10-сентябрь, чаршәнбә
Ихтиярсиз қилсамму, бәрибир маңа башқуруш жүкләнгән (Кор. 1-х. 9:17).
Әгәр суға чөмдүрүлүп бираз вақит өткәндин кейин бәзидә ич-ичиңиздин дуа қилмайватқандәк яки вәз хизмитини бир көнүп қалған адәттәк һис қилсиңизчу? Йәһва маңа муқәддәс роһини әвәтмәйдиған болди дәп ойлимаң. Биз намукәммәл болғач, һис-туйғулиримиз бәзидә егиз-пәс болуп өзгирип туриду. Қизғинлиғимиз төвәнләп қалғанда, әлчи Паул һәққидә ойлап көрүң. У пүтүн күчи билән Әйса Мәсиһни үлгә қилған, амма бәзидә өзиниң башқа вақитлардикидәк роһи көтирәнгү болалмайдиғанлиғини билгән. Паул қандақ һис-туйғуда болушидин қәтъийнәзәр у өз хизмитини давамлаштурушқа қәтъий бәл бағлиған. Сизму намукәммәл һис-туйғулириңизниң сизни тизгинлишигә һәргиз йол қоймаң. Қандақ һис-туйғуда болушиңиздин қәтъийнәзәр тоғра иш қилишқа бәл бағлаң. Әгәр тоғра ишни қилишни қәтъий давамлаштурсиңиз, вақитниң өтүшигә әгишип, һис-туйғулириңиз өзгириши мүмкин (Кор. 1-х. 9:16, 17). w24.03 11, 12-б., 12, 13-абз.
11-сентябрь, пәйшәнбә
Уларға силәрниң меһир-муһәббитиңларниң. . . дәлилини көрситиңлар (Кор. 2-х. 8:24).
Биз қериндашлиримизни қобул қилип, улар билән вақит өткүзүш арқилиқ сөйгү-муһәббитимизни ипадиләләймиз (Кор. 2-х. 6:11—13). Көпинчилиримиз охшимиған арқа көрүнүш вә һәрхил миҗәз-хулуққа егә қериндашлардин тәшкил тапқан җамаәтләрдә хизмәт қилимиз. Биз қериндашларниң яхши пәзиләтлиригә диққәт ағдуруш арқилиқ уларниң һәммисигә болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтәләймиз. Дәһшәтлик чоң балаю апәт мәзгилидә бир-биримизгә сөйгү-муһәббәт көрситиш интайин муһим. Әшу чоң балаю апәт башланғанда, Йәһва бизни қандақ һимайә қилиду? Қедимқи заманда бабиллиқлар һуҗум қилғанда, Йәһва Өз хәлқигә немә қилишни буйриғанлиғини ойлап көрәйли. У шундақ дегән: «Хәлқим, ичкири бөлмилириңгә кирип, кәйниңдин ишиклириңни япқин. Мениң ғәзивим өтүп кәткичә, бир мәзгил мөкүнүвалғин» (Йәшая 26:20). Қаримаққа, мошу сөзләр дәһшәтлик чоң балаю апәткә дуч келидиған биз үчүнму интайин мас келиду. w23.07 6, 7-б., 14—16 абз.
12-сентябрь, җүмә
Бу дунияниң сәһниси өзгәрмәктә (Кор. 1-х. 7:31).
Биз әқил-парасәтлик киши болушимиз керәк. Өзүмиздин мундақ сорап көрсәк болиду: «Кишиләр мени әқил-парасәтлик, кәң қосақ, сәвирчан киши дәп қарамду? Яки улар мени җаһил, қопал яки бойни қаттиқ киши дәп қарамду? Орунлуқ болса, башқиларниң сөзлиригә қулақ селип, уларниң таллишиға йол қоюмәнму?» Биз әқил-парасәтлик киши болғансири, Йәһва вә Әйсани үлгә қилғанлиғимизни көрситимиз. Әқил-парасәтлик болуш вәзийәтлиримиз өзгәргәндә маслишишчан болушни өз ичигә алиду. Шундақ өзгиришләр ойлимиған қийинчилиқларни туғдуруши мүмкин. Мәсилән, җиддий сағламлиқ мәсилисигә дуч келишимиз яки туюқсиз ихтисадий яки сәясий өзгиришләр түпәйли һаятимиз пүтүнләй астин-үстүн болуп кетиши мүмкин (Вәз 9:11). Һәтта тәшкилат бизгә башқичә усулда яки башқа җайда Йәһваға хизмәт қилишни ейтиши мүмкин. Төвәндики төрт қәдәм-басқучқа әгәшсәк, йеңи вәзийәтләргә оңушлуқ маслишалаймиз: 1) реаллиқни қобул қилиш, 2) келәчәккә үмүт билән қараш, 3) иҗабий нәрсиләргә диққәт ағдуруш вә 4) башқиларға ярдәм бериш. w23.07 21, 22-б., 7, 8-абз.