15-сентябрь, дүшәнбә
Қериндашлирим, Йәһваниң намидин сөзлигән пәйғәмбәрләрдин явузлуқни баштин қандақ кәчүрүштә һәм бәрдашлиқ көрситиштә үлгә елиңлар (Яқуп 5:10).
Муқәддәс китапта сәвирчан болған башқа нурғун кишиләрниң мисаллири бар. План түзүп, шу мисалларни әстаидил тәтқиқ қилип көрсиңиз болиду. Мәсилән, Давут яш вақтида Исраилниң падишаси болушқа тәйинләнгән, амма падишалиқ тәхтигә олтириштин бурун бирқанчә жиллар күтүшигә тоғра кәлгән. Шимон билән Һанна вәдә қилинған Мәсиһни күтүватқанда, Йәһва Худаға садақәтмәнлик билән ибадәт қилған (Луқа 2:25, 36—38). Мошу мисалларни тәтқиқ қилғанда, төвәндикидәк соаллар үстидә ойлинип көрүң: «Бу кишиниң сәвирчанлиқ көрситишигә немә ярдәм бәргән? У сәвирчан болушниң қандақ пайдисини көргән? Мән уни қандақ үлгә қилалаймән?» Буниңдин башқа, сәвирчанлиқ көрсәтмигән кишиләрдин өзүңизгә қандақ савақ алалайдиғанлиғиңизни ойлаң (Сам. 1-яз. 13:8—14). Өзүңиздин мундақ сорап көрүң: «Бу киши немә үчүн сәвирчан болалмиған? Шу сәвәп у қандақ ақивәткә қалған?» w23.08 25-б., 15-абз.
16-сентябрь, сешәнбә
Биз ишинип билдуқки, сән Худаниң Муқәддиси (Йоһ. 6:69).
Әлчи Петрус садиқ киши болған. У Әйсаға әгишип меңишиға тосқунлуқ қилидиған һечқандақ нәрсигә йол бәрмигән. Мәсилән, бир қетим Әйсаниң өз шагиртлириға улар чүшәнмәйдиған гәпләрни қилғанда, Петрус өз садақәтмәнлигини көрсәткән (Йоһ. 6:68). Нурғун кишиләр Әйсаниң ейтқанлирини чүшәндүрүшни тәләп қилишниң орниға, униңдин ваз кәчкән. Амма Петрус ундақ қилмиған. У «мәңгүлүк һаят сөзлири» пәқәт Әйсада барлиғини чүшәнгән. У Петрус вә башқа әлчиләр уни ташлап кетидиғанлиғини билгән. Бирақ у Петрусниң пушайман қилидиғанлиғи вә униң садақәтмәнлигини сақлап қалидиғанлиғиға ишәнгән (Луқа 22:31, 32). Һәзрити Әйса шуни яхши чүшинәтти: «Роһ һошияр, бирақ тән аҗиздур» (Марк 14:38). Шуңлашқа, Петрус уни тонуйдиғанлиғини инкар қилғандин кейинму, Әйса өз әлчисидин ваз кәчмигән еди. Әйса тирилгәндин кейин бир күни Петрус ялғуз болғанда, униңға көрүнгән (Марк 16:7; Луқа 24:34; Кор. 1-х. 15:5). Бу вақиә қилған хаталиғи үчүн көңли йерим болған әлчини қанчилик илһамландурғанду-һә! w23.09 22-б., 9, 10-абз.
17-сентябрь, чаршәнбә
Қанунсизлиқлири кәчүрүлгән һәм гуналири йепилған кишиләр бәхитлик (Рим. 4:7).
Худа Өзигә ишәнгән кишиләрниң гуналирини кәчүрүм қилиду. У уларни пүтүнләй кәчүрүп, буниңдин кейин гуналирини әслимәйду (Зәб. 32:1, 2). Етиқади сәвәплик Худа шундақ кишиләрни әйипсиз вә һәққаний дәп қарайду. Худа Ибраһим, Давут вә башқа садиқ хизмәтчилирини һәққаний дәп һесаплисиму, улар намукәммәл кишиләр болған. Амма уларниң етиқади болғачқа, болупму, ишәнчиси йоқ кишиләргә қариғанда, Йәһва Худа уларни әйипсиз дәп қариған (Әфәс. 2:12). Әлчи Паул Римлиқларға язған хетидә чүшәндүргәндәк, биз Худаниң дости болушимиз үчүн чоқум етиқадимиз болуши керәк. Ибраһим вә Давут, һәр иккилиси Худаниң дости болалиған. Бизму улардин үлгә алалаймиз. w23.12 3-б., 6, 7-абз.