9-сентябрь, сешәнбә
Әқилсиз аял қийқасчи болиду. У надан (Пәнд н. 9:13).
Әқилсиз аялниң сөзини аңлиғанлар бир таллашқа дуч келиду: униң тәкливини қобул қилиш яки рәт қилиш. Җинсий әхлақсизлиқтин сақлинишимизниң интайин муһим сәвәплири бар. Әқилсиз аялниң «оғриланған сулар татлиқтур» дегәнлиги тәсвирләнгән (Пәнд н. 9:17). Оғриланған су дегән немә? Муқәддәс китапта некалиқ әр-аялниң җинсий мунасивәттин һузурлинишини кишигә һузур-бәхш етидиған су билән селиштурған (Пәнд н. 5:15—18). Пәқәт некада бағланған җүп җинсий мунасивәттин һузур алалайду. Амма оғриланған су болса пәриқлиқ. У мәнъий қилинған әхлақсиз җинсий мунасивәтни көрситиду. Худди оғри дайим йошурун оғрилиқ қилғанға охшаш, җинсий әхлақсизлиқму йошурун болиду. Әгәр әхлақсизлиқ қилған кишиләр өзлириниң гунасини башқилардин йошуруп қалалиса, «оғриланған су» бәкму татлиқ көрүнүши мүмкин. Нәқәдәр ечинишлиқ алдамчилиқ бу-һә! Йәһва Худа һәммини көриду. Йәһваниң меһир-муһәббитидин айрилип қелиштин яман ақивәт йоқ. Шуңа, наһайити ениқки, у һәргизму татлиқ нәрсә әмәс (Кор. 1-х. 6:9, 10). w23.06 22-б., 7—9 абз.
10-сентябрь, чаршәнбә
Ихтиярсиз қилсамму, бәрибир маңа башқуруш жүкләнгән (Кор. 1-х. 9:17).
Әгәр суға чөмдүрүлүп бираз вақит өткәндин кейин бәзидә ич-ичиңиздин дуа қилмайватқандәк яки вәз хизмитини бир көнүп қалған адәттәк һис қилсиңизчу? Йәһва маңа муқәддәс роһини әвәтмәйдиған болди дәп ойлимаң. Биз намукәммәл болғач, һис-туйғулиримиз бәзидә егиз-пәс болуп өзгирип туриду. Қизғинлиғимиз төвәнләп қалғанда, әлчи Паул һәққидә ойлап көрүң. У пүтүн күчи билән Әйса Мәсиһни үлгә қилған, амма бәзидә өзиниң башқа вақитлардикидәк роһи көтирәнгү болалмайдиғанлиғини билгән. Паул қандақ һис-туйғуда болушидин қәтъийнәзәр у өз хизмитини давамлаштурушқа қәтъий бәл бағлиған. Сизму намукәммәл һис-туйғулириңизниң сизни тизгинлишигә һәргиз йол қоймаң. Қандақ һис-туйғуда болушиңиздин қәтъийнәзәр тоғра иш қилишқа бәл бағлаң. Әгәр тоғра ишни қилишни қәтъий давамлаштурсиңиз, вақитниң өтүшигә әгишип, һис-туйғулириңиз өзгириши мүмкин (Кор. 1-х. 9:16, 17). w24.03 11, 12-б., 12, 13-абз.
11-сентябрь, пәйшәнбә
Уларға силәрниң меһир-муһәббитиңларниң. . . дәлилини көрситиңлар (Кор. 2-х. 8:24).
Биз қериндашлиримизни қобул қилип, улар билән вақит өткүзүш арқилиқ сөйгү-муһәббитимизни ипадиләләймиз (Кор. 2-х. 6:11—13). Көпинчилиримиз охшимиған арқа көрүнүш вә һәрхил миҗәз-хулуққа егә қериндашлардин тәшкил тапқан җамаәтләрдә хизмәт қилимиз. Биз қериндашларниң яхши пәзиләтлиригә диққәт ағдуруш арқилиқ уларниң һәммисигә болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтәләймиз. Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә бир-биримизгә сөйгү-муһәббәт көрситиш интайин муһим. Әшу чоң балаю апәт башланғанда, Йәһва бизни қандақ һимайә қилиду? Қедимқи заманда бабиллиқлар һуҗум қилғанда, Йәһва Өз хәлқигә немә қилишни буйриғанлиғини ойлап көрәйли. У шундақ дегән: «Хәлқим, ичкири бөлмилириңгә кирип, кәйниңдин ишиклириңни япқин. Мениң ғәзивим өтүп кәткичә, бир мәзгил мөкүнүвалғин» (Йәшая 26:20). Қаримаққа, мошу сөзләр дәһшәтлик чоң балаю апәткә дуч келидиған биз үчүнму интайин мас келиду. w23.07 6, 7-б., 14—16 абз.