Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w24 февраль 14—19 б.
  • Нәзир болуп хизмәт қилинғанлардин немини үгинәләймиз?

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Нәзир болуп хизмәт қилинғанлардин немини үгинәләймиз?
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ӨЗҮҢИЗ ХАЛАП ҚУРБАНЛИҚ БЕРИҢ
  • БАШҚИЛАРДИН ПӘРИҚЛИНИП ТУРУШ ҮЧҮН ТӘЙЯР БОЛУҢ!
  • ҺАЯТИҢИЗДА ЙӘҺВАНИ БИРИНЧИ ОРУНҒА ҚОЮҢ
  • БИР-БИРИМИЗНИ НӘЗИРЛӘРДӘК ЯШАШҚА ИЛҺАМЛАНДУРАЙЛИ
  • Назирлардин қандақ үлгә алалайсиз?
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2021)
  • Өзүңизни Йәһваға беғишлашқа тәйярмусиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Һәммини билмәйдиғанлиғиңизни кәмтәрлик билән етирап қилиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
w24 февраль 14—19 б.

7-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

7-НАХША Йәһваға беғишлиниш

Нәзир болуп хизмәт қилинғанлардин немини үгинәләймиз?

«У нәзир қилинған шу мәзгилдә Йәһва үчүн муқәддәс санилиду» (САН. 6:8, ЙД).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Нәзир болуп хизмәт қилинғанлардин үгәнгәнлиримиз Йәһваға өзүмизни атап, җасарәт билән Униңға хизмәт қилишимизға ярдәм берәләйду.

1. Қедимдин бүгүнгә қәдәр Йәһваға ибадәт қилғучилар қандақ яхши роһни нәмаян қилип кәлмәктә?

СИЗ Йәһва Худани сөйәмсиз? Әлвәттә, буниңға гәп кәтмәйду! Бундақ қиливатқан пәқәт сиз бирла киши әмәс. Қедимий заманлардин буян сан-санақсиз Йәһваниң хизмәтчилири сизгә охшаш Уни сөйгән (Зәб. 104:33, 34). Нурғун кишиләр Йәһваға ибадәт қилиш үчүн қурбанлиқларни бәргән. Бу әлвәттә қедимий замандики исраиллар арисида нәзирләр дәп аталған кишиләр. Улар зади қандақ кишиләр вә уларниң үлгисидин немиләрни үгинәләймиз?

2. а) Нәзирләр ким болған еди? (Санлар 6:1, 2) ә) Немә үчүн бәзи исраиллар нәзир болушни қарар қилған?

2 «Нәзир» сөзи ибраний тилдин кәлгән болуп, «айрип қойған» яки «беғишланған» дегән мәнани билдүриду. Нәзирләр қизғинлиқ билән Йәһваға ибадәт қилидиған исраиллар болуп, мәлум қурбанлиқларни берип, өзгичә усулда Йәһваға хизмәт қилиду. Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән қанунда әр яки аял киши Йәһваға алаһидә қәсәм бериш арқилиқ бир мәзгил нәзир қилинип яшашни таллиғанa (Санлар 6:1, 2ни оқуң). Бу қәсәмни, йәни қәтъий вәдини бәргән киши башқа исраиллар әмәлгә қилмисиму болидиған буйруқларға бойсунуши керәк еди. Ундақта, немә үчүн бир исраил киши өзини Худаға беғишлайду? У бәлким, Йәһваға болған чоңқур сөйгү-муһәббити вә Униң бәрикәтләргә чин көңлидин миннәтдарлиқ билдүрүшни халиған болуши мүмкин (Қ. шәр. 6:5; 16:17).

Йәһва тәйинлигән нәзир қилинғанлар

Йәһва Худа бәзи исраилларни нәзир қилип тәйинлигән. Улар қәсәм ичмигән вә бундақ адәмләр мәлум бир вақитқа нәзир болуп, хизмәт қилғанлиғи ениқ бәлгүләнмигән. Муқәддәс китапта Худа тәйинлигән пәқәт үч нәзирләр һәққидә йезилған:

  • Шимшон (Һак. 13:2—5, 24, 25)

  • Самуил (Сам. 1-яз. 1:10, 11, 20, 27, 28)

  • Чөмдүргүчи Йәһия (Луқа 1:13—15)

Бу мақалидә Санлар 6:2—7 айәтләрдә тилға елинған нәзирләр һәққидә йезилған.

3. Бүгүнки күндә Худаниң хәлқи қайси тәрәптин нәзирләргә охшайду?

3 Муса пәйғәмбәргә чүширилгән қанунниң орнини «Мәсиһниң қануни» алғанда, нәзир қилиниш орунлаштурулиши ахирлашқан еди (Гал. 6:2; Рим. 10:4). Бирақ нәзирләргә охшаш бүгүнки күндә Йәһваниң хәлқи пүтүн вуҗуди, пүтүн җени, пүтүн зеһни вә пүтүн күчи билән Униңға хизмәт қилишни интайин арзу қилиду (Марк 12:30). Биз өзүмизни Йәһваға беғишлиғанда, өзүмиз халап қәсәм қилимиз. Бу қәсәмгә садиқ яшаш, Йәһваниң ирадисигә бойсунуш вә қурбанлиқларни беришни өз ичигә алиду. Өтмүштә нәзирләрниң өз қәсимигә садиқ яшаш үчүн немә қилғанлиғини тәкшүргинимиздә, улардин қиммәтлик савақларға егә болалаймиз вә булар бүгүнки күндә өзүмизни беғишлиғанда бәргән қәсимимизгә садиқ яшишимизға ярдәм беридуb (Мәт. 16:24). Бу һәққидә бәзи мисалларни көрүп бақайли.

ӨЗҮҢИЗ ХАЛАП ҚУРБАНЛИҚ БЕРИҢ

4. Санлар 6:3, 4-айәтләргә мас, нәзирләр немидин ваз кәчкән?

4 Санлар 6:3, 4ни оқуң. Нәзирләр үзүм шараби вә үзүмдин ясалған һәрқандақ мәһсулатларни йемигән еди. Буниңға үзүмниң өзи вә қурутулған үзүмләрму кириду. Әтраптики башқа кишиләр дайим бундақ нәрсиләрдин йәп-ичәтти. Чүнки шундақ қилишиниң һечқандақ бир хата йери йоқ еди. Әмәлийәттә, Муқәддәс китапта шарапни Худадин кәлгән «инсанниң қәлбини хошал қилидиған» соға дәп тәсвирләнгән (Зәб. 104:14, 15). Бирақ нәзирләр өзи халап, бундақ нәрсиләрдин һузурлиништин ваз кечип қурбанлиқ бәргәнc.

Нәзир тамақ йегәндә, сунулған шарапни рәт қиливатиду.

Сиз нәзирләргә охшаш техиму көпирәк хизмәт қилиш үчүн қурбанлиқларни беришни халамсиз? (4—6 абзацларға қараң)


5. Мадиан билән Марсела немидин ваз кәчти вә уларни шундақ қилишқа немә дәвәт қилди?

5 Нәзир қилинғанларға охшаш, бизму Йәһва Худаға техиму көпирәк хизмәт қилиш үчүн қурбанлиқларни беримиз. Мадиан вә Марселаниң мисаллирини көрүп бақайли. Бу бир җүп әр-аял раһәт турмуш кәчүрәтти. Мадианниң яхши хизмити болуп, уларниң чирайлиқ өйи бар еди. Бирақ улар Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилишни халиған. Улар бу мәхситигә йетиш үчүн бәзи өзгиришләрни қилишни қарар қилған. Улар мундақ дәйду: «Биз бәзи чиқимлиримизни азайтишқа башлидуқ. Биз кичигирәк өйгә көчүп, машинимизни саттуқ». Мадиан билән Марселаниң бу қурбанлиқларни беришиниң һаҗити йоқ еди. Амма улар шундақ қилишни таллиған, сәвәви шундақ қилғинида, улар техиму көпирәк вәз қилалатти. Улар өзлириниң бу қарарлиридин интайин мәмнунлуқ вә хошаллиқ һис қилиду.

6. Бүгүнки күндә Худа хизмәтчилиригә қурбанлиқ беришкә немә дәвәт қилиду? (Рәсимгиму қараң.)

6 Бүгүнки күндә көплигән қериндашлар көпирәк вақтини чиқирип, Йәһваға хизмәт қилишни ойлиғачқа, өзи халап қурбанлиқларни бериду вә буниңдин хошаллиқ тапиду (Кор. 1-х. 9:3—6). Әмәлийәттә, Йәһва биздин шундақ қурбанлиқларни беришини тәләп қилмайду яки бәзи ишлардин ваз кәчкән кишиләр һечқандақ бир ишни хата қилған әмәс. Мәсилән, бәзиләр өзи яқтуридиған хизмитидин, өйидин, һәтта өйдә баққан һайванатлиридин ваз кечиду. Нурғунлири кечикип той қилишни яки пәрзәнтлик болушни қарар қилиду. Йәнә бәзилири вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ җайларға көчүп берип, хизмәт қилишни таллайду. Улар йеқин кишилиридин айрилип, жирақ жутларда яшашқа тоғра келиду. Нурғун қериндашлиримиз Йәһваға әң яхшисини беришни халиғачқа, қолидин келишичә бундақ қурбанлиқларни бериватиду. Шуниңға қәтъий ишиниңки, Йәһва униңға хизмәт қилиш үчүн бәргән чоң-кичик қурбанлиқлириңизни интайин қәдирләйду (Ибр. 6:10).

БАШҚИЛАРДИН ПӘРИҚЛИНИП ТУРУШ ҮЧҮН ТӘЙЯР БОЛУҢ!

7. Нәзир қилинғанлар қәсимини орунлиғанда, қандақ қийинчилиққа дуч кәлгән болуши мүмкин? (Санлар 6:5) (Рәсимгиму қараң.)

7 Санлар 6:5ни оқуң. Нәзирләр чечини чүшүрмәсликни қәсәм қилатти. Бу уларниң Йәһваға толуқ итаәт қилидиғанлиғини көрситидиған бир йоли еди. Әгәр бир Исраил киши узун вақитқа Худаға өзини шундақ хизмәткә беғишлиса, униң чечи чүшүрилмәй, чачлири башқилардин пәриқлиқ болуп қалатти. Әгәр әтрапидики кишиләр униң қәсимигә садиқ болуп қелишини қоллиса, бу бәлким нәзир қилинғанларниң хизмитини асанлаштурған. Амма қедимий заманда кишини әпсусландуридиған ишлар йүз бәргән. Худаға өзини шундақ хизмәткә беғишлиғанлар қадирләнмигән яки қоллап-кувәтләнмигән. Мәсилән, Амос пәйғәмбәрниң заманида һәқ йолдин чәтнәп кәткән исраиллар нәзирләргә үзүм шарабини давамлиқ ичкүзгән. Уларниң бундақ қилишидики мәхсәт, нәзирләрниң қәсимини бузуш еди (Амос 2:12). Бәзи вақитларда нәзир қилинған бириниң қәсимидә чин туруп, башқилардин пәриқлинип туруши үчүн чоқум қәтъий җасарәтлик болуши тәләп қилған.

Қойни йетиләп кетиватқан чечи кесилмигән нәзир. Униңға тикилип қараватқан вә уни мәсхирә қиливатқан исраиллар.

Қәсимидә чиң турған нәзир башқилардин пәриқлиништин қорқмайду (7-абзацқа қараң)


8. Бениаминниң кәчүрмиши сизни қандақ илһамландурди?

8 Һәтта тартинчақ киши болсақму, Йәһваниң ярдимидә җасарәтлик болуп, башқилардин пәриқлиқ болуп туруш үчүн җүръәт қилалаймиз. Норвегиядә яшайдиған Бениамин исимлиқ 10 яшлиқ гувачиниң мисалини көрүп бақайли. Униң мәктивидә уруш партилған дөләт Украинани қоллаш паалийити өткүзүлгән. Балилар Украинаниң байриғиниң рәңгидә кийимләрни кийип, нахша ейтиш тәләп қилинған. Бениамин шу ишлар болуватқан җайдин жирақ бир чәттә туруп, бу милләтчиликни тәшвиқ қилидиған паалийәттин өзини жирақ тутушни қарар қилған. Амма оқутқучиси уни көрүп, жуқури авазда товлап: «Тезирәк бу йәргә кәл! Һәммимиз сени сақлаватимиз!»— дегән. Бениамин җасарәт билән оқутқучисиниң йениға келип: «Мән бетәрәп, мән сәясий паалийәтләргә қатнашмаймән. Әмәлийәттә, көплигән Йәһва гувачилири урушқа қатнишишни рәт қилғанлиғи үчүн түрмидә йетиватиду»,— дегән. Оқутқучиси униң бундақ чүшәндурушни қобул қилған вә Бениаминниң бу паалийәткә қатнашмаслиғиға рухсәт бәргән. Амма савақдашлири униң немә үчүн уларға қошулмиғанлиғини сорашқа башлиған. Бениамин интайин һодуқуп кәткән вә жиғлап ташлашқа аз қалған. Шундақтиму, у җасарәт билән оқутқучисиға ейтқан сөзләрни пүтүн синипдашлириға қайта тәкрарлиған. Кейин Бениамин ата-анисиға өзиниң Йәһваниң ярдимидә иман-етиқатта чиң туралиғанлиғини һис қилғанлиғини ейтқан.

9. Қандақ йоллар билән биз Йәһвани хошал қилалаймиз?

9 Биз Йәһваниң ирадисигә бойсунушни таллиғанлиғимиз үчүн әтрапимиздики кишиләрдин пәриқлиқ болуп туримиз. Биз иш орнида яки мәктәптә өзүмизни Йәһва гувачилири дәп тонутушқа җүръәт қилишимиз керәк. Бу дуниядики кишиләрниң көз-қариши вә иш-һәрикәтлири күндин-күнгә барғансири начарлишип кетиватиду. Шуңлашқа бизниң Муқәддәс китап принципи бойичә яшап, башқиларға хуш хәвәрни йәткүзишимиз техиму қийинлишип кетиши мүмкин (Тим. 2-х. 1:8; 3:13). Бирақ һәрдайим шуни есимиздә сақлайли: әгәр биз җасарәт билән Худаға хизмәт қилмайдиғанлардин пәриқлинип турсақ, Йәһваниң көңлини хурсән қилимиз (Пәнд н. 27:11; Мал. 3:18).

ҺАЯТИҢИЗДА ЙӘҺВАНИ БИРИНЧИ ОРУНҒА ҚОЮҢ

10. Санлар 6:6, 7-айәттики буйруққа әмәл қилишта, нәзирләрниң ишәнчиси қандақ синалған?

10 Санлар 6:6, 7ни оқуң. Нәзир қилинғанлар өлүккә йеқинлишалматти. Қаримаққа, бу анчә чоң қурбанлиқ әмәстәк көриниду. Қедимий заманда Худаға өзини шундақ хизмәткә беғишлиған киши йеқин уруқ-туққини өлүп кәткәндә, бу буйруққа әмәл қилиш әлвәттә асанға чүшмигән еди. Чүнки шу заманлардики дәпнә мәрасими өлгән кишиниң җәситигә йеқинлишишниму өзи ичигә алатти (Йоһ. 19:39, 40; Әлч. 9:36—40). Бир нәзир бәргән қәсими сәвәплик ундақ урп-адәтләргә толуқ әмәл қилалматти. Шундақ қайғулуқ вақитта уларниң өз қәсимидә чиң туруп, өзлириниң күчлүк иман-етиқадини көрсәткән. Шу қийин вәзийәткә дуч кәлгәндә, әшу садақәтмән хизмәтчилириниң бәрдашлиқ бериши үчүн Йәһва уларға чоқум күч-мәдәт бәргән.

11. Мәсиһ әгәшкүчиси аилигә бағлиқ мәсилиләрни ешиватқанда, немә қәтъий қилиши керәк? (Рәсимгиму қараң.)

11 Биз Мәсиһ әгәшкүчиси сүпитидә өзүмизни Йәһваға беғишлиғанда, бәргән қәсимимизгә қәтъий садиқ болушқа тиришимиз. Бу аилимиздики ишлар тоғрилиқ чиқиридиған қарарлиримиз вә иш-һәрикәтлиримизгә тәсир көрситиду. Әлвәттә, биз аилимизниң еһтияҗлирини қамдаш үчүн тиришип ишләймиз. Амма биз һәргиз аилә әзалиримизниң арзу-истәклирини Йәһва биздин тәләп қилған ишларниң алдиға қоймаймиз (Мәт. 10:35—37; Тим. 1-х. 5:8). Бәзидә Йәһвани хурсән қилиш үчүн чиқарған қарарлиримиз уруқ-туққанлиримизни хошал қилмаслиғи мүмкин.

Һәтта әң қийин вәзийәтләрдә Йәһваниң ирадисини биринчи орунға қоюшқа тәйярмусиз? (11-абзацқа қараң)d


12. Александру аилидики қийин мәсилиләрни һәл қилғанда, у немә қилған вә немә қилмиған?

12 Александру вә униң аяли Доринаниң кәчүрмишлирини көрүп бақайли. Бу бир җүп әр-аял Муқәддәс китапни бир жилчә тәтқиқ қилип үгәнгәндин кейин, Дорина үгинишни тохтитишни қарар қилған. У Александруниңму тохтап қелишини халиған еди. Бирақ Александру тәмкинлик вә пәм-парасәт билән аялиға өзиниң тәтқиқ қилишни давамлаштуридиғанлиғини ейтқан. Дорина буниңдин хошал болмиған вә уни үгинишни тохтитишқа мәҗбурлимақчи болған. Александру аялиниң немишкә бундақ инкас қайтурғанлиғини чүшинишкә тиришқан, амма бу һәрдайим асан болмиғанлиғини ейтиду. Дорина бәзидә уни тәңқитлигән вә сөзлиригә қопаллиқ билән җавап қайтурған, шуңа Александру ваз кәчмәкчиму болған. Бирақ у тәтқиқ қилишни давамлаштуруп, баштин ахири Йәһвани биринчи орунға қойған. Шуниң билән бир вақитта у аялиға сөйгү-муһәббәт вә һөрмәт көрсәткән. Дорина ахири ериниң яхши үлгисидин тәсирлинип, қайта Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиған. Ахирида у һәқиқәтни қобул қилған (jw.org торбетидики «Александру вә Дорина Вакар. Меһир-муһәббәт сәвирчан вә меһрибандур» намлиқ видеони көрүң.).

13. Биз Йәһва Худаға вә аилимизгә сөйгү-муһәббәтни қандақ көрситәләймиз?

13 Аилә қурушни Йәһва Өзи орунлаштурған. У бизниң бәхит-саадәтлик аилимизниң болушини үмүт қилиду (Әфәс. 3:14, 15). Әгәр һәқиқий бәхит-саадәткә еришмәкчи болсақ, Йәһваниң көрсәтмиси бойичә иш қилишимиз керәк. Шуниңға ишиниңки, Йәһваға ибадәт қилиш үчүн бәргән қурбанлиқлириңизни шуниң билән бир вақитта аилиңизгә ғәмхорлуқ қилип, уларға көрсәткән сөйгү-муһәббәт вә һөрмитиңизни Яратқучимиз Йәһва интайин қәдирләйду (Рим. 12:10).

БИР-БИРИМИЗНИ НӘЗИРЛӘРДӘК ЯШАШҚА ИЛҺАМЛАНДУРАЙЛИ

14. Сөзлиримиз билән кимни илһамландурушқа тиришишимиз керәк?

14 Бүгүнки күндә Йәһваға ибадәт қилидиған кишиләр өз Яратқучисини сөйгәчкә, һәммисиниң өзи халап қурбанлиқларни беришигә тоғра келиду. Бәзи вақитларда бундақ қилиш асан әмәс. Ундақта бир-биримизни Йәһваға қурбанлиқ беришкә қандақ илһамландуралаймиз? Гәп-сөзлиримиз арқилиқ илһамландуралаймиз (Аюп 16:5). Җамаитиңиздә Худаға техиму көпирәк хизмәт қилиш үчүн аддий-саддә турмуш кәчүрүшни ойлишиватқанлар барму? Мәктәптә башқилардин пәриқлиқ болуп, җасарәт билән иманда чиң турған яшларни биләмсиз? Аилидикиләрниң қаршилиғи сәвәплик қийинчилиқларға дуч келип, садақәтмәнликни сақлашта қийниливатқан етиқатчи қериндашлириңиз яки Муқәддәс китап үгиниватқан кишиләр барму? Һәрбир пурсәттин пайдилинип шундақ қийинчилиқларға дуч келиватқанларни чоқум илһамландуруң. Уларниң Йәһва үчүн бериватқан қурбанлиғи вә көрситиватқан җасаритини интайин қәдирләйдиғанлиғиңизни ейтиң (Флм. 4, 5, 7).

15. Толуқ вақитлиқ хизмәт қилғанларға бәзиләр қандақ ярдәм берәләйду?

15 Бәзидә биз пүтүн күн Йәһваға хизмәт қиливатқан етиқатчи қериндашлиримизға әмәлий ярдәм берәләймиз (Пәнд н. 19:17; Ибр. 13:16). Мәсилән, Шри-Ланкидики бир яшинип қалған қериндишимиз шундақ қилған. Униң пенсия мааши өстүрүлгәндин кейин, у пионер болуп хизмәт қиливатқан икки қериндашниң ихтисадий қийинчилиқлириға қаримай, бу хизмитини давамлаштурушиға ярдәм беришни қарар қилған. Шуниң билән у һәр айда шу икки қериндашниң телефон һәққини төләп, әмәлий ярдәм бәргән. У қериндаш һәқиқәтән әҗайип гөзәл роһни нәмаян қилған.

16. Қедимий заманда яшиған нәзирләрдин немини үгинәләймиз?

16 Биз қедимий замандики нәзирләрниң пидакарлиқ роһидин нурғун нәрсиләрни үгинәләймиз. Амма бу орунлаштуруш асмандики Атимиз Йәһва һәққидә интайин муһим бир һәқиқәтни ашкарилайду. Худайимиз Уни хурсән қилиш арзу-истигимизни билиду вә өзүмизни беғишлаш қәсимимизгә әмәл қилиш үчүн чин қәлбимиздин қурбанлиқ беришни халайдиғанлиғимизға ишиниду. Йәһва бизгә шәхсән Униңға болған сөйгү-муһәббитимизни билдүрүшкә йол қоюш арқилиқ бизни һөрмәтләйду (Пәнд н. 23:15, 16; Марк 10:28—30; Йоһ. 1-х. 4:19). Нәзир қилиниш орунлаштуруши арқилиқ шуни көрүп ейталаймизки, Йәһва Худа Униң үчүн бәргән қурбанлиқлиримизға көңүл бөлиду вә уларни қәдирләйду. Ундақта, биз давамлиқ Йәһваға хизмәт қилишни қарар қилип, Униңға өз ихтияримиз билән өзүмиздә бар әң яхшисини тәғдим қилайли.

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Нәзирләр қайси йоллар билән өзини беғишлиған вә җасаритини көрсәткән?

  • Нәзирләргә охшаш қурбан қилиш роһини нәмаян қилишқа бир-биримизни қандақ илһамландуралаймиз?

  • Нәзир қилиниш орунлаштуруши Йәһваниң өз хизмәтчилиригә болған ишәнчиси һәққидә немиләрни ашкарилайду?

18-НАХША Худаниң чин муһәббити

a Бирнәччә исраиллиқ кишини Худаниң Өзи нәзир қилип тәйинлигән болсиму, исраилларниң көпинчиси мәлум бир вақит үчүн нәзир болуп хизмәт қилишни өзи халап қарар қилған («Йәһва тәйинлигән нәзирләр» намлиқ рамкиға қараң.).

b Бәзидә нәшири материаллиримизда нәзир қилинғанлар бүгүнки күндә толуқ вақит хизмәт қиливатқан қериндашлар билән селиштурған. Бирақ бу мақалидә өзини беғишлиған барлиқ Худа хизмәтчилири нәзир қилинғанлардин қандақ үлгә алалайдиғанлиғимизни үгинимиз.

c Қаримаққа нәзир қилинғанлар өзиниң қәсимини ада қилалиши үчүн башқа қошумчә җавапкарлиқни яки алаһидә вәзипиләрни өз үстигә алмиған.

d СҮРӘТТӘ: Өз аилисидики сөйүмлүк кишидин айрилип, уни дәпнә қиливатқанлиғиға өгүзидин қараватқан нәзир. Бәргән қәсими сәвәплик у дәпнә мәрасимиға қантишалмайду.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш