16-октябрь, пәйшәнбә
Йәһва үчүн йолни тазилаңлар! Тәңримиз Үчүн җәзиридә уттур йолни тәйярлаңлар (Йәшая 40:3).
Бабилдин Исраилға бериш үчүн тәхминән төрт ай мүшкүл сәпәр қилиш керәк еди. Амма Йәһва Худа уларниң қайтип кетишигә тосқунлуқ қилидиған һәрқандақ тосалғуларни йоқ қилидиғанлиғиға вәдә бәргән. Садиқ йәһудийларниң нәзәридә Исраил зиминиға қайтишниң пайдиси һәрқандақ қурбанлиқни бериштин көп әвзәл еди. Улар үчүн әң чоң бәрикәт — қайта пак ибадәтни әслигә кәлтүрүш еди. Шәһәрдә Йәһваниң ибадәтханиси йоқ еди. Исраиллар Муса пәйғәмбәрниң қанунида тәләп қилинған қурбанлиқларни сунуш үчүн нә қурбангаһ, нә роһанийларму йоқ еди. Униңдин башқа, Исраил хәлқи Йәһва вә Униң өлчәмлирини һөрмәтлимәйдиған ғәйри илаһларға ибадәт қилғучиларниң арисида яшатти. Шуңа, Худани сөйидиған миңлиған йәһудийлар жутиға қайтип, пак ибадәтни әслигә кәлтүрүшкә тәқәза болған. w23.05 14, 15-б., 3, 4-абз.
17-октябрь, җүмә
Йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк иш қилиңлар (Әфәс. 5:8).
Биз «йоруқлуқниң пәрзәнтлиридәк» яшишимиз үчүн Худаниң Муқәддәс роһиниң ярдимигә муһтаҗ. Немә үчүн? Чүнки әхлақсизлиққа толған бу дунияда өзүмизни пак тутуш асан әмәс (Сал. 1-х. 4:3—5, 7, 8). Муқәддәс роһ бизгә бу дунияниң әхлақсиз ой-пикирлиригә, йәни барлиқ Худаниң көзқарашлириға зит келидиған пәлсәпивий көзқарашлар вә тәпәккүр қилиш усуллириға қарши турушимизға ярдәм бериду. Муқәддәс роһниң ярдимидә биз һәрхил яхшилиқ вә һәққанийлиқ мевисини берәләймиз (Әфәс. 5:9). Муқәддәс роһқа еришишниң бир йоли — Йәһваға дуа қилип сораш. Әйса мундақ дегән: «Униңдин муқәддәс роһни сориғанларға бериду!» (Луқа 11:13) Униңдин башқа, җамаәт жиғилишида етиқатчилар билән бирликтә Йәһва Худани мәдһийилигәндә муқәддәс роһқа еришимиз (Әфәс. 5:19, 20). Худаниң муқәддәс роһи бизгә яхши тәсир қилип, Худани хурсән қилидиған усулда һаят кәчүрүшимизгә ярдәм бериду. w24.03 23, 24-б., 13—15 абз.
18-октябрь, шәнбә
Өтүнүшни давамлаштуруңлар — һәм силәргә берилиду, издәшни давамлаштуруңлар — һәм таписиләр, тақилдитишни давамлаштуруңлар — һәм силәргә ечип бериду (Луқа 11:9).
Сизгә техиму сәвирчан болуш керәкму? Шундақ болса, буниң үчүн дуа қилиң. Сәвирчанлиқ — муқәддәс роһниң мевисидин бири (Гал. 5:22, 23). Шуңа, муқәддәс роһ үчүн дуа қилип, Йәһвадин роһниң мевисини йетилдүрүшимизгә ярдәм беришини соралаймиз. Әгәр сәвир-тақитимизни синайдиған вәзийәткә йолуқсақ, сәвирчан болушимизға ярдәм беридиған муқәддәс роһни давамлиқ сораймиз (Луқа 11:13). Биз йәнә Йәһва Худадин мәлум ишларға Униңға охшаш қарашқа ярдәм беришини соралаймиз. Дуа қилғандин кейин, һәр күни күчимизниң йетишичә сәвирчан болушқа тиришишимиз керәк. Сәвирчан болуш үчүн көпирәк дуа қилсақ, Йәһва бу пәзиләтниң қәлбимиздә йилтиз тартип, техиму сәвир-тақәтлик болушимизға ярдәм бериду. Шундақла Муқәддәс китаптики үлгиләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниш ярдәм бериду. Муқәддәс китапта сәвирчанлиқ көрсәткән нурғун кишиләрниң мисаллири бар. Бу үзүндиләр тоғрилиқ чоңқур ойлиниш арқилиқ сәвирчанлиқ көрситишниң усуллирини үгинивалалаймиз. w23.08 22, 23-б., 10, 11-абз.