11-ДӘРИС
Қизғинлиқни ипадиләш
Римлиқларға 12:11
АСАСИЙ МӘХСӘТ. Тиңшиғучиларни рәғбәтләндүрүш яки илһамландуруш үчүн сөз қилғанда қизғин болуш.
МӘХСӘТКӘ ҚАНДАҚ ЙЕТӘЛӘЙСИЗ?
Өз қәлбиңизни қайил қилиш. Материалларни тәйярлиғанда мәлуматниң муһимлиғи һәққидә тәпсилий ойлап көрүң. Тәйярланған материалниң мәзмуниға пишшиқ болуң, шундила тәйярлиған мәзмунни жүригиңиздин қизғинлиқ билән ипадиләп чиқиралайсиз.
Тиңшиғучилар һәққидә ойлиниш. Сиз оқумақчи яки тәлим бәрмәкчи болған мәзмунлардин тиңшиғучилар қандақ пайда алалайдиғанлиғи һәққидә чоңқур ойлинип көрүң. Тиңшиғучилар пайдисини көрәлиши үчүн материалларни қайси усулда чүшәндүрүш һәққидә издинип көрүң.
Җанлиқ сөзләш. Сөз қилғанда қизғин болуп, тәбиий чирай ипадилири вә има-ишарәтләр билән өз һис-туйғулириңизни көрситиң.