Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w25 сентябрь 14—19 б.
  • Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • БАШҚИЛАРНИ ҺӨРМӘТЛӘШ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?
  • АИЛИДӘ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ
  • ЕТИҚАТДАШЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢЛАР
  • БАШҚИЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ
  • Немишкә һакимийәтни һөрмәтлишимиз керәк?
    Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар
  • Қериндашлиримиз билән дост болуш немә үчүн муһим?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Әрләр, аялиңларға еһтирам билдүрүңлар
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
w25 сентябрь 14—19 б.

38-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

21-НАХША Рәһимдил болған бәхитлик

Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар

«Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур» (ПӘНД Н. 22:1, КТ).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Немишкә һәммә адәмләрни һөрмәтлишимиз керәклигини вә еғир болғандиму, буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни биливалимиз.

1. Немишкә башқиларниң бизни һөрмәтлигәнлигини яқтуримиз? (Пәнд-нәсиһәтләр 22:1)

ШӘК-ШҮБҺИСИЗ, башқилар бизни һөрмәт қилғанда, бу бизгә яқиду, сәвәви һәммә адәмләр һөрмәткә муһтаҗ. Шуңа бизни һөрмәтлигәндә, биз гүлдәк ечилип кетимиз. Муқәддәс китапта: «Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур»,— дәп бекар ейтилмиған (Пәнд-нәсиһәтләр 22:1ни оқуң, КТ).

2, 3. Қайси вәзийәтләрдә башқиларни һөрмәтлишимиз лазим?

2 Бәзидә башқиларни һөрмәтләш асан әмәс, чүнки уларниң хаталиқлири бирдин көзүмизгә чүшиду. Шундақла биз адәмләр бир-бирини һөрмәтлимәйдиған заманда яшаватимиз. Бирақ биз бундақ адәмләрдин пәриқлинишимиз керәк. Немишкә десәк, Йәһва Худа бизниң барлиқ инсанларни һөрмәтлишимизни яки уларниң қәдир-қиммитини билишимизни халайду (Пет. 1-х. 2:17).

3 Бу мақалидә башқиларни һөрмәтләшниң мәнасини вә 1) аилидә, 2) җамаәттә, 3) Йәһва Худаға ибадәт қилмайдиғанларға һөрмәтни қандақ көрситишни көрүп чиқимиз. Шундақла һөрмәт көрситиш қийин болғандиму, буни қандақ қилалайдиғанлиғимизни үгинимиз.

БАШҚИЛАРНИ ҺӨРМӘТЛӘШ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?

4. Башқиларни һөрмәтләш дегинимиз немини билдүриду?

4 Сиз һөрмәтләш дегән сөзни қандақ чүшәндүрәттиңиз? «Һөрмәт» дегинимиз адәмләргә болған көзқаришимизни вә уларға қандақ муамилә қилидиғанлиғимизни билдүриду. Биз башқиларни уларниң есил пәзиләтлири, утуқлири яки абройи түпәйли һөрмәтлишимиз мүмкин. Лекин адәмләрни ағзимиздила һөрмәтлимәй, уларға һөрмәт көрситишимиз керәк. Буни чин жүрәктин қилишимиз наһайити муһим (Мәт. 15:8).

5. Биз башқиларни немә үчүн һөрмәтләймиз?

5 Йәһва Худа һәммә адәмләрни һөрмәтлишимизни халайду. Мәсилән, У «жуқарқи һакимийәтләргә» һөрмәт көрситишимизни тәләп қилиду (Рим. 13:1, 7). Лекин бәзиләр мундақ дәйду: «Адәмләр иззәт-һөрмәткә лайиқ болса, мән уларни һөрмәт қилимән». Мундақ ойлаш тоғриму? Йәһваниң хизмәтчилири сүпитидә биз адәмләрни пәқәт уларниң иш-һәрикәтлиригә қарапла һөрмәт қилмаймиз. Әксичә, биз Йәһва Худани чин жүрәктин яхши көрүп, Уни хошал қилишни халиғанлиқтин, башқиларни һөрмәтләймиз (Йәшуа 4:14; Пет. 1-х. 3:15).

6. Сизни һөрмәтлимигән адәмни һөрмәт қилиш мүмкинму? Чүшәндүрүп бериң. (Рәсимгиму қараң.)

6 Сизни һөрмәтлимигән адәмләргә һөрмәт көрситиш мүмкинму? Әлвәттә. Келиң, бәзи мисалларни көрүп чиқайли. Саул падиша башқиларниң алдида оғли Йонатанға вақириған (Сам. 1-яз. 20:30—34). Буниңға қаримай, Йонатан падиша болған дадисини һөрмәтләп, урушларға қатнашқан (Чиқ. 20:12; Сам. 2-яз. 1:23). Баш роһаний Илий болса, Һаннани: «Қай вақитқичә сән мәс болисән»,— дәп әйиплигән (Сам. 1-яз. 1:12—14). Лекин Илий һәм ата, һәм Баш роһаний сүпитидә Исраилда яхши намға егә болмисиму, Һанна униңға һөрмәт билән сөзлигән (Сам. 1-яз. 1:15—18; 2:22—24). Афинидики адәмләр әлчи Паулни һақарәтләп, уни «мәмәдан» яки биләрмән дәп атиған (Әлч. 17:18). Шундақ болсиму, Паул уларға һөрмәт билән гәп қилған (Әлч. 17:22). Бу мисаллардин көргинимиздәк, Йәһваға болған меһир-муһәббитимиз вә Уни рәнҗитиштин қорқуш, һәтта тәс болғандиму, башқиларни һөрмәтләшкә дәвәт қилиду. Ундақта, кимләрни һөрмәт қилишимиз керәк вә немә үчүн?

Йонатан, Саул вә Исраил әскәрлири җәң мәйданида қилич, нәйзә вә қалқанларни тутуп җәң қилмақта.

Саул Йонатанниң абройини чүшәрсиму, Йонатан падиша болған дадисини қоллап, урушларға қатнашқан (6-абзацқа қараң)


АИЛИДӘ ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

7. Аилидә һөрмәт көрситиш немишкә тәс болуши мүмкин?

7 Бу немә үчүн қийин? Биз аилимиз билән көп вақит өткүзимиз. Шу сәвәптин, биз уларниң һәм күчлүк, һәм аҗиз тәрәплирини билимиз. Өйдикилиримизниң бири қаттиқ ағриватса яки ғәм-тәшвишкә майил болса, униңға ғәмхорлуқ қилиш қийин болуши мүмкин. Бәзидә йеқинлиримиз сөзлири яки ишлири билән көңлүмизни рәнҗитип қойиду. Биз өзүмизни аилидә хатирҗәм һис қилишимиз керәк. Лекин аилидикиләр бир-биригә һөрмәт көрсәтмисә, улар ғалҗир ишттәк болуп, өйдә инақ-иттипақлиқ болмайду. Нәтиҗидә, улар бир яққидин баш чиқармайду. Аилини тәнгә, һөрмәтсизликни болса, тәнгә зиян кәлтүридиған кесәлликкә охшитишқа болиду. Бирақ нурғун кесәлликләрни давалаш мүмкин болғандәк, аилидиму һөрмәт көрситишни үгиниш мүмкин.

8. Немишкә өйдикиләргә һөрмәт көрситиш муһим? (Тимотийға 1-хәт 5:4, 8)

8 Немә үчүн һөрмәт көрситишимиз муһим? (Тимотийға 1-хәт 5:4, 8ни оқуң) Паул Тимотийға язған биринчи хетидә аилидикиләрниң бир-биригә қандақ ғәмхорлуқ қилиши керәклигини чүшәндүргән. Өйдикиләрни һөрмәт қилишниң асасий сәвәви мәҗбурийәт әмәс, бәлки «Худаға вападарлиқ» болуши керәк. Демәк, биз өйүмиздикиләрни немә үчүн һөрмәт қилимиз? Чүнки биз Йәһва Худани яхши көримиз вә буни ибадитимизниң бир қисми дәп қараймиз. Аилиниң асасчиси — Йәһва Худа (Әфәс. 3:14, 15). Шуңа йеқинлиримизни һөрмәтлигәндә, әслидә Йәһва Худани һөрмәтлигән болумиз (Тим. 1-х. 5:4). Бу ой уруқ-туққанлиримизни һөрмәтләшкә дәвәт қилиду, шундақ әмәсму?!

9. Әр-аял бир-биригә қандақларчә һөрмәт көрситәләйду? (Рәсимләргиму қараң.)

9 Қандақ қилип һөрмәт көрситишкә болиду? Аялиға еһтирам билдүридиған киши ялғуз болғандиму, башқиларниң алдидиму уни қәдирләйдиғанлиғини көрситиду (Пәнд н. 31:28; Пет. 1-х. 3:7). У һечқачан аялиға қол көтәрмәйду, башқиларниң алдида абройини төкмәйду яки у өзини әрзимәс һис қилишиға сәвәпчи болмайду. Аргентинида яшайдиған Леоa мундақ деди: «Аялим ағриватқанлиғи үчүн бәзидә көңлүмни ағритидиған сөзләрни дәйду. Бу һәқиқәтән униң көңүл сөзлири әмәслигини унтумаслиққа тиришимән. Шундақла мән Коринтлиқларға 1-хәт 13:5ни есимгә елип, аялимға һөрмәт билән гәп қилишқа вә аччиқланмаслиққа тиришимән» (Пәнд н. 19:11). Аял киши болса, башқиларниң алдида йолдишиниң яхши гепини қилип, униңға һөрмәт көрситиду (Әфәс. 5:33). У йолдишини заңлиқ қилмайду, абройини төкидиған сөзләрни демәйду вә чишләп сөзлимәйду. Чүнки бундақ ишлар некани бузидиған датқа охшаш (Пәнд н. 14:1). Италиядә яшайдиған бир қериндаш мундақ дәйду: «Йолдишим һәддидин ташқири әнсиригәчкә, бәзидә түгмидәк нәрсини төгидәк қилидиғандәк туюлиду. Бурун сөзлиримдин вә чирай-ипадәмдин терикидиғанлиғим көрүнәтти. Лекин байқиғинимчә, башқилар тоғрилиқ һөрмәт билән параң қилидиған адәмләр билән вақит өткүзгәнсири, мәнму йолдишимни көпирәк һөрмәт қилидиған болдум».

Коллаж: Әр-аял бир-биригә Һөрмәт көрситиватиду. 1. Ашханида тамақ етиватқанда, йолдиши аялиға меһрибанлиқ билән сөзләватиду. 2. Йолдиши яшанған бурадәргә тамақ елип кәлди, аяли болса меһманларниң алдида йолдишини махтаватиду.

Өйдикиләргә һөрмәт көрситиш Йәһва Худаға һөрмәт көрситиш билән баравәр (9-абзацқа қараң)


10. Балилар ата-анисиға қандақ һөрмәт көрситәләйду?

10 Балилар, ата-анаңларни тиңшисаңлар, уларға һөрмәт көрситәләйсиләр (Әфәс. 6:1—3). Уларға болған һөрмитиңлар сөзлириңлардин көрүнүши керәк (Чиқ. 21:17). Ата-анаңлар яшинип қалғанда, ярдимиңларға муһтаҗ болиду. Шундақла уларға көңүл бөлүш үчүн вақит чиқириңлар. Мария қериндишимизниң мисалини көрүп чиқайли. Йәһва гувачиси әмәс дадиси ағрип қалғанда, униңға қараш еғир болған. Чүнки дадиси униң көңлигә тегидиған сөзләрни ейтатти. Мария мундақ дегән: «Мән дадамни пәқәт ичимдила әмәс, уни сөзлирим вә иш-һәрикәтлирим билән һөрмәтләшкә Йәһва Худадин ярдәм сораттим. Йәһва Худа ата-анамни һөрмәт қилишни тәләп қилса, бу тәләпни орунлашқа маңа күч-мәдәт беридиғанлиғиға көзүм йәтти. Дадам өзгәрмисиму, уни һөрмәтлишим керәклигини чүшәндим». Камчилиқлириға қаримай, йеқинлиримизға һөрмәт көрсәтсәк, Йәһва Худани һөрмәтләйдиғанлиғимизни испатлаймиз.

ЕТИҚАТДАШЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢЛАР

11. Немә үчүн етиқатдашларға һөрмәт көрситиш қийин болуши мүмкин?

11 Немә үчүн һөрмәт көрситиш қийин? Етиқатдашлиримиз Муқәддәс китап бойичә яшашқа тиришсиму, бәзидә көңлүмизни рәнҗитип қоюши мүмкин. Шундақла биз тоғрилиқ натоғра ойда болуши яки чишимизға тегип қоюши еһтимал. Шундақ вәзийәт йүз берип, қериндишимизға рәнҗип қалсақ, уни һөрмәтләш қийин болиду (Кол. 3:13). Шу чағда униңға һөрмәт көрситишкә немә ярдәм берәләйду?

12. Етиқатдашлиримизға һөрмәт көрситиш немә үчүн муһим? (Петрусниң 2-хети 2:9—12)

12 Немә үчүн һөрмәт көрситиш муһим? (Петрусниң 2-хети 2:9—12ни оқуң) Петрусниң иккинчи хетидә йезилғандәк, биринчи әсирдә җамаәттики бәзи мәсиһийләр «шөһрәткә еришкәнләргә» яки ақсақалларға тил тәккүзүп, һөрмәтсизлик көрсәткән. Мошу вәзийәтни асмандин көрүп турған пәриштиләр қандақ инкас қайтурған? Улар «Йәһвани һөрмәт қилғанлиғидин» бу һакавур кишиләрни һақарәтлик сөзләр билән әйиплимигән. Буниң орниға, улар һөкүм чиқиришни Йәһва Худаға қалдурған (Рим. 14:10—12; Йәһуда 9ни селиштуруң). Биз улардин қандақ үлгә алсақ болиду? Пәриштиләр һәтта дүшмәнлиригиму һөрмәтсизлик қилмиған. Ундақта, Йәһва Худани сөйгән етиқатдашларға һөрмәтсизлик көрситиштин техиму пәхәс болушимиз керәк әмәсму? Әксичә, биз қериндашлиримизға «биринчи болуп иззәт-еһтирам» көрситишимиз муһим (Рим. 12:10). Шундақ қилсақ, биз Йәһва Худаға һөрмәт көрситидиған болумиз.

13, 14. Җамаәттики қериндашларға қандақ һөрмәт көрситәләймиз? Мисал кәлтүрүң. (Рәсимләргиму қараң.)

13 Һөрмәтни қандақ көрсәтсәк болиду? Ақсақаллар, етиқатдашларға тәлим бәргәндә дайим меһир-муһәббәт көрситиңлар (Флм. 8, 9). Бирсини түзитишкә тоғра кәлгәндә, терикмәй, меһрибанлиқ билән мәслиһәт бериңлар. Әзиз аял қериндашлар, миш-миш гәпләрдин нери туруп, башқиларниң яман гепини қилмай вә төһмәт чаплимай, җамаәттикиләргә өз ара өм болуп, бир-бирини һөрмәтләшкә ярдәм берәләйсиләр (Тит. 2:3—5). Һәммимиз җамаәттики ақсақаллар билән һәмкарлишип, уларға һөрмәт көрситәйли. Шундақла уларниң учришишларни өткүзүш, вәз хизмитини уюштуруш вә «хаталиқ» өткүзгәнләргә ярдәм беришкә күч чиқарғанлиғи үчүн рәхмитимизни ейтип турайли (Гал. 6:1; Тим. 1-х. 5:17).

14 Росио қериндишимиз үчүн униңға мәслиһәт бәргән ақсақални һөрмәтләш қийин болған. У мундақ дәйду: «У маңа қопал сөзлигәндәк көрүнди. Өйгә кәлгинимдә мән у тоғрилиқ яман сөзләрни ейттим. Рәнҗигәнлигимни көрсәтмәй десәмму, бу ақсақалниң маңа ярдәм бәрмәкчи болғиниға ишәнмәй, мәслиһитигә қулақ салмидим». Росио қериндишимизға немә ярдәм бәрди? У мундақ дәйду: «Муқәддәс китапни оқуватқинимда Салоникилиқларға 1-хәт 5:12, 13тики сөзләргә диққәт қилип қалдим. Әшу ақсақалға һөрмәтсизлик көрсәткәнлигимни чүшәнгәндә, вижданим азаплашқа башлиди. Йәһва Худаға дуа қилип, көзқаришимни өзгәртишкә ярдәм беридиған мәлуматларни издидим. Мәсилә бу ақсақалда әмәс, тәкәббур болғанлиғимда екән. Кәмтәр болмисам, башқиларға һөрмәт көрситәлмәймән. Мән мошу кәмгичә башқиларни һөрмәтләшни үгиниватимән вә Йәһва Худаниң мениңдин пәхирлинидиғанлиғини билимән».

Коллаж: Яшанған қериндишимиз Муқәддәс китапни оқуп, ақсақалларниң әмгиги тоғрилиқ ойлиниватиду. 1. Бир ақсақал җамаәт учришишида нутуқ ейтиватиду. 2. У чақлиқ орундуқта олтарған бурадәргә ярдәм бериватиду. 3. У Ибадәт өйиниң алдида қарни тазилаватиду.

Ақсақалларни қоллап, уларниң еғир әмгиги үчүн рәхмәт ейтсақ, уларға һөрмәт көрситимиз (13, 14-абзацларға қараң)


БАШҚИЛАРҒА ҺӨРМӘТ КӨРСИТИҢ

15. Башқиларға һөрмәт көрситиш немә үчүн қийин?

15 Һөрмәт көрситиш немә үчүн қийин? Вәз хизмитидә Худа тоғрилиқ ойланмайдиған вә Муқәддәс китапқа тамамән қизиқмайдиған адәмләрни учритимиз (Әфәс. 4:18). Кичигидин ата-аниси шундақ үгәткәнду. Ишта башлиғимизға, мәктәптә муәллимләргә немә қилмисақму, яқмайдиған чағлиримизму болиду. Бәзи хизмәтдашлиримиз вә синипдашлиримиз бизни тамамән яқтурмаслиғи мүмкин. Шундақ чағларда уларға һөрмәт билән қараш оңай әмәс.

16. Йәһваға хизмәт қилмайдиған адәмләргә һөрмәт көрситиш немә үчүн муһим? (Петрусниң 1-хети 2:12; 3:15)

16 Һөрмәт көрситиш немә үчүн муһим? Йәһва Худа үчүн башқиларға қандақ қарайдиғанлиғимиз бәрибир әмәс. Әлчи Петрус ейтқандәк, адәмләр яхши жүрүш-турушимизни көрүп, «Худани мәдһийилиши» мүмкин. Шу сәвәптин, уларға ишәнчимиз тоғрилиқ ейтқанда, «буни мулайимлиқ вә чоңқур һөрмәт билән» чүшәндүришимиз керәк (Петрусниң 1-хети 2:12; 3:15ни оқуң). Биз һәрқандақ адәмниң, сотчиниң яки аддий адәмниң алдида болсун, ишәнчимизни қоғдап сөзлигәндә Йәһваниң көз алдида сөзләватқандәк сөзләйли. Чүнки Йәһва һәқиқәтән һәммини көрүп, һәммини аңлайду. Бу Худаға хизмәт қилмайдиған адәмләргиму һөрмәт көрситишкә муһим сәвәп әмәсму!?

17. Башқиларға қандақларчә һөрмәт көрситәләймиз?

17 Һөрмәтни қандақ көрсәтсәк болиду? Вәз хизмитидә Муқәддәс китап тоғрилиқ аз яки тамамән билмәйдиған адәмләрниң абройини төкүштин нери болуң. Әксичә, улар Худа үчүнму, биз үчүнму қәдирлик екәнлигини көрситиң (Һагай 2:7; Флп. 2:3). Әгәр бирси ишәнчиңизгә тил тәккүзсә, сөз қайтурмай, өзүңиз һәммини билидиғандәк тәсират қалдурмаң (Пет. 1-х. 2:23). Артуқ сөзләп қойған болсиңиз, бирдин кәчүрүм сораң. Ишта вәзипиңизни пухта вә һалал атқурушқа, башлиғиңиз вә хизмәтдашлириңизниң яхши тәрәплирини байқашқа тиришиң (Тит. 2:9, 10). Адәмләр тиришчанлиғиңизни қәдирлимисиму, Йәһваниң әмгигиңизни қәдирләйдиғанлиғини унтумаң (Кол. 3:22, 23).

18. Немә үчүн һечнемигә қаримай башқиларни давамлиқ һөрмәтлишимиз керәк?

18 Бу мақалидә башқиларға һөрмәт көрситишниң муһим сәвәплирини көрүп чиқтуқ. Өйдикилиримизгә һөрмәт көрсәтсәк, аилигә асас бәргән Йәһваниң өзигә һөрмәт көрситимиз. Қериндашларға көрсәткән һөрмитимизму асмандики Атимизға көрситилгән һөрмәт. Йәһваға ишәнмәйдиғанларға һөрмәт көрсәткинимиздә, улар буни көрүп, Худани мәдһийилиши мүмкин. Башқилар һөрмитимизгә һөрмәт қайтурмисиму, қолумизни чүшәрмәйли. Һөрмәт көрсәткинимиз Йәһва Худа үчүн муһим, чүнки У: «Мени һөрмәт қилғанларни, Мәнму һөрмәт қилимән»,— дегән (Сам. 1-яз. 2:30, ЙД).

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Өйдикилиримизгә қандақларчә һөрмәт көрситәләймиз?

  • Қериндашларға қандақ һөрмәт көрситишимиз керәк?

  • Башқиларға қандақ қилип һөрмәт көрситимиз?

154-НАХША Ахирғичә бәрдашлиқ беримиз

a Бәзи исимлар өзгәртилгән.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш