14-сентябрь, йәкшәнбә
Кәңлик, узунлуқ, егизлик һәм чоңқурлуқларниң немә екәнлигини чүшинишкә қадир болу[ңлар] (Әфәс. 3:18).
Бир өйни сетивалмақчи болғанда, униң һәрбир тәпсилатини өз көзүңиз билән тәкшүрүшни халайсиз. Муқәддәс китапни оқуғанда вә шәхсий үгиниш өткүзгәндә, худди мисалда тилға алғанға охшаш ишларни қилалаймиз. Әгәр уни тезла оқуп қойсиңиз, пәқәтла асасий билимләрни үгинишиңиз мүмкин (Ибр. 5:12). Амма худди өйниң ичигә кирип, һәрбир тәпсилатни тәкшүрүп көргәндәк, Муқәддәс китапни әстаидил тәтқиқ қилип, уни чүшинишкә тиришиң. Тәтқиқ қилип үгинишниң әң яхши йоли — Муқәддәс китаптики пәриқлиқ үзүндиләрниң бир-бири билән қандақ бағлиниши барлиғини көрүш вә қайси һәқиқәтләргә ишинидиғанлиғиңизнила әмәс, немә үчүн шу һәқиқәтләргә ишинидиғанлиғиңизни чүшинишкә тиришиш. Муқәддәс китапни яхши чүшиниш үчүн, уни чоңқур тәтқиқ қилип үгинишимиз керәк. Әлчи Паул Мәсиһ әгәшкүчилирини Худа Сөзини әстаидиллиқ билән тәтқиқ қилип үгинишкә үндигән. Шуңа, улар һәқиқәтниң кәңлиги, узунлиғи, егизлиги вә чоңқурлиғини толуқ чүшәнсә, уларниң етиқади «мәккәм һулда йилтизлинип мустәһкәм» болатти (Әфәс. 3:14—19). Бизму шундақ қилишимиз керәк. w23.10 18-б., 1—3 абз.
15-сентябрь, дүшәнбә
Қериндашлирим, Йәһваниң намидин сөзлигән пәйғәмбәрләрдин явузлуқни баштин қандақ кәчүрүштә һәм бәрдашлиқ көрситиштә үлгә елиңлар (Яқуп 5:10).
Муқәддәс китапта сәвирчан болған башқа нурғун кишиләрниң мисаллири бар. План түзүп, шу мисалларни әстаидил тәтқиқ қилип көрсиңиз болиду. Мәсилән, Давут яш вақтида Исраилниң падишаси болушқа тәйинләнгән, амма падишалиқ тәхтигә олтириштин бурун бирқанчә жиллар күтүшигә тоғра кәлгән. Шимон билән Һанна вәдә қилинған Мәсиһни күтүватқанда, Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән ибадәт қилған (Луқа 2:25, 36—38). Мошу мисалларни тәтқиқ қилғанда, төвәндикидәк соаллар үстидә ойлинип көрүң: «Бу кишиниң сәвирчанлиқ көрситишигә немә ярдәм бәргән? У сәвирчан болушниң қандақ пайдисини көргән? Мән уни қандақ үлгә қилалаймән?» Буниңдин башқа, сәвирчанлиқ көрсәтмигән кишиләрдин өзүңизгә қандақ савақ алалайдиғанлиғиңизни ойлаң (Сам. 1-яз. 13:8—14). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Бу киши немә үчүн сәвирчан болалмиған? Шу сәвәп у қандақ ақивәткә қалған?» w23.08 25-б., 15-абз.
16-сентябрь, сешәнбә
Биз ишинип билдуқки, сән Худаниң Муқәддиси (Йоһ. 6:69).
Әлчи Петрус садиқ киши болған. У Әйсаға әгишип меңишиға тосқунлуқ қилидиған һечқандақ нәрсигә йол бәрмигән. Мәсилән, бир қетим Әйсаниң өз шагиртлириға улар чүшәнмәйдиған гәпләрни қилғанда, Петрус өз садақәтмәнлигини көрсәткән (Йоһ. 6:68). Нурғун кишиләр Әйсаниң ейтқанлирини чүшәндүрүшни тәләп қилишниң орниға, униңдин ваз кәчкән. Амма Петрус ундақ қилмиған. У «мәңгүлүк һаят сөзлири» пәқәт Әйсада барлиғини чүшәнгән. У Петрус вә башқа әлчиләр уни ташлап кетидиғанлиғини билгән. Бирақ у Петрусниң пушайман қилидиғанлиғи вә униң садақәтмәнлигини сақлап қалидиғанлиғиға ишәнгән (Луқа 22:31, 32). Һәзрити Әйса шуни яхши чүшинәтти: «Роһ һошияр, бирақ тән аҗиздур» (Марк 14:38). Шуңлашқа, Петрус уни тонуйдиғанлиғини инкар қилғандин кейинму, Әйса өз әлчисидин ваз кәчмигән еди. Әйса тирилгәндин кейин бир күни Петрус ялғуз болғанда, униңға көрүнгән (Марк 16:7; Луқа 24:34; Кор. 1-х. 15:5). Бу вақиә қилған хаталиғи үчүн көңли йерим болған әлчини қанчилик илһамландурғанду-һә! w23.09 22-б., 9, 10-абз.