Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w25 август 8—13 б.
  • Йәһва Худа сизни яхши көридиғанлиғиға ишиниң

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Йәһва Худа сизни яхши көридиғанлиғиға ишиниң
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ЙӘҺВАНИҢ БИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ИШИНИШ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?
  • ЙӘҺВАНИҢ СИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ИШИНИШИҢИЗГӘ НЕМӘ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?
  • ӘЙСА МӘСИҺ ЙӘҺВА ХУДАНИҢ БИЗНИ ҚАНЧИЛИК ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИНИ ҮГӘТКӘН
  • ЙӘҺВА ХУДАНИҢ СИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ДАЙИМ ИШИНИҢ
  • Йәһва Худа сизни яхши көриду
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Төләмдин Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ тоғрилиқ немини билимиз?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Һәммини билмәйдиғанлиғиңизни кәмтәрлик билән етирап қилиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Муһәббәт сизни давамлиқ вәз қилишқа дәвәт қилсун!
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
w25 август 8—13 б.

33-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

22-НАХША Йәһва — мениң Падичимдур

Йәһва Худа сизни яхши көридиғанлиғиға ишиниң

«Садиқ муһәббәт билән сени Өзүмгә җәлип қилдим» (ЙӘР. 31:3).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишиниш немә үчүн муһим вә буниңға техиму ишәнчимиз камил болуши үчүн немә қилалаймиз?

1. Һаятиңизни немә үчүн Йәһва Худаға беғишлидиңиз? (Рәсимгиму қараң.)

ҺАЯТИҢИЗНИ Йәһва Худаға беғишлиған вақтиңиз есиңиздиму? Сиз Худа тоғрилиқ һәқиқәтни тонуп, меһир-муһәббитиңиз сизни Униңға беғишлинишқа дәвәт қилди. Сиз Йәһва Худаниң ирадисини орунлашни һаятимда биринчи орунға қоюмән вә Униңға пүтүн жүригим, пүтүн җеним, пүтүн әқлим һәм пүтүн күчүм билән хизмәт қилимән дәп вәдә бәрдиңиз (Марк 12:30). Шу чағдин тартип, Униңға болған меһир-муһәббитиңиз күндин-күнгә күчийип кәлмәктә. Бирси сиздин: «Йәһва Худани һәқиқәтән яхши көрәмсиз?»— дәп сориса, униңға қандақ җавап берәттиңиз? Сиз һеч иккиләнмәстин: «Мән Уни һәммидин артуқ яхши көримән!»— дәп ишәнчлик җавап берисиз.

Коллаж: Қериндишимиз Йәһва Худаға беғишланған вә чөмдүрүлүш мәрасимдин өткән вақти тоғрилиқ ойлиниватиду. 1. У талада олтирип, дуа қиливатиду. 2. У дәрияда чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүватиду.

Өз һаятиңизни Йәһва Худаға беғишлиған вә чөмдүрүлүштин өткән чағда Уни қанчилик яхши көргәнлигиңизни унтумаң (1-абзацқа қараң)


2, 3. Йәһва Худа немигә ишәнчлик болушимизни халайду вә бу мақалидә немиләрни көрүп чиқимиз? (Йәрәмия 31:3)

2 Амма бирси: «Йәһва Худа сизни яхши көрәмду?»— дәп сорисичу? Өзүңизниң Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә лайиқ екәнлигиңизгә гуман қиламсиз? Йеқинлириниң меһрини көрмәй чоң болған бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Мән Йәһва Худани яхши көримән. Буниңдин қилчиму гуманим йоқ. Лекин У мени яхши көридиғанлиғиға ишиниш қийин». Йәһва Худа бизгә һәқиқәтән көңүл бөләмду?

3 Йәһва Худа сизни яхши көридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болушини халайду (Йәрәмия 31:3ни оқуң). Әмәлийәттә, У сизни Өзигә җәлип қилған. Сиз һаятиңизни Худаға беғишлап, чөмдүрүлүштин өткәндә, У сизгә бебаһа бир соға бәргән. Бу — Униң садиқ меһир-муһәббити. Демәк, У сизни чин қәлбидин яхши көрүп, сизни һечқачан ташлап кәтмәйду. Йәһва садиқ хизмәтчилирини интайин яхши көргәнликтин, уларни «алаһидә мүлки» дәп қарайду (Мал. 3:17). Шуңа У сизгиму бөләкчә көңүл бөлиду. Әлчи Паул мундақ язған: «Қәтъий ишинимәнки, йә өлүм, йә һаятлиқ, йә пәриштиләр, йә һөкүмәтләр, йә һазирқилар, йә кәлгүсидикиләр, йә күчләр, йә егизлик, йә чоңқурлуқ, йә қандақту-бир башқа яратма бизни… Худайимизниң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду!» (Рим. 8:38, 39) Йәһва Худа сизниңму әлчи Паулға охшаш, Униң меһир-муһәббитигә ишәнчлик болушиңизни халайду. Бу мақалидә Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишиниш немә үчүн муһим екәнлигини вә буниңға техиму ишәнчлик болушимизға немә ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқимиз.

ЙӘҺВАНИҢ БИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ИШИНИШ НЕМӘ ҮЧҮН МУҺИМ?

4. Шәйтан бизни қайси ялғанға ишәндүрмәкчи вә биз униңға қандақ қарши туралаймиз?

4 Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишәнсәк, биз Шәйтанниң қәстликлиригә қарши туралаймиз (Әфәс. 6:11). Шәйтан бизниң Йәһва Худаға хизмәт қилишимизға кашила қилиш үчүн һечнемидин жиркәнмәйду. Шәйтан қувлуқ-шумлуқ билән Яратқучимиз Йәһва бизни яхши көрмәйдиғанлиғиға ишәндүрмәкчи, лекин бу қип-қизил ялған. Муқәддәс китапта Шәйтан шир билән селиштурулған. Ширлар адәттә әң аҗиз һайванатларға һуҗум қилиду. Шуниңға охшаш, Шәйтанму бизгә дәл биз аҗиз болғанда, һалсизлинип кәткәндә, өтмүштики яман кәчүрмиш сәвәвидин қәлбимиз җараһәтләнгәндә, һазир дуч келиватқан қийинчилиқлардин буруқтум болғанда яки әтә күни немә болидиғанлиғи тоғрилиқ ғәм-тәшвиш қилғанда һуҗум қилиду (Пәнд н. 24:10). Шәйтан бизниң һалсизлинип, Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтитишимизни халайду. Амма биз Йәһваниң бизни сөйидиғанлиғиға ишәнчимизни камил қилсақ, Шәйтан вә униң һийлә-микирлиригә қарши туралаймиз (Пет. 1-х. 5:8, 9; Яқуп 4:7).

5. Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғи вә қәдирләйдиғанлиғини һис қилиш немә үчүн муһим?

5 Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишәнсәк, Униң билән болған достлуқ мунасивитимиз техиму зич болиду. Немә үчүн шундақ ейталаймиз? Тәңримиз Йәһва бизни башқиларға меһир-муһәббәт көрситип, уларниң меһир-муһәббитигә еришиш еһтияҗи билән яратқан. Бирси бизгә сөйгү-муһәббәт көрсәткәндә, бу бизниму уни яхши көрүшкә дәвәт қилиду. Шуңа Худаниң бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини һис қилғанда, Униңға болған меһир-муһәббитимиз техиму ашиду (Йоһ. 1-х. 4:19). Бизниң Униңға болған меһир-муһәббитимиз күчәйгәнсири, Униңму бизгә болған сөйгүси күчийиду. Муқәддәс китапта: «Худаға йеқинлишиңлар һәм Уму силәргә йеқинлишиду»,— дәп йезилған (Яқуп 4:8). Ундақта, Йәһваниң бизни чоқум яхши көридиғанлиғиға ишиниш үчүн немә қилалаймиз?

ЙӘҺВАНИҢ СИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ИШИНИШИҢИЗГӘ НЕМӘ ЯРДӘМ БЕРӘЛӘЙДУ?

6. Йәһваниң сизни яхши көридиғанлиғиға гуманиңиз болса, немә тоғрилиқ дуа қилалайсиз?

6 Йәһвадин Униң сизни немишкә яхши көридиғанлиғини чүшинишкә ярдәм сорап, пат-пат дуа қилиң (Луқа 18:1; Рим. 12:12). Худаниң сизни немә үчүн яхши көридиғанлиғини чүшиниш үчүн, Униңға һәр күни қайта-қайта дуа қилишиңиз керәк болидиғанду? Гайида сиз өзүңизни һечнемигә яримас дәп ойлап, Худаниң сизни һәқиқәтән яхши көридиғанлиғиға гуман қилишиңиз мүмкин. Бирақ Йәһва Худаниң «бизниң жүригимиздин улуқ» екәнлигини унтумаң (Йоһ. 1-х. 3:19, 20). У сизни өзүңиздинму яхши билиду вә өзүңиз көрмигән есил пәзиләтлириңизни көриду (Сам. 1-яз. 16:7; Тар. 2-яз. 6:30). Шуңа Йәһва Худаға ич-бағриңизни «пүтүнләй төкүп», У сизни яхши көридиғанлиғиға ишиниш үчүн ярдәм сораң (Зәб. 62:8). Униң ярдимигә еришиш үчүн, дуайиңизға мас һәрикәт қилишиңиз муһим.

7, 8. Зәбур китави Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға қандақ ишәндүриду?

7 Йәһва Худаниң ейтқанлириға ишиниң. Яратқучимиз Муқәддәс китапни язған әр кишиләргә өз Муқәддәс роһини бәргән. Шуңа уларниң Йәһва тоғрилиқ язған сөзлиригә ишәнсәк болиду. Мәсилән, Давут падиша Йәһва Худаниң бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини чирайлиқ сөзләр билән ипадилигән. У мундақ язған: «Йәһва қәлбидә езилгәнләргә йеқиндур вә роһий мөмүнләргә У ахири әркинлик бериду» (Зәб. 34:18). Көңлүңиз сунуқ болғанда, сизни чүшинидиған яки сизгә ярдәм берәләйдиған һечким йоқ дәп ойлайдиғансиз? Лекин көңлүңиз езилгәндә, Йәһва Худа сизгә ярдәм қолини сунушқа тәйяр. Чүнки У сизниң Униң ярдимигә қанчилик муһтаҗ екәнлигиңизни билиду. Давут йәнә мундақ сөзләрниму язған: «Көздин аққан яшлиримни тулумуңға топлап сақлиғайсән» (Зәб. 56:8). Көңлүңиз дәрткә толуп кәткәндә, Йәһва Худаниңму жүриги бәк ағрийду. Чөл-баяванда меңиватқан сәпәрчи үчүн тулумдики сүйиниң һәрбир тамчиси қанчилик муһим болса, сиз төккән һәр тамча яш Йәһва Худа үчүн шунчилик әһмийәтлик. У төккән һәрбир тамча йешиңизни көңлидә сақлайду. Зәбур 139:3-айәттә зәбур язғучиси Йәһва Худаға мундақ дегән: «Барлиқ йоллирим Саңа мәлумдур». Йәһва Худаға барлиқ йоллиримиз мәлум болсиму, У пәқәт биз қилған яхши ишларғила диққәт ағдуриду (Ибр. 6:10). Чүнки Йәһва Худа Униң жүригини хошал қилиш үчүн тиришиватқанлиғимизни бәк қәдирләйдуa.

8 Униң Сөзидики тәсәлли беридиған мошу айәтләр арқилиқ Йәһва Худа башқичә ейтқанда сизгә мундақ дәйду: «Мән сени қаттиқ яхши көридиғанлиғимни вә саңа ғәмхорлуқ қилидиғанлиғимни билишиңни халаймән». Лекин жуқурида көргинимиздәк, Шәйтан Йәһва Худа сизни яхши көрмәйдиғанлиғиға ишинишиңизни халайду. Шуңа бәзидә Йәһваниң сизни сөйидиғанлиғиға гуманлансиңиз, кимгә ишинишни өзүңиз таллалайсиз. Сиз йә «ялғанчилиқниң атиси» Шәйтанға, йә «һәқиқәтниң Худаси» Йәһваға ишинәләйсиз (Йоһ. 8:44; Зәб. 31:5).

9. Йәһва Худа Уни яхши көридиған кишиләргә қандақ вәдә бәргән? (Чиқиш 20:5, 6)

9 Йәһва Худа Уни яхши көридиғанларға қандақ қарайдиғанлиғи тоғрилиқ ойлиниң. Худаниң Муса вә Исраил хәлқигә немә ейтқанлиғини көрүп чиқиң (Чиқиш 20:5, 6ни оқуң). Йәһва Худа Уни яхши көридиғанларға дайим меһир-муһәббәт көрситидиғанлиғини вәдә қилған. Худайимиз Йәһва садиқ болғанлиқтин, биз Уни яхши көрсәк, Уму чоқум бизни яхши көриду (Нәһ. 1:5). Шуңа Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә гуман қилған вақтиңиз болса, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Мән Уни яхши көримәнму?» Әгәр сиз Йәһвани яхши көрүп, Униң жүригини хошал қилишқа бар күчиңизни чиқарсиңиз, Уму сизни яхши көридиғанлиғиға қәтъий ишәнсиңиз болиду (Дан. 9:4; Кор. 1-х. 8:3). Башқичә ейтқанда, Худани яхши көридиғанлиғиңизни ениқ билсиңиз, Униңму сизни яхши көридиғанлиғиға гуманлинишниң һеч асасиңиз йоқ. Йәһва Худа сизни мәңгү яхши көриду вә һечқачан ташлимайду. Буниңға қилчиму гуман қилмаң!

10, 11. Йәһва Худа төләм тоғрилиқ немини әстә тутушимизни халайду? (Галатилиқларға 2:20)

10 Төләм тоғрилиқ чоңқур ойлиниң. Йәһва Худа инсанларға бәргән әң қиммәтлик соға — Әйса Мәсиһниң төләм қурбанлиғи (Йоһ. 3:16). Әйса Мәсиһ өз һаятини сиз үчүнму пида қилғанму? Әлвәттә, шундақ! Әлчи Паулниң мисалини көрүп чиқайли. Мәсиһий болуштин авал у нурғун яман ишларни қилған вә Худаниң хизмәтчиси болғандин кейинму өз гунакар тәбиити билән күришишкә мәҗбур болған (Рим. 7:24, 25; Тим. 1-х. 1:12—14). Шундақ болсиму, у төләм қурбанлиғиниң Худаниң өзигә бәргән соғиси екәнлигигә көз йәткүзгән (Галатилиқларға 2:20ни оқуң). Паул бу сөзләрни Муқәддәс роһниң илһами билән язған. Демәк, Йәһва Худа бизниң бу сөзләрдин савақ елишимизни халайду (Рим. 15:4). Яратқучимиз Йәһва сизниң төләм қурбанлиғиға Униң сизгә бәргән соғиси дәп қаришиңизни халайду. Әйса Мәсиһ өз һаятини шәхсән сиз үчүн пида қилғанлиғи тоғрилиқ ойлансиңиз, Йәһва Худаниң сизни қаттиқ яхши көридиғанлиғиға ишәнчиңиз камил болиду.

11 Әйсани биз үчүн өлүшкә әвәткәнлиги үчүн Йәһва Худаға чин көңлүмиздин миннәтдармиз. Лекин Әйсаниң йәргә келиштики йәнә бир мәхсити — башқиларға Худа тоғрилиқ һәқиқәтни ейтип бериш еди (Йоһ. 18:37). Мәсилән, Әйса Мәсиһ Йәһва Худаниң бизни қанчилик яхши көридиғанлиғи тоғрилиқ үгәткән.

ӘЙСА МӘСИҺ ЙӘҺВА ХУДАНИҢ БИЗНИ ҚАНЧИЛИК ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИНИ ҮГӘТКӘН

12. Немишкә Әйсаниң Йәһва Худа тоғрилиқ ейтқан сөзлиригә ишәнсәк болиду?

12 Әйса Мәсиһ йәрдә болғанда, адәмләргә Йәһваниң қандақ Худа екәнлиги тоғрилиқ ейтип бәргән (Луқа 10:22). Әйсаниң Йәһва Худа тоғрилиқ ейтқанлириға немә үчүн ишәнсәк болиду? У Атиси Йәһва билән асманда миллиардлиған жиллар яшиған (Кол. 1:15). Әйса Йәһва Худаниң уни бәк яхши көридиғанлиғини билиду. Шундақла у Атисиниң садиқ пәриштилири вә йәрдики оғул-қизлирини қанчилик яхши көридиғанлиғиниму өз көзи билән көргән. Әйса Мәсиһ Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишинишимизгә қандақ ярдәм бериду?

13. Әйса Мәсиһ бизниң Йәһва Худа тоғрилиқ немини чүшинишимизни халайду?

13 Әйса Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғини билишимизни халайду. Инҗилниң дәсләпки төрт китавида у Йәһва Худани нурғун қетим «Ата» дәп атиған. Шагиртлириға сөзлигәндә, у пат-пат «Атаңлар» яки «Асмандики Атаңлар» дегән сөз-ибариләрни қолланған (Мәт. 5:16; 6:26). Қедимда Худаниң садиқ хизмәтчилири Йәһваға қарита «Һәммигә Қадир», «Әң Алий Һөкүмран», «Яратқучи» вә башқа унванларни қолланған. Лекин Әйса Мәсиһ Йәһвани пат-пат «Атимиз» дәп атиған. Демәк, у кичик бала дадисиға қанчилик йеқин болса, бизниңму Йәһва Худаға шунчилик йеқин болушимизни халиған. Һазир Әйсаниң Йәһва Худани «Ата» дәп атиған икки вәзийәтни көрүп чиқайли.

14. Әйса Мәсиһ һәрбиримизниң Йәһва үчүн интайин қәдирлик екәнлигимизни қандақ ипадилигән? (Мәтта 10:29—31) (Рәсимгиму қараң.)

14 Авал Әйсаниң Мәтта 10:29—31 айәтләрдә (оқуң) йезилған сөзлирини көрүп чиқайли. Әйса ейтқандәк, қушқачлар Йәһва Худани яхши көрмисиму вә униңға ибадәт қилмисиму, Асмандики Атимизниң көз алдида уларниң һәрбири қиммәтлик вә У уларниң қәйәрдә екәнлигини билиду. Әгәр У кичиккинә қушқачни шунчилик қәдирлисә, Уни яхши көрүп, Униңға ибадәт қиливатқан садиқ хизмәтчилирини техиму қәдирлимәмду? Шундақла Әйса Мәсиһ «һәтта силәрниң бешиңлардики чечиңларниңму һесави бар» дегән. Йәһва Худа биз тоғрилиқ һәтта шунчилик ушшақ-чүшшәк нәрсиләрни билсә, Униң бизгә көңүл бөлидиғанлиғиға мутләқ гуман қилмаймиз. Көргинимиздәк, Әйса Мәсиһ һәрбиримизниң Атимиз Йәһваниң көз алдида қиммәтлик екәнлигини билишимизни халайду.

Әйса Мәсиһ йәргә қонуватқан қушқачни көрситиватиду. Шагиртлири уни зәң қоюп тиңшаватиду.

Йәһва Худа һәрбир кичик қушқачниң қәйәрдә екәнлигини билиду. У кичиккинә қушқачни шунчилик қәдирлисә, Уни яхши көрүп, Униңға ибадәт қиливатқан садиқ хизмәтчисини техиму қәдирлимәмду? (14-абзацқа қараң)


15. Әйсаниң Йоһан 6:44-айәттики сөзлиридин Асмандики Атиңиз тоғрилиқ немини биливалдиңиз?

15 Әйса Мәсиһ Йәһва Худани «Ата» дәп атиған иккинчи вәзийәтни көрүп чиқайли (Йоһан 6:44ни оқуң). Асмандики Атиңиз сизниң яхши хисләтлириңизни байқиғанда, сизни Өзигә җәлип қилған (Әлч. 13:48). Әйса Йоһан 6:44-айәттики сөзләрни ейтқанда, Йәһва Худаниң Йәрәмия 31:3-айәттики сөзлирини тилға алған болуши мүмкин. Бу айәттә Йәһва Худа Өз хәлқигә: «Садиқ муһәббәт билән сени Өзүмгә җәлип қилдим»,— дәп ейтқан (Йоһ. 6:44; Йәр. 31:3; Һош. 11:4). Асмандики көйүмчан Атимиз өзүмиз байқимайдиған яхши хисләтлиримизни көриду.

16. а) Әйса бизгә немини үгәткән вә биз немә үчүн униңға ишәнсәк болиду? ә) Йәһва Худаниң сиз үчүн әң яхши Ата екәнлигигә көз йәткүзүшиңизгә немә ярдәм берәләйду? («Һәммимиз зар болған көйүмчан Ата» дегән рамкиғиму қараң.)

16 Әйса Мәсиһ ейтқандәк, Йәһва Худа пәқәт униң әмәс, сизниңму Атиңиз. У Йәһва Худа сизни яхши көрүп, сизгә көңүл бөлидиғанлиғиға гуман қилишиңизни халимайду. Шуңа гайида гуманиңиз пәйда болса, өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Асмандики Атимизни әң яхши билидиған вә һечқачан ялған гәп қилмайдиған кишиниң сөзлиригә ишинишим керәк әмәсму?» (Пет. 1-х. 2:22)

«Һәммимиз зар болған көйүмчан Ата»

Бу сөзләр «Йәһваға йеқинлишиң» китавиниң кириш сөзидә йезилған. У йәрдә китапниң мәхсити мундақ чүшәндүрүлгән: «Биз Йәһва Худаниң күч-қудрәтлик, адил, дана, көйүмчан вә Униңға садиқ болған балилирини һечқачан ташлимайдиған Худа екәнлигини көрүмиз». Бу дәл һәммимиз зар болған көйүмчан Ата!

Бу китапни оқуған бир аял кичик вақтида дадисиниң зораванлиғиға учриған екән. У мундақ деди: «Бу китапни оқуғанда, “дада” яки “ата” дегән сөзләрдин қорқушниң һаҗити йоқлиғини биливалдим. Һазир мән яхши дада қандақ болуши керәклигини чүшинимән. Йәһва Худа маңа өз қизидәк қарайду, мәнму Униңға дадамдәк қараймән». Йәнә бир аял бу китапни оқуп болғандин кейин, мундақ дегән: «Йәһва Худаға йәрдики һечбир дада тәң кәлмәйду!»

Йәһва Худаниң сиз зар болған Ата екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн, «Йәһваға йеқинлишиң» китавини оқуп чиқишқа тиришиң.

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ СИЗНИ ЯХШИ КӨРИДИҒАНЛИҒИҒА ДАЙИМ ИШИНИҢ

17. Биз немә үчүн өзүмизни Йәһваниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишәндүрүп турушимиз керәк?

17 Биз өзүмизни Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға қайта-қайта ишәндүрүшимиз керәк. Мақалиниң бешида көргинимиздәк, дүшминимиз Шәйтан биз Йәһва Худаға хизмәт қилмаслиғимиз үчүн қолидин кәлгининиң һәммисини қилиду. Шәйтан бизни аҗизлаштурмақчи болуп, «мән Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә лайиқ әмәс» дегәнгә ишәндүргүси келиду. Иблисниң бу ялғанлири жүригимиздә йилтиз тартишиға йол қоймайли! (Аюп 27:5)

18. Йәһва Худаниң сизни яхши көридиғанлиғиға ишәнчлик болуш үчүн немә қилалайсиз?

18 Бу мақалидә Йәһва Худаниң сизни яхши көридиғанлиғиға қандақ көз йәткүзәләйдиғанлиғиңизни биливалдиңиз. Йәһва Худадин дуада У көргән яхши хисләтлириңизни көрүшиңизгә ярдәм сораң. Йәһваниң Уни яхши көридиғанларға көрситидиған иссиқ меһир-муһәббитини тәсвирләйдиған айәтләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниң. Яратқучимиз Уни яхши көргән кишиләрни чоқум яхши көридиғанлиғини унтумаң. Худайимиз Оғлиниң төләм қурбанлиғини сиз үчүн бәргәнлигини әстә тутуң. Әйса Мәсиһ ейтқандәк, Йәһва Худа сизниң Атиңиз екәнлигигә гуман қилмаң. Шу чағда бирси сиздин: «Йәһва Худа сизни яхши көридиғанлиғиға ишинәмсиз?»— дәп сориғанда, сиз: «Һә, әлвәттә, У мени яхши көриду! Мәнму һәр күни Униңға меһир-муһәббитимни көрситишкә тиришимән!»— дәп ишәнчлик җавап берәләйсиз.

ҚАНДАҚ ҖАВАП БЕРИСИЗ?

  • Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға ишиниш немә үчүн муһим?

  • Йәһваниң сизни яхши көридиғанлиғиға ишинишиңизгә немә ярдәм берәләйду?

  • Әйса Мәсиһ Йәһва Худаниң бизни яхши көридиғанлиғиға гуман қилмаслиққа қандақ ярдәм бәргән?

154-НАХША Мәңгү өчмәс меһир-муһәббәт

a Бизни Йәһва Худаниң меһир-муһәббитигә ишәндүридиған вә илһамландуридиған көпирәк айәтләрни тепиш үчүн «Һаятимизға керәк айәтләрдики» «Гуманлар» дегән мавзуға қараң.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш