32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
23-НАХША Йәһва — бизниң күчимиз
Йәһва Худа тәврәнмәй мәһкәм турушимизға қандақ ярдәм бериду?
«Мол меһирликниң Худаси,. . . У силәрни мустәһкәмләп, күчлүк һәм тәқабил қилиду» (ПЕТ. 1-Х. 5:10).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Йәһва Худа бу дунияниң ахири кәлгичә садиқ хизмәт қилалишимиз үчүн бизгә дуа, Муқәддәс китап, етиқатдашлиримиз вә үмүтни әта қилди. Бу соғиларниң пайдисини көрүш үчүн немә қилалаймиз?
1. Биз қандақ қийинчилиқларға дуч келимиз вә ким бизгә ярдәм берәләйду? (Петрусниң 1-хети 5:10)
БУ АХИРҚИ еғир күнләрдә Худаниң хәлқи қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериши муһим. Бәзилири созулма кесәл сәвәвидин азап чекиватиду. Башқилири болса, йеқинлиридин айрилғанлиғи үчүн қайғуриватиду. Йәнә бирлири болса, аилә әзалириниң яки һөкүмәтниң қаршилиғиға дуч келиватиду (Мәт. 10:18, 36, 37). Һаятиңизда мәйли қандақ қийинчилиқлар болсиму, Йәһва Худа Униңға садиқ болуп қелишиңизға күч-мәдәт беридиғанлиғиға һеч гуман қилмаң (Петрусниң 1-хети 5:10ни оқуң).
2. Биз қандақларчә Йәһва Худаға садиқ болуп қалалаймиз?
2 Чидаш дегинимиз қийинчилиқларға, қаршилиқларға яки езиқтурушларға дуч кәлгәндиму, Йәһва Худаға садиқ болуп, Униңға хошаллиқ билән хизмәт қилишни билдүриду. Синақларға чидаш үчүн биз үмүткә муһтаҗ. Йәһва Худа бизгә «адәттики күчтин ешип чүшидиған күчни» бәргәнликтин, биз чидамлиқ болалаймиз (Кор. 2-х. 4:7). Худаниң ярдимисиз бу қолумиздин кәлмәтти. Бу мақалидә Йәһваниң бизгә қайси төрт усулда ярдәм беридиғанлиғини вә буниң пайдисини көрүш үчүн немә қилалайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
ДУА
3. Немә үчүн дуани карамәт соға дәп ейталаймиз?
3 Йәһва Худа бизгә аламәт яхши бир соғини бәргән. Гәрчә гунакар болсақму, биз Худа билән сөзлишәләймиз вә У бизни тиңшайду (Ибр. 4:16). Биз Йәһваға һәрқандақ вақитта вә һәрқандақ мәсилә тоғрилиқ дуа қилалаймиз. Мәйли қайси тилда яки қәйәрдә дуа қилмайли, һәтта түрмидә яки етиқатдашлиримиздин жирақ болсақму, Худа бизни аңлайду (Юнус 2:1, 2; Әлч. 16:25, 26). Ич-бағримизни төкүш үчүн сөз тапалмай қалғандиму, Йәһва Худа көңлүмиздә немә бар екәнлигини билиду (Рим. 8:26, 27). Һәқиқәтән, дуа — Йәһва Худа бизгә бәргән карамәт соға.
4. Синақларға чидаш үчүн дуада ярдәм сорисақ, Йәһва Худа бизгә ярдәм беридиғанлиғини нәдин билимиз?
4 Муқәддәс китапта Йәһваниң «ирадисигә мувапиқ неминила сорисақ, У бизни тиңшайду» — дәп йезилған (Йоһ. 1-х. 5:14). Синақларда мәһкәм туруш үчүн Йәһва Худадин ярдәм соралаймизму? Әлвәттә, чүнки бу Униң ирадисигә лайиқ. Садиқ болуп қалсақ, Йәһва Худа Уни һақарәтлигүчи Шәйтанға җавап берәләйду (Пәнд н. 27:11). Муқәддәс китапта Йәһва Худа Өзигә пүтүн қәлби билән садиқ болуп қелишқа интилгәнләргә яр-йөләк болидиғанлиғи йезилған (Тар. 2-яз. 16:9). Демәк, Йәһва бизгә ярдәм беришни халайду вә синақларға чидишимизға күч берәләйду (Йәшая 30:18; 41:10; Луқа 11:13).
5. Дуа қилғанда қандақларчә көңүл арамлиғиға еришәләймиз? (Йәшая 26:3)
5 Муқәддәс китапта ғәм-әндишилиримиз тоғрилиқ сәмимий дуа қилсақ, «һәрқандақ инсаний чүшиниктин үстүн туридиған Тәңриниң течлиғи» жүригимизни һәм әқлимизни қоғдайдиғанлиғи йезилған (Флп. 4:7). Худаға хизмәт қилмайдиған нурғун адәмләр қийинчилиқлирини унтуш үчүн һәрхил усулларни қоллинип, көңүл арамлиғиға еришидиғанду. Лекин Йәһва Худа беридиған һәқиқий течлиққа немә йәтсун?! Йәһваға дуа қилғанда биз Униңға пүтүнләй тайинидиғанлиғимизни көрситимиз. У болса, бизгә пүтмәс-түгимәс течлиқни бериду (Йәшая 26:3ни оқуң). Мәсилән, Йәһва Худа бизгә илһам-мәдәт беридиған айәтләрни әскә елишимизға ярдәмлишиду. Бу айәтләр Йәһваниң бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини вә бизгә ярдәм беришни халайдиғанлиғини әслитип, биз көңүл хатирҗәмлигигә еришимиз (Зәб. 62:1, 2).
6. Немә тоғрилиқ дуа қилсиңиз болиду? (Рәсимгиму қараң.)
6 Сиз немә қилалайсиз? Қийинчилиққа дуч кәлгәндә өз жүкиңизни Йәһваға артип, Униңдин течлиқ сораң (Зәб. 55:22). Шундақла қийинчилиққа қарши туруш үчүн керәк даналиқниму сораң (Пәнд н. 2:10, 11). Дуалириңизда Йәһва Худаға рәхмәт ейтишниму унтумаң (Флп. 4:6). Йәһваниң һәр күни синақларға бәрдашлиқ беришиңизгә қандақ ярдәм бериватқанлиғи тоғрилиқ ойлинип, Униңға рәхмәт ейтиң. Гәрчә һазир синаққа дуч кәлсиңизму, Йәһва Худаниң сизгә бәргән һәммә бәрикәтлирини әстин чиқармаң (Зәб. 16:5, 6).
Сиз дуа қилғанда, Йәһва Худаға сөзләйсиз. Сиз Муқәддәс китапни оқуғанда, У сизгә сөзләйду (6-абзацқа қараң)b
ХУДАНИҢ СӨЗИ
7. Муқәддәс китапни оқуп-үгиниш синақларға бәрдашлиқ беришимизгә қандақ ярдәм бериду?
7 Синақларға чидашқа ярдәм бериш үчүн Худа бизгә Өз Сөзини бәргән. Муқәддәс китапта Йәһва Худа бизгә чоқум ярдәм беридиғанлиғиға ишәндүридиған нурғун айәтләр бар. Мәсилән, Мәтта 6:8дә (ЙД): «Атаңлар немигә муһтаҗ болғиниңларни һәтта силәр Униңдин тилимәстин бурун билиду»,— дәп йезилған. Бу сөзләрни Йәһва Худани һәммисидин яхши билидиған Әйса Мәсиһ ейтқан. Шу сәвәптин, биз синаққа дуч кәлгәндә, Йәһва бизниң қандақ ярдәмгә муһтаҗ екәнлигимизни билидиғанлиғиға ишәнчимиз камил болсун. Муқәддәс китапта Йәһва Худаниң бизгә керәклик күч беридиғанлиғини көрситидиған башқиму нурғун вәдиләр бар (Зәб. 94:19).
8. а) Синақларға тәқабил турушимизға Муқәддәс китаптики қайси принцип ярдәм берәләйду? ә) Керәк чағда Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрни әскә чүширишимизгә немә ярдәм берәләйду?
8 Муқәддәс китаптики принциплар синақларға тәқабил турушимизға ярдәм берәләйду. Худа Сөзидики мәслиһәтләр бизни дана қилип, тоғра қарар чиқиришимизға ярдәм бериду (Пәнд н. 2:6, 7). Мәсилән, Муқәддәс китапта йезилғандәк, әтә немә болидиғанлиғи тоғрилиқ һәддидин ташқири ғәм қилишниң орниға, Йәһва Худаға тайинишимиз керәк (Мәт. 6:34). Әгәр Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, оқуғанлиримиз тоғрилиқ чоңқур ойлиниш адитимиз болса, қийинчилиққа дуч кәлгәндә яки қарар чиқиришимизға тоғра кәлгәндә, Муқәддәс китаптики мәслиһәтләрни есимизға чүшириш оңай болиду.
9. Муқәддәс китаптики һекайиләр Йәһваниң бизгә ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчимизни қандақ күчәйтиду?
9 Муқәддәс китапта Йәһва Худаға таянған вә Униң ярдимигә еришкән адәмләрниң һекайилири йезилған. Улар бизгә охшаш аддий адәмләр болған (Ибр. 11:32—34; Яқуп 5:17). Мошу вақиәләрни оқуп, чоңқур ойлансақ, Йәһва бизниңму «панайимиз һәм күчимиз, У дәртлиримиздә йенимизда тепилидиған ярдәмчимиздур» екәнлигигә ишәнчимиз күчийиду (Зәб. 46:1). Қийин чағда Йәһваға тайинип, һечнәрсигә қаримай, Униңға хизмәт қиливәргән садиқ адәмләрниң үлгиси бизниму Худаға ишәнч бағлап, чидамлиқ болушқа дәвәт қилиду (Яқуп 5:10, 11).
10. Муқәддәс китапниң бизгә ярдәм бериши үчүн биз немә қилалаймиз?
10 Сиз немә қилалайсиз? Муқәддәс китапни һәр күни оқуп, сизгә ярдәм беридиған айәтләрниң тизимини йезип қоюң. Нурғунлири әтигәндә күндилик айәт вә кәлтүрүлгән изаһәтни оқуп, у тоғрилиқ күн давамида ойлинип жүриду. Бу уларға күч-мәдәт бериду. Ағриватқан ата-анисиға қариған Мэриa қериндишимизғиму бу ярдәм бәрди. Дадисиму, аписиму рак кесилигә гириптар болуп, иккилисиниң санақлиқ күнлири қалған екән. Мэриға мошу еғир күнләрни баштин кәчүрүшкә немә ярдәм бәрди? У мундақ деди: «Әтигәндә күндилик айәтни оқуп, үгәнгәнлирим тоғрилиқ чоңқур ойлинаттим. Шундақ адәт қийинчилиқлиримға бешим билән кирип кәтмәй, һәр күни Йәһва Худа вә Униң Сөзидики әҗайип һәқиқәтләр тоғрилиқ ойлинишимға ярдәм бәрди» (Зәб. 61:2).
ЕТИҚАТДАШЛИРИМИЗ
11. Синақларда ялғуз әмәслигиңизни билиш сизгә қандақларчә илһам-мәдәт бериду?
11 Дуния йүзидики қериндашлиримиз қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду. «Дуниядики барчә етиқатдашлириңлар худди шундақ азапларға дучар болуватиду» дегән сөзләр бизгә илһам-мәдәт бериду (Пет. 1-х. 5:9). Башқа қериндашлар бизниңкигә охшаш синақларға дуч келип, Йәһва Худаға садиқ болуп қалған (Пет. 1-х. 5:9). Демәк, бизму синақларда садиқ болуп қалалаймиз (Әлч. 14:22).
12. Бир-биримизгә қандақ ярдәм берәләймиз? (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4)
12 Қериндашлиримиз бизгә сөзлири вә ишлири билән илһам-мәдәт берәләйду. Әлчи Паул буниңға көз йәткүзгән. Әлчи Паул өй қамиғида болғанда, униңға ярдәм бәргән қериндашларниң исимлирини хәтлиридә атап, рәхмәт ейтқан (Флп. 2:25, 29, 30; Кол. 4:10, 11). Бүгүнки күндә бизму еғир күнләрни баштин кәчүргәндә, қериндашлиримиз йенимизда болуп, илһам-мәдәт вә ярдәм берәләйду. Улар синақларға дуч кәлгәндә, бизму уларға яр-йөләк болалаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 1:3, 4ни оқуң).
13. Маяниң синақларға бәрдашлиқ беришигә немә ярдәм бәрди?
13 2020-жили сақчилар Россиядики Мая дегән қериндишимизниң өйигә туюқсиз бесип кирип, ахтуруп чиқти. Кейин у сотниң алдида өз етиқадини қоғдиди. Маяниң ейтишичә, шу еғир вақитларда етиқатдашлири уни қоллап-қувәтлиди. Мая мундақ деди: «Мән һалсизлинип, чүшкүнлүккә чүшүп кәттим. Лекин қериндашлар дайим маңа телефон қилип, бәзилири хәт яки учурларни әвәтти. Улар мени қаттиқ яхши көридиғанлиғини ейтип туратти. Мениң көйүмчан чоң аиләмниң бар екәнлигини дайим биләттим. Амма қериндашларниң маңа қандақ ярдәм бәргәнлигини көргәндә, буниңға һәқиқәтән көзүм йәтти».
14. Қериндашларниң ярдимигә еришиш үчүн немә қилалайсиз? (Рәсимгиму қараң.)
14 Сиз немә қилалайсиз? Синақларға дуч кәлгәндә етиқатдашлириңизға йеқин болуш интайин муһим. Ақсақаллардин ярдәм сораштин тартинмаң. Улар «шамалдин панагаһ вә ямғурдин чедир болиду» (Йәшая 32:2). Унтумаңки, башқа қериндашларму қийинчилиқларға дуч кәлмәктә. Шуңа ярдәмгә муһтаҗ болған бирсигә яр-йөләк болсиңиз, өзүңизму хошал болуп, синақларда садиқ болуп қалалайсиз (Әлч. 20:35).
Етиқатдашлириңиз билән вақит өткүзүң (14-абзацқа қараң)c
ҮМҮТИМИЗ
15. Үмүт Әйса Мәсиһкә қандақ ярдәм бәргән вә бизгә қандақ ярдәм бериватиду? (Ибранийларға 12:2)
15 Йәһва Худа бәргән тәврәнмәс үмүтимиз синақларға чидишимизға ярдәм бериду (Рим. 15:13). Әйсаниң үмүти мәһкәм болғанлиқтин, у өлүми алдидики еғир синақларға бәрдашлиқ берәлигән (Ибранийларға 12:2ни оқуң). Әйса синақларда садиқ болуп қалса, асмандики Атисиниң исмини ақлайдиғанлиғини билгән. Шундақла у асманға қайтип, падиша сүпитидә 144 000 майланғанлар билән биллә Худа Падишалиғида һөкүмранлиқ қилидиған вақитни тақәтсизлик билән күткән. Дәл шуниңдәк, йеңи дунияда мәңгү яшаш үмүтимиз Шәйтанниң дуниясида дуч келиватқан һәрқандақ синаққа тәқабил турушимизға ярдәм бериватиду.
16. Бир қериндишимизниң синақларға бәрдашлиқ беришигә үмүти қандақ ярдәм бәрди вә биз униңдин немини үгинимиз?
16 Йеңи дунияда яшаш үмүти Россиядики Алла дегән қериндишимизға қандақ ярдәм бәргәнлигини көрүп чиқайли. Сақчилар униң йолдишини тутувелип, сот һөкүм чиқармиғичә уни қамаққа алған. Алла мундақ деди: «Мән пат-пат Йәһва Худаға үмүтүм тоғрилиқ дуа қилимән вә келәчәк тоғрилиқ ойлинимән. Бу маңа чүшкүнлүккә чүшүп кәтмәсликкә ярдәм бериду. Мән бу еғир күнләрниң өтүп кетидиғанлиғини билимән. Йәһва Худа дүшмәнлирини йоқ қилип, бизни нурғун бәрикәтләргә ериштүриду».
17. Йәһва Худа бизгә бәргән үмүт үчүн миннәтдар екәнлигимизни қандақ көрситәләймиз? (Рәсимгиму қараң.)
17 Сиз немә қилалайсиз? Йәһва Худа вәдә қилған әҗайип келәчәк тоғрилиқ ойлинишқа вақит чиқириң. Җан достлириңиз вә йеқинлириңиз билән гөзәл җәннәттә хошал-хорам яшайдиғанлиғиңизни көз алдиңизға кәлтүрүң. Шу бәрикәтләр билән селиштурғанда, һазирқи азаплиримиз «қисқа вақитлиқ һәм йеник» (Кор. 2-х. 4:17). Яратқучимизниң вәдилири тоғрилиқ башқиларғиму ейтишқа күч чиқириң. Йәһвани тонумайдиған кишиләрниң һаяти қанчилик еғир екәнлиги тоғрилиқ ойлап беқиң. Уларниңму нурғун қийинчилиқлири бар, лекин улар Худа вәдә қилған әҗайип келәчәк тоғрилиқ билмәйду. Пәқәт бир-икки сөзни ейтипла, уларниң Худа Падишалиғи вә униң бәрикәтлири тоғрилиқ көпирәк билиш арзусини ойғиталайсиз.
Йәһва Худа вәдә қилған әҗайип келәчәк тоғрилиқ ойлинишқа вақит чиқириң (17-абзацқа қараң)d
18. Немә үчүн Йәһва Худаниң вәдилиригә ишәнсәк болиду?
18 Аюп еғир синақларда садиқ болуп қалғанда, Йәһва Худаға: «Сән Һәммигә Қадир вә ойлиған нийәтлириңниң барлиғини орунлайсән»,— дегән (Аюп 42:2). У Йәһва Худаниң Өз вәдилирини чоқум әмәлгә ашуруп, Униңға һечнәрсиниң тосалғу болалмайдиғанлиғини чүшәнгән. Буни унтумисақ, бизму қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәләймиз. Мәсилән, узун вақит ағриватқан бир аял бар дәйли. У нурғун дохтурларға көрүнүп, һечбири уни сақайталмиғачқа, роһи чүшүп кетиду. Лекин у яхши бир дохтурни тапиду. Шу дохтур кесилиниң сәвәвини ениқлап, уни сақайтидиғанлиғини ейтиду. Гәрчә ағриқни сақайтиш үчүн бираз вақит кәтсиму, шу аял дәрру көңүл хатирҗәмлигигә еришиду. Үмүт униң дәрдигә дәрман болиду. Шуниңға охшаш, бизниң парлақ үмүтимиз һазир дуч келиватқан һәрқандақ қийинчилиққа тәқабил турушимизға ярдәм бериду.
19. Синақларға чидишимизға немә ярдәм бериду?
19 Бу мақалидә көргинимиздәк, Йәһва Худа дуа, Муқәддәс китап, етиқатдашлиримиз вә үмүт арқилиқ синақларға бәрдашлиқ беришимизгә ярдәм бериду. Бу соғиларниң һәммисини пайдилансақ, мәйли қандақ қийинчилиқларға дуч кәлсәкму, Йәһва Худа бизгә чоқум ярдәм берип, Шәйтанниң дунияси вә азап-оқубәтләр йоқ болмиғичә биз һәммә синақларға тәқабил туралаймиз (Флп. 4:13).
38-НАХША Жүкүңни Йәһваға ташла
a Бу мақалидики исимлар өзгәртилгән.
b СҮРӘТТӘ: Яшанған бурадиримиз пәсилдин-пәсилгә синақларда Йәһва Худаға садиқ болуп қалмақта.
c СҮРӘТТӘ: Яшанған бурадиримиз пәсилдин-пәсилгә синақларда Йәһва Худаға садиқ болуп қалмақта.
d СҮРӘТТӘ: Яшанған бурадиримиз пәсилдин-пәсилгә синақларда Йәһва Худаға садиқ болуп қалмақта.