24-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған
Яқупниң ахирқи сөзлиридин немини үгинимиз? (1-қисим)
«Һәммиңлар җәм болуңлар һәм мән силәргә ахирқи күнләрдә силәр билән немә болудиғанлиғини ейтип берәй» (ЯРИТ. 49:1).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Яқупниң Рувим, Шимон билән Лавий вә Йәһудаға ейтқан ахирқи сөзлиридин қандақ савақ алалаймиз?
1, 2. Яқуп өлүмидин авал немә қилған вә немә үчүн? (Рәсимгиму қараң.)
ЯҚУП қериғанда пүтүн аилиси билән Қанандин Мисирға көчүп барған. У шу йәрдиму Йәһва Худаға 17 жил давамида садиқ хизмәт қилған (Ярит. 47:28). Яқуп оғли Йүсүпни көрүшкә интайин хошал болған чүнки у Йүсүп өлүп кәткән дәп ойлиған. Яқуп вә униң оғуллири қайтидин баш қошқан. Лекин у пат арида өлүп кетидиғанлиғини билгән, шуңа у оғуллирини чақирип, муһим бир нәрсини ейтмақчи болған (Ярит. 49:28).
2 Қедимий заманда дадиси өлүштин авал аилисини жиғип, уларға нәсиһәт қилған (Йәшая 38:1). Адәттә шу чағда у өзиниң орнини бесип, кимниң йеңи аилә беши болидиғанлиғини ейтқан.
Яқуп 12 оғлиға пәйғәмбәрлик сөзлирини ейтиватиду (1, 2-абзацларға қараң)
3. Биз Яритилиш 49:1, 2дин немини биливалдуқ?
3 Яритилиш 49:1, 2ни оқуң. Лекин бу алаһидә бир аилә учришиши болған. Пәйғәмбәр болғанлиқтин, Яқуп Йәһва Худаниң ярдими билән келәчәктә оғуллири вә уларниң әвладлири билән немә болидиғанлиғи тоғрилиқ муһим нәрсиләрни ейтқан.
4. Яқуп немиләрни алдин-ала ейтқан вә биз униң сөзлиридин қандақ савақ алалаймиз? («Яқупниң аилиси» дегән рамкиғиму қараң.)
4 Бу мақалидә биз Яқупниң төрт оғли Рувим, Шимон, Лавий вә Йәһудаға ейтқан сөзлирини көрүп чиқимиз. Кейинки мақалидә болса униң башқа сәккиз оғлиға ейтқан сөзлирини муһакимә қилимиз. Яқуп келәчәктә оғуллири вә уларниң әвлатлири билән немә болидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Вақит өтүп бу әвлатләр чоң бир хәлиққә айлинатти. Исраил хәлқиниң тарихини көрүп чиқсақ Яқуп пәйғәмбәрниң сөзлири қандақ әмәлгә ашқанлиғини биливалимиз. Шундақла биз униң ахирқи сөзлиридин Йәһва Худаниң көңлини хошал қилишимизға ярдәм беридиған муһим нәрсиләрни үгинәләймиз.
РУВИМ
5. Рувим немини күткән болуши керәк?
5 Авал Яқуп чоң оғли Рувимға: «Сән мениң тунҗам» дегән (Ярит. 49:3). Тунҗа оғул болғанлиқтин, қериндашлириға қариғанда көпирәк мирас алимән дәп ойлиғанду. Бәлким, у Яқупниң орниға аилә беши болуп, әвлатлириниң бири дайим хәлиққә йетәкчилик қилиду дәп күткәнду.
6. Рувим немә сәвәптин тунҗилиқ һоқуқидин айрилип қалған? (Яритилиш 49:3, 4)
6 Амма Рувим тунҗилиқ һоқуқидин айрилип қалған еди (Тар. 1-яз. 5:1). Немә үчүн? Чүнки Раһил вапат болғандин кейин бираз вақит өтүп, Рувим униң хизмәтчиси Валла билән җинсий мунасивәттә болған (Ярит. 35:19, 22). Рувим немишкә шундақ қилған? Бәлким, у шундақларчә атиси Яқупниң Валладин нәпрәтлинип, униң аписи Лияни көпирәк яхши көриду дәп үмүт қилғанду. Йә болмиса, Рувимниң көңли Валлаға чүшүп, у өз җинсий хумарини туталмиған болуши мүмкин. Мәйли қандақ болсун, Рувимниң қилиғи Йәһва Худани вә атиси Яқупни интайин ғәзәпләндүргән (Яритилиш 49:3, 4ни оқуң).
7. Рувим вә униң әвлатлири билән немә болған? («Яқупниң ахирқи сөзлири» дегән рамкиғиму қараң.)
7 Яқуп оғли Рувимға «гедәримә» дәп, униң қериндашлириға қариғанда утуқлуқ болмайдиғанлиғини ейтмақчи еди. Бу сөзләр орунлинип, Рувимниң әвладидин һечким падиша, роһаний яки пәйғәмбәр болмиған. Шундақ болсиму, Яқуп Рувимни мирастин қуруқ қалдурмай, униң әвлатлири Исраилниң бир қәбилиси болған (Йәшуа 12:6). Рувим башқа вәзийәтләрдә яхши хисләтләрни көрсәткән вә буниңдин кейин җинсий әхлақсизлиқ қилмиған охшайду (Ярит. 37:20—22; 42:37).
8. Рувимниң мисалидин биз немини үгинимиз?
8 Биз қандақ савақ алимиз? Яман һәвәслиримизгә қарши күришип, җинсий әхлақсизлиқ қилиштин нери туришимиз керәк. Әгәр биз гуна қилишқа аздурулсақ, тохтап, һәрикәтлиримиз Йәһва Худа, аилимиздикиләр вә башқиларни қандақ рәнҗитидиғанлиғи тоғрилиқ ойлинип бақсақ болиду. Буниңдин башқа, «инсан немә терисә, шунила жиғиду» дегән сөзләрни унтумайли (Гал. 6:7). Рувимниң мисалидин биз Йәһва Худаниң қанчилик меһир-шәпқәтлик екәнлигини билимиз. Хаталиқ өткүзүп қойсақ, биз буниң ақивети қандақ болидиғанлиғини көримиз. Лекин биз товва қилип, тоғра ишларни қилишқа интилсақ, Йәһва Худа бизни кәчүриду вә бизгә бәрикәт бериду.
ШИМОН ВӘ ЛАВИЙ
9. Яқуп Шимон билән Лавийға немә сәвәптин наразилиқ билдүргән? (Яритилиш 49:5—7)
9 Яритилиш 49:5—7ни оқуң. Кейин Яқуп Шимон билән Лавийға сөз қилип, уларға наразилиғини билдүргән. Қананлиқ Сихем Яқупниң қизи Динани зорлиғанда, Яқупниң һәммә оғуллири интайин аччиқланған. Лекин Шимон билән Лавий ғәзивини басалмай, зораванлиқ қилған. Улар Сихем вә униң адәмлирини алдап, хәтнә қилишқа көндүргән. Улар техи ағрип ятқанда, Шимон билән Лавий шәһәргә кирип, барлиқ әр кишиләрни өлтүргән (Ярит. 34:25—29).
10. Яқупниң Шимон вә Лавийға ейтқан сөзлири қандақ әмәлгә ашқан? («Яқупниң ахирқи сөзлири» дегән рамкиғиму қараң.)
10 Яқуп икки оғлиниң шунчә көп адәмләрни өлтүргәнлигини билгәндә, уларға қаттиқ аччиқланған. У Шимон билән Лавийниң әвлатлири Исраил зиминиға тарқилип яки чечилип кетидиғанлиғини алдин-ала ейтқан. Исраиллар 200 жилдин кейин Вәдә қилинған зиминға киргәндә, бу пәйғәмбәрлик сөзләр әмәлгә ашқан. Шимон қәбилисигә тәккән мирас Йәһуда оғуллириниң зимини ичидә болған (Йәшуа 19:1). Лавий қәбилиси болса, Исраилниң һәр түрлүк җайлиридики 48 шәһәрни мирасқа алған (Йәшуа 21:41).
11. Шимон вә Лавий қәбилилири қандақ яхши ишларни қилған?
11 Шимон билән Лавийниң әвлатлири әҗдатлириниң хаталиқлирини қайтилимиған. Лавийларниң көпинчиси Йәһваға садиқ хизмәт қилған. Йәһва Худа Синай теғида Мусаға қанунни бәргәндә, нурғун исраиллар мозайға чоқунған. Лекин лавийлар көпчиликкә қошулмай, кейинирәк Мусаниң буйруғи бойичә мозайға чоқунғанларни өлтүргән (Чиқ. 32:26—29). Йәһва Худа Лавий қәбилисидин чиққан әр кишиләрни Исраилда роһанийлар болушқа таллиған (Чиқ. 40:12—15; Сан. 3:11, 12). Исраил хәлқи Вәдә қилинған зиминни егилиши үчүн Шимон қәбилиси Йәһуда қәбилисигә қананлиқларға қарши җәң қилишқа батурлуқ билән ярдәм бәргән (Һак. 1:3, 17).
12. Шимон билән Лавийниң мисалидин қандақ савақ алалаймиз?
12 Биз қандақ савақ алимиз? Өзүңиз яки йеқиниңиз адаләтсиз муамилигә дуч кәлсә, аччиқлиниш тәбиий нәрсә. Лекин шу вақитта ғәзәпкә берилип, һәрикәт қилиш натоғра (Зәб. 4:4). Бизгә яманлиқ қилған адәмниң көңлини ағритидиған сөзләрни ейтсақ яки ишларни қилсақ, Йәһва Худани рәнҗитидиғанлиғимизни унтумайли (Яқуп 1:20). Етиқатдишимиз яки Йәһва Худаға хизмәт қилмайдиған бирси бизгә адаләтсиз муамилә қилса, биз Йәһва Худани хурсән қилидиған инкас қайтуримиз. Шундақ қилсақ, биз башқиларниң көңлини ағритидиған сөзләрдин вә ишлардин нери туралаймиз (Рим. 12:17, 19; Пет. 1-х. 3:9). Һәтта ата-аниңиз Йәһваға яқмайдиған ишларни қилсиму, сиз уларни үлгә қилмай, әксинчә Йәһваға яқидиған ишларни қилалайсиз. «Мән һечқачан Йәһва Худани рази қилалмаймән» дәп ойлимаң. Йәһва Худа сизниң тоғра йолда меңишиңизға ярдәм берип, тиришчанлиғиңизни бәрикәтләйду.
ЙӘҺУДА
13. Дадиси униңға сөзлигәндә, Йәһуда немишкә әнсиригән болуши мүмкин?
13 Шимон вә Лавийға сөзләп болғандин кейин, Яқуп Йәһудаға сөз қилған. Дадисиниң акилириға ейтқан сөзлирини аңлиғанда, Йәһуда әнди маңа немә дәйдиғанду дәп әнсиригән болуши мүмкин. Чүнки уму нурғун чоң хаталиқларни өткүзгән. Шимон билән Лавий Сихемниң адәмлирини өлтүргәндин кейин, Йәһуда қериндашлириға қошулуп, шәһәрни булап-талиған (Ярит. 34:27). Шундақла у қериндашлири билән биллә Йүсүпни қуллуққа сетиветип, кейин дадисини алдиған (Ярит. 37:31—33). Кейин оғли өлүп кәткәндә, Йәһуда келини Тамарни паһишә аял дәп ойлап қелип, униң билән ятқан (Ярит. 38:15—18).
14. Йәһуда қандақ яхши ишларни қилған? (Яритилиш 49:8, 9)
14 Лекин Яқуп Йәһудани махтап, униңға вә әвлатлириға дугасини бәргән (Яритилиш 49:8, 9ни оқуң). Чүнки Йәһуда яшанған атисиниң һис-туйғусиға ғәмхорлуқ қилған. Буниңдин башқа, у әң кичик иниси Бениаминға ич ағритқан (Ярит. 44:18, 30—34).
15. Йәһудаға ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләр қандақларчә әмәлгә ашқан?
15 Яқуп Йәһуданиң башқа қериндашлирини башқуридиғанлиғини бәшарәт қилған. Амма бу пәйғәмбәрлик сөзләр тәхминән 200 жилдин кейинла әмәлгә ашқан. Исраил хәлқи Мисирдин чиқип, чөл баяванда Вәдә қилинған зимин тәрәпкә маңғанда, Йәһуда қәбилиси алдида меңип, башқа қәбилиләр униң кәйнидин маңған (Сан. 10:14). Жиллар өтүп, Вәдә қилинған зиминни егиләш үчүн қананлиқларға қарши җәңдә Йәһуда қәбилиси биринчи сәптә маңған (Һак. 1:1, 2). Давут Йәһуда қәбилисидин чиққан нурғун падишаларниң биринчиси болған. Лекин Йәһудаға ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләр башқиму усулларда әмәлгә ашқан.
16. Яритилиш 49:10дики сөзләр қандақларчә әмәлгә ашқан? («Яқупниң ахирқи сөзлири» дегән рамкиғиму қараң.)
16 Яқуп йәнә пүтүн дунияниң падишаси Йәһуда қәбилисидин чиқип, униң мәңгү һөкүмранлиқ қилидиғанлиғиниму ейтқан (Яритилиш 49:10ни оқуң). Бу падиша Әйса Мәсиһ. Бир пәриштә Әйса тоғрилиқ: «Йәһва Пәрвәрдигар униңға атиси Давутниң тәхтини әта қилиду»,— дегән (Луқа 1:32, 33). Әйса «Йәһуданиң әвладидин болған Шир» дәпму аталған (Вәһ. 5:5).
17. Йәһва Худаниң башқиларға болған көзқаришини қандақ доралаймиз?
17 Қандақ савақ алимиз? Йәһуда нурғун хаталиқларни қилсиму, Йәһва уни бәрикәтлигән. Бәлким, Йәһуданиң қериндашлири униң қандақ яхши хисләтлири барлиғини чүшәнмигәнду. Уларниң немә ойлиғанлиғини билмисәкму, Йәһва Худа Йәһудани яхши хисләтлири үчүн бәрикәтлигәнлигини билимиз. Биз Йәһвани қандақ үлгә қилалаймиз? Бурадәр яки қериндаш муһим бир вәзипигә еришкәндә, авал биз униң немә үчүн шундақ тапшуруқ алғанлиғини чүшәнмәслигимиз мүмкин. Лекин Йәһва Худаниң шу етиқатдишимизда яхши бир хисләтләрни көрүп, униңдин рази екәнлигини унтумайли. Йәһва Худадин үлгә елип, бизму қериндашлиримизниң яхши тәрәплирини көрүшкә тиришайли.
18. Сәвирчан болушимиз немә үчүн муһим?
18 Йәһуданиң мисалидин алидиған йәнә бир савақ — сәвирчан болушниң муһимлиғи. Йәһва Худа бәргән вәдилирини һәрқачан орунлайду. Лекин У буни биз халиған усулда яки биз ойлиған вақитта қилмаслиғи мүмкин. Исраил хәлқиниң дәсләпки йетәкчилири Йәһуда қәбилисидин чиқмиған. Муса Лавий қәбилисидин, Йәшуа Әпраим қәбилисидин вә Саул падиша Бениамин қәбилисидин болсиму, Йәһуда қәбилиси Худа таллиған бу йетәкчиләрни садиқ қоллиған. Келиңлар, Йәһва Худа аримизда йетәкчилик қилишқа таллиған кишиләрни қоллап-қувәтләйли (Ибр. 6:12).
19. Яқупниң ахирқи сөзлиридин Йәһва Худа тоғрилиқ немини биливалдуқ?
19 Биз Яқупниң төрт оғлиға ейтқан ахирқи сөзлиридин немиләрни үгинивалдуқ? «Худа инсан көргәндәк көрмәйду» (Сам. 1-яз. 16:7, ЙД). Йәһва Худа наһайити сәвирчан вә кәчүрүмчан. Йәһва Худа бизниң хаталиқлиримизға көз жуммисиму, У биздин мукәммәл болушимизни күтмәйду. Еғир гуналарни қилған адәм товва қилип, қайтидин тоғра йолға қайтса, Йәһва уларни кәчүрүп, уларға бәрикәт бериду. Кейинки мақалидә биз қалған сәккиз оғлиға немә ейтқанлиғини көрүп чиқимиз.
18-НАХША Худаниң чин муһәббити