39-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
21-НАХША Рәһимдил болған бәхитлик
Башқиларға бериш сизни бәхитлик қилиду
«Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк» (ӘЛЧ. 20:35).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Мәртлигимиз хошаллиқ билән қандақларчә бағлиқ екәнлигини көрүп чиқимиз.
1, 2. Йәһва Худа немә үчүн бизни бериштин көпирәк хошаллиқ тапидиғандәк яратқан?
БАШҚИЛАР бизгә яхшилиқ қилса, биз хошал болимиз. Лекин биз башқиларға яхшилиқ қилғанда, униңдинму артуқ хошал болимиз (Әлч. 20:35). Йәһва Худа бизни шундақ яратқан. Әлвәттә, бу биз соға елиштин хошал болмаймиз дегәнни билдүрмәйду. Соға елишни һәммимиз яхши көрсәкму, башқиларға бир нәрсини соға қилғинимизда, техиму хошал болимиз. Әслидә, Йәһваниң бизни шундақ яратқанлиғи биз үчүн пайдилиқ. Немә үчүн?
2 Йәһва Худа бизни шундақ яратқанлиқтин, өзүмиз хошаллиғимизға хошаллиқ қошалаймиз. Башқиларға яхшилиқ қилишниң йоллирини издисәк, хошаллиғимизни ашуримиз. Биз қандақ әҗайип яритилған дәңа! (Зәб. 139:14)
3. Немә үчүн Йәһва «бәхитлик Худа» дәп тәсвирлиниду?
3 Муқәддәс китапта йезилғандәк, бәргәнләр бәхитлик болиду. Шуңа, Йәһваниң «бәхитлик Худа» дәп аталғанлиғи бизни һәйран қалдурмайду (Тим. 1-х. 1:11). У әң биринчи вә әң мәрт Соға Қилғучи. Әлчи Паул ейтқандәк, «биз Униң арқисида һәм яшаймиз, һәм һәрикәт қилимиз, һәм моҗут болимиз» (Әлч. 17:28). Һә, «яхши һәм мукәммәл һәдийәләрниң һәммиси» Йәһва Худадин келиду (Яқуп 1:17).
4. Техиму көп хошаллиққа еришишимизгә немә ярдәм бериду?
4 Һәммимиз башқиларға бирнәрсә берип, хошаллиққа еришишни халаймиз. Буниң үчүн Йәһвадин үлгә елип, сехий болушимиз лазим (Әфәс. 5:1). Мошу мақалидә Йәһва Худа башқиларға қандақ ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини көрүп чиқимиз. Шундақла башқилар яхшилиғимизни қәдирлимәйдиғандәк көрүнсә, немә қилишқа болидиғанлиғини қараштуримиз. Бу башқиларға давамлиқ яхшилиқ қилишимизға вә техиму бәхитлик болушимизға ярдәм бериду.
ЙӘҺВА ХУДАҒА ОХШАШ СЕХИЙ БОЛУҢ
5. Йәһва Худа бизгә немиләрни бериду?
5 Йәһва Худа сехийлиғини һәртүрлүк йоллар билән көрситиду. Шуларниң бир-иккисини көрүп чиқайли. Мәсилән, Йәһва Худа бизгә һаятимизға керәклик нәрсиләрни бериду. Әлвәттә, бу бай яшайдиғанлиғимизни билдүрмәйду, бирақ көпинчимиздә керәклик нәрсиләрниң һәммиси бар. Мәсилән, йәйдиған тамиғимиз, кийидиған кийимимиз вә яшайдиған җайимиз бар (Зәб. 4:8; Мәт. 6:31—33; Тим. 1-х. 6:6—8). Йәһва Худа буларниң һәммисини бизгә бу Униң борчи болғанлиқтин бериватамду? Әлвәттә, яқ! Ундақта, У бизгә буларни немә үчүн бериватиду?
6. Мәтта 6:25, 26-айәтләрдин биз немини үгинимиз?
6 Йәһва Худа бизни яхши көргәнликтин, бизгә керәклик һәммә нәрсини бериду. Келиңлар, Әйсаниң Мәтта 6:25, 26-айәтләрдә (оқуң) йезилған сөзлирини көрүп чиқайли. Әйса қушларни мисал кәлтүрүп: «Улар уруқ чачмайду, һосул жиғмайду вә амбарларға топлимайду. Бирақ асмандики Атаңлар уларни тойғузиду»,— дәп ейтқан. Кейин: «Силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?»— дәп сориған. Әйса буниң билән немини чүшәндүргүси кәлгән? Йәһва үчүн қушлар вә башқа һайванатларға қариғанда садиқ хизмәтчилири қәдирлик. Әгәр Йәһва Худа һайванатларни ач қоймиса, ундақта болупму бизни ач қоймайду! Аилисини яхши көридиған дадиға охшаш, Худайимиз бизни яхши көргәнликтин, бизгә ғәмхорлуқ қилиду (Зәб. 145:16; Мәт. 6:32).
7. Йәһваниң сехийлиғини үлгә қилишниң бир усули немә? (Рәсимгиму қараң.)
7 Йәһваға охшаш, бизму башқиларни яхши көргәнликтин, уларға қолумизда барини бәргүмиз келиду. Мәсилән, сиз тамаққа яки кийимгә муһтаҗ болуп жүргән қериндашларни билидиғансиз. Йәһва Худа сиз арқилиқ уларниң еһтияҗини қандуруши мүмкин. Худаниң хәлқи апәт вақтида башқиларға ярдәм беришкә алдирайду. Мәсилән, COVID-19 пандемияси вақтида, етиқатдашлиримиз муһтаҗ болғанларға йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә башқиму керәк нәрсиләрни йәткүзүп турди. Нурғун қериндашлар сехийлиқ билән ианә қилип, дунияниң җай-җайлиридики апәттин зәрдап чәккән етиқатдашлириға ярдәм бәрди. Улар Ибранийларға 13:16дики: «Яхшилиқ қилишни һәм башқилар билән бөлүшүшни унтумаңлар, чүнки бундақ қурбанлиқлар Рәббимизгә яқиду»,— дегән сөзләргә һәқиқәтән әмәл қилди.
Һәммимиз Йәһваниң сехийлиғини үлгә қилалаймиз (7-абзацқа қараң)
8. Йәһва Худа беридиған күч бизгә қандақ ярдәм бериду? (Филипиликләргә 2:13)
8 Йәһва Худа күч бериду. Йәһва чәксиз күчини садиқ хизмәтчилиридин айимайду (Филипиликләргә 2:13ни оқуң). Езиқтурушларға қарши туруш яки синақларға бәрдашлиқ бериш үчүн Худадин күч сорап дуа қилған вақтиңиз болғанму? Бәлким, һәтта бүгүнки күнгә күч бәргинә дәп дуа қилғансиз. Йәһва Худа шундақ дуаларға җавап берип, сизгә күч бәргәндә, әлчи Паулниң: «Мени Мустәһкәмлигүчигә түпәйли һәммә нәрсигә қадирмән»,— дегән сөзлири билән толуқ келишкәнсиз (Флп. 4:13).
9. Йәһвадин үлгә елип, башқиларға ярдәм бериш үчүн күчимиздин қандақ қоллиналаймиз? (Рәсимгиму қараң.)
9 Мукәммәлсиз болсақму, күчини сехийлиқ билән бөлүшиватқан Йәһва Худадин үлгә алалаймиз. Әлвәттә, биз удул мәнада күчимизни башқиларға бөлүп берәлмәймиз. Бирақ уларға ярдәм беришкә күчимизни чиқиралаймиз. Мәсилән, яшанған яки саламәтлиги начар қериндашлиримизға өй ишлирида яки уларға керәклик нәрсиләрни елип келишкә ярдәм берәләймиз. Шундақла әһвалимиз яр бәрсә, Ибадәт өйини тазилаш яки ремонт ишлирида ярдәмлишәләймиз. Мошу ишларға күчимизни чиқарсақ, қериндашлиримизға зор пайдимиз тегиду.
Биз күчимизни башқиларға ярдәм бериш үчүн ишлитәләймиз (9-абзацқа қараң)
10. Гәп-сөзлиримиз арқилиқ башқиларни қандақ мустәһкәмләләймиз?
10 Унтумаңки, сөзниңму күчи бар. Қилған ишиға рәхмәт ейтип, махташқа әрзийдиған бирсини биләмсиз? Йә болмиса, тәсәллигә муһтаҗ болуп жүргән қериндашни билидиғансиз? Шундақ болса, униңға ярдәм көрситиш үчүн һәрикәт қилиң. Мәсилән, уни йоқлап кәлсиңиз, униңға телефон қилсиңиз, хәт яки учур әвәтсиңиз болиду. Немә дәймән дәп әнсиримәң. Чин жүрәктин чиққан бир-икки еғиз сөзниң өзи етиқатдишиңизниң Йәһва Худаға садиқ қелишиға яки қийин әһвалда өзини кичиккинә болсиму яхши һис қилишиға ярдәм бериши мүмкин (Пәнд н. 12:25; Әфәс. 4:29).
11. Йәһва Худа Өз даналиғини башқиларға қандақ бериду?
11 Йәһва Худа бизгә даналиқ бериду. Яқуп мундақ язған: «Әгәр араңларда бирсигә даналиқ йетишмисә, Худадин сорисун, У һәммисигә сехийлиқ билән һәм дақақ қилмай бериду» (Яқуп 1:5). Мошу сөзләрдин көргинимиздәк, Йәһва Худа даналиғини башқилардин қизғанмайду, әксинчә, мәртлик билән бөлүшиду. Йәһва Худа бизгә «дақақ қилмай» даналиқни бериду. У бизниң қисилмай, әркин-азадә Униңдин йол-йоруқ соришимизни халайду (Пәнд н. 2:1—6).
12. Башқиларға билгәнлиримизни үгитишниң қандақ йоллири бар?
12 Бизму дана Худайимизни үлгә қилип, башқиларға билгәнлиримизни үгитәләймиз (Зәб. 32:8). Буни қилишниң нурғун йоллири бар. Мәсилән, биз йеңи вәз ейтқучиларни үгәтсәк болиду. Ақсақаллар сәвирчанлиқ билән хизмәт ярдәмчилири вә чөмдүрүлүштин өткән бурадәрләргә җамаәттики вәзипилирини атқурушни үгитиду. Тәҗрибилик қериндашлар тәҗрибиси билән бөлүшүп, етиқатдашларни Йәһва Худаға ибадәт қилишта ишлитилидиған беналарни қуруш вә яхши һаләттә тутушқа үгитиду.
13. Башқиларни үгәткәндә, қандақларчә Йәһваниң сехийлиғини доралаймиз?
13 Башқиларни үгәткәндә, Йәһва Худадин үлгә елишқа тиришиң. Йәһва Униңдин сориғанларға даналиғини сехийлиқ билән беридиғанлиғи есиңиздә болсун. Бизму билгәнлиримизни башқиларға үгитип, тәҗрибимиз билән бөлүшүшимиз керәк. Биз башқилар орнумни еливалиду дәп қорқуп, уларни үгитиштин тартинмаймиз. «Мени һечким үгәтмигән, уму өзи үгәнсун» дәпму ойлимаймиз. Худаниң хизмәтчилири арисида бундақ ойларға орун йоқ. Биз шу қериндашларға билим берипла қоймай, һәтта улар үчүн җенимизниму беришкә тәйяр (Сал. 1-х. 2:8). Өз вақтида уларму башқиларни «үгитишкә ярамлиқ» болиду дәп үмүт қилимиз (Тим. 2-х. 2:1, 2). Нәтиҗидә, уларму, бизму техиму дана болуп, хошаллиғимизға хошаллиқ қошулиду.
ЯХШИЛИҒИМИЗНИ ҚӘДИРЛИМӘЙДИҒАНДӘК КӨРҮНСӘ
14. Адәттә адәмләр яхшилиғимизға қандақ инкас қайтуриду?
14 Адәттә биз башқиларға, болупму етиқатдашлиримизға яхшилиқ қилғанда, улар рәхмитини ейтиду. Улар бизгә бир парчә қәғәзгә яки открыткиға рәхмитини йезиши яки миннәтдарлиғини башқичә билдүрүши мүмкин (Кол. 3:15). Башқилар бизгә рәхмәт ейтқанда, биз уларға яхшилиқ қилғанлиғимиздин техиму хошал болуп қалимиз.
15. Әгәр башқилар бизгә рәхмәт ейтмиса, биз немини унтумаслиғимиз керәк?
15 Әпсус, һәммиси рәхмәт ейтмаслиғи мүмкин. Бәзидә башқилар улар үчүн қилған яхшилиғимизни көзгә илмай, чиқарған пул, күч яки вақтимизни қәдирлимәслиги еһтимал. Шундақ болуп қалса, хошаллиғимизни йоқатмай, терикмәслигимизгә немә ярдәм бериду? Әлчиләр 20:35-айәттики сөзләрни унтумаң. Хошаллиғимиз башқиларниң инкасиға бағлиқ әмәс. Адәм униңға қилған яхшилиғимизни қәдирлимәйдиғандәк көрүнсиму, бериштин хошаллиқ тапалаймиз. Буниң бирнәччә йоллирини көрүп чиқайли.
16. Башқиларға бәргәндә немини әстә тутушимиз керәк?
16 Башқиларға бәргәндә, Йәһвани үлгә қилидиғанлиғиңизни әстә тутуң. Йәһва Худа яхши соғиларни, адәмләр қәдирлисун яки қәдирлимисун, һәммисигә охшаш бериду (Мәт. 5:43—48). Бизму башқилардин һечнәрсә күтмәй яхшилиқ қилсақ, Йәһва бизгә зор мукапат беришкә вәдә бериду (Луқа 6:35). Бу башқиларниң рәхмәт ейтишини күтмәсликни билдүрүши мүмкин. Адәмләр рәхмәт ейтсун яки ейтмисун, башқиларға қилған яхшилиғимиз вә хошаллиқ билән бәргинимиз үчүн Йәһва бизни чоқум мукапатлайду (Пәнд н. 19:17; Кор. 2-х. 9:7).
17. Башқиларға бәргәндә Йәһва Худани йәнә қандақ доралаймиз? (Луқа 14:12—14)
17 Йәһва Худани дорашниң йәнә бир йоли — Әйсаниң Луқа 14:12—14 айәтләрдә (оқуң) ейтқан сөзлиригә әмәл қилиш. Яхшилиғимизни қайтуралайдиған адәмләргә меһмандостлуқ вә сехийлиқ көрситишниң һеч ямини йоқ. Лекин башқилар яхшилиғимизға яхшилиқ қайтуриду дәп күткәнлигимизни байқисақчу? Ундақта, Әйсаниң нәсиһитигә әмәл қилишқа тиришайли. Мәсилән, биз меһмандостлуқ көрситишкә чамиси йоқ адәмләрни меһманға чақирсақ болиду. Шу чағда биз Йәһва Худани үлгә қилғинимиздин хошал болимиз. Башқилардин һечнәрсә күтмәй яхшилиқ қилсақ, улар рәхмәт ейтмиған чағдиму, хошал болуп қалалаймиз.
18. Биз немидин нери болушимиз керәк вә немә үчүн?
18 Башқилар тоғрилиқ яман ойлашқа алдиримаң (Кор. 1-х. 13:7). Әгәр бирси сизгә рәхмәт ейтмиса, мундақ дәп ойлап көрүң: «У һәқиқәтән миннәтдарлиқни билмәйдиған адәмму яки рәхмәт ейтишни унтуп қалдиму?» Бәлким, униң биз күткәндәк рәхмәт ейтмиғанлиғиниң башқа сәвәви барду. Бәзиләр жүригидә миннәтдар болсиму, рәхмәт ейтиштин қийнилиду. Бәлким, у өз вақтида башқиларға көп ярдәм берип жүргән. Шуниң үчүн, әнди өзи ярдәмгә муһтаҗ болғанда, ярдәмни қобул қилиштинму, рәхмәт ейтиштинму уйилидиғанду. Мәйли қандақ болсун, етиқатдашлиримизни чин жүрәктин яхши көрсәк, уларни чүшинишкә тиришимиз вә давамлиқ башқиларға бериштин хошаллиқ тапимиз (Әфәс. 4:2).
19, 20. Биз башқиларға бәргәндә, немә үчүн сәвирчан болушимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
19 Сәвирчан болуң. Мәрт болуш һәққидә Сулайман падиша: «Нениңни суларда қоюп бәргин, чүнки нурғун күнләр өтүп уни яңливаштин таписән»,— дәп язған (Вәз 11:1). Бу айәттин көргинимиздәк, бәзиләр яхшилиғимизға узақ вақиттин кейин рәхмәт ейтиши мүмкин. Буни бир қериндишимизниң үлгиси ениқ көрситиду.
20 Нурғун жиллар бурун районға җавапкар ақсақалниң аяли йеқинда чөмдүрүлүштин өткән қериндашқа хәт йезип, уни садиқ болуп қелишқа дәвәт қилған. Сәккиз жилдәк өткәндин кейин, шу қериндаш униңға мундақ йезипту: «Буни билмисиңизму, сизниң шу вақитта язған сөзлириңиз маңа мошу кәмгичә ярдәм берип келиватиду. Иллиқ сөзлириңиз үчүн рәхмәт. Кәлтүргән айәт жүригимгә қаттиқ тәсир қилди. Мән уни һечқачан унтумиған»a. Мошу жилларда қандақ қийинчилиқларни баштин өткүзгәнлигини ейтип бәргәндин кейин, у мундақ язди: «Бәзидә һәммини ташлап кәткүм келәтти. Йәһва гувачисиму болғум кәлмәй қалған. Бирақ сиз язған айәт берилмәсликкә күч бәрди. Хетиңиз вә униңдики айәт мошу сәккиз жил давамида маңа илһам-мәдәт берип кәлди». Шунчә жилдин кейин районға җавапкар ақсақалниң аяли бу хәтни елип, қанчилик хошал болғанлиғини тәсәввур қилип беқиң! Башқиларға қилған яхшилиғимиз үчүн улар узақ вақит өткәндин кейин миннәтдарлиғини билдүрүши мүмкин.
Бирси яхшилиғимиз үчүн жиллар өтүп, рәхмәт ейтиши мүмкин (20-абзацқа қараң)b
21. Немә үчүн сиз Худаниң сехийлиғини үлгә қилишқа қәтъий қарар қилдиңиз?
21 Мақалиниң бешида тилға елинғандәк, Йәһва Худа бизни алаһидә қабилийәт билән яратқан. Гәрчә елишни яхши көрсәкму, бериштин биз техиму көп хошаллиқ тапимиз. Етиқатдашлиримизға ярдәм бәргәндә, өзүмизни яхши һис қилимиз. Улар бизгә рәхмәт ейтқанда, интайин хошал болимиз. Лекин башқилар рәхмәт ейтмисиму, биз тоғра иш қилғанлиқтин, бәрибир хошал болалаймиз. Әстин чиқармаңки, сиз башқиларға қанчилик көп бәрсиңизму, Йәһваниң «сизгә буниңдинму артуқ бериш имканийити бар» (Тар. 2-яз. 25:9). Һечбиримиз башқиларға Йәһваниң бизгә бәргинидин артуқ берәлмәймиз. Йәһва Худадин қайтқан яхшилиқтин артуқ бирнәрсә барму? Бу биз үчүн әң чоң мукапат! Ундақта, асмандики сехий Атимизни давамлиқ үлгә қилайли.
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
a Хәттә қериндишимиз Йоһанниң 2-хети 8-айәтни кәлтүрди. Униңда: «Әмгәк қилғанлиримизни йоқитип қоймаслиғиңлар һәм толуқ мукапатқа еришишиңлар үчүн, өзәңларға пәхәс болуңлар»,— дәп йезилған.
b СҮРӘТТӘ: Бу сәһниләштүрүлгән көрүнүштә районға җавапкар ақсақалниң аяли бир қериндашни илһамландурди. Жиллар өтүп, шу қериндаш униңға хети үчүн рәхмәт ейтти.