ХУДА СӨЗИДИКИ ҒӘЗНӘ | КОРИНТЛИҚЛАРҒА 2-ХӘТ 11—13
Тенимгә санчилған тикән
Муқәддәс китапта тикән дегән сөз пат-пат көчмә мәнада ишлитилиду. Бу сөз башқиларға зиянкәшлик қилидиған һәм аварчилиқларни кәлтүридиған адәмләрни яки қийинчилиқларни туғдуридиған нәрсиләрни билдүрүши мүмкин (Сн 33:55; П.н 22:5; Әзк 28:24). Паулниң тенигә санчилған тикән сахта әлчиләрни вә башқа адәмләрни билдүргән. Сәвәви улар Паулниң әлчи екәнлигигә гуман қилип, униң хизмитигә тосалғу болған. Төвәндики айәтләр тәнгә санчилған тикән йәнә немини билдүридиғанлиғини қандақ көрситиду?
Сиз үчүн тәнгә санчилған тикән немә болуши мүмкин?
Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш үчүн Йәһваниң ярдимигә қандақ тайиналайсиз?