилип беқиң. Әгәр биз йеңи дунияда яшаш үмүтини мәһкәм әстә сақлисақ, қийинчилиқлиримиз бирдәмлик вә йеник болиду (Кор. 2-х. 4:17). Йәһва Худа шу үмүт арқилиқ сизни күчләндүриду. Йәһва Униңдин күч-қувәт елишиңиз үчүн аллиқачан еһтияҗлириңизни тәминләп келиватиду. Шуңа, вәзипини орунлаш, синаққа бәрдашлиқ бериш яки хошаллиғиңизни сақлап қелиш үчүн ярдәмгә муһтаҗ болғанда, чин қәлбиңиздин Йәһваға дуа қилип, Униңға йеқинлишиң вә шәхсий үгиниш арқилиқ Униңдин келидиған көрсәтмиләрни издәң. Етиқатчилардин кәлгән илһам-мәдәтни қобул қилиң. Дайим вақит чиқирип келәчәккә болған үмүтиңизни тәсәввур қилиң. Шундақ қилғиниңизда, «ахириғичә туруп қелишқа һәм хурсәнлик билән узақ сәвирчан болушиңлар үчүн, барлиқ күчиңлар билән Униң шәрәплик қудритигә мувапиқ» мустәһкәм болисиләр (Кол. 1:11). w23.10 17-б., 19, 20-абз.