Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
Чекинип чиқиш
Тизимлитип кириш
Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Бүгүн

17-сентябрь, чаршәнбә

Қанунсизлиқлири кәчүрүлгән һәм гуналири йепилған кишиләр бәхитлик (Рим. 4:7).

Худа Өзигә ишәнгән кишиләрниң гуналирини кәчүрүм қилиду. У уларни пүтүнләй кәчүрүп, буниңдин кейин гуналирини әслимәйду (Зәб. 32:1, 2). Етиқади сәвәплик Худа шундақ кишиләрни әйипсиз вә һәққаний дәп қарайду. Худа Ибраһим, Давут вә башқа садиқ хизмәтчилирини һәққаний дәп һесаплисиму, улар намукәммәл кишиләр болған. Амма уларниң етиқади болғачқа, болупму, ишәнчиси йоқ кишиләргә қариғанда, Йәһва Худа уларни әйипсиз дәп қариған (Әфәс. 2:12). Әлчи Паул Римлиқларға язған хетидә чүшәндүргәндәк, биз Худаниң дости болушимиз үчүн чоқум етиқадимиз болуши керәк. Ибраһим вә Давут, һәр иккилиси Худаниң дости болалиған. Бизму улардин үлгә алалаймиз. w23.12 3-б., 6, 7-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

18-сентябрь, пәйшәнбә

Һәрдайим Худаға мәдһийиләш қурванлиғини, йәни Униң исмини җакалайдиған еғиз мевисини әкеләйли (Ибр. 13:15).

Бүгүнки күндә Әйсаниң барлиқ шагиртлириниң вақти, күч-қувити вә мал-мүлкини ишлитип, Худа Падишалиғиниң мәнпәити үчүн хизмәт қилиш арқилиқ Йәһваға қурбанлиқ сунуш имтиязи бар. Йәһва Худаға әң яхши қурбанлиғимизни сунуш арқилиқ Униңға ибадәт қилиш шан-шәрипини қәдирләйдиғанлиғимизни көрситәләймиз. Әлчи Паул Йәһваға ибадәт қилишта һәргизму бепәрвалиқ қилишқа болмайдиған ишларни тилға елип өткән (Ибр. 10:22—25). Улар дуада Йәһваға йеқинлишиш, үмүтимиз һәққидә башқиларға хуш хәвәр ейтиш, бирликтә җамаәт жиғилишлириға қатнишиш вә Йәһваниң күни йеқинлишип келиватқанлиғини көргән екәнмиз, бир-биримизни илһамландуруш қатарлиқлар ишларни өз ичигә алиду. Вәһий китавиниң ахирқи баплирида Йәһваниң пәриштиси икки қетим шундақ тәкитлигән: «Худаға ибадәт қил» (Вәһ. 19:10; 22:9). Ундақ болса, роһий ибадәтхана тоғрилиқ билгән һәқиқәтләрни унтумай, Улуқ Худайимиз Йәһваға ибадәт қилиш чоң шан-шәрипини қәдирләйли! w23.10 29-б., 17, 18-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025

19-сентябрь, җүмә

Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли (Йоһ. 1-х. 4:7).

Биз һәммимиз бир-биримизгә давамлиқ меһир-муһәббәт көрситишни халаймиз. Шундақтиму, Әйса бизгә муһим бир әскәртишни берип агаһландурған. «Нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду» (Мәт. 24:12). Әлвәттә, Әйса шагиртлириниң көпчилигиниң меһир-муһәббити совуп кетиду дәп ейтқуси кәлмигән. Бирақ биз меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған бу дунияниң тәсиригә қарши туруш үчүн һошиярлиғимизни сақлишимиз керәк. Ундақта, қериндашлиримизға болған муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини қандақ билишкә болиду? Бу муһим соални муһакимә қилип бақайли. Сөйгү-муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини тәкшүрүш үчүн һаятимиздики һәрхил вәзийәтләрдә қандақ һәрикәт қилидиғанлиғимизни тәкшүрсәк болиду (Кор. 2-х. 8:8). Мәсилән, Петрус мундақ дегән: «Әң авал бир-бириңларни қизғин сөйүңлар, чүнки меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду» (Пет. 1-х. 4:8). Шуңлашқа, башқиларниң аҗизлиқлири вә камчилиқлири бизниң уларни қанчилик сөйидиғанлиғимизни билишкә ярдәм бериду. w23.11 10, 11-б., 12, 13-абз.

Муқәддәс Язмиларни һәр күни тәтқиқ қилиш. 2025
Хуш кәлдиңиз!
Бу — Йәһва гувачилири нәшир қилған әдәбиятларни һәр түрлүк тилда тәтқиқ қилишқа ярдәм беридиған онлайн китапхана.­­­­­­­­­­­­
Нәширләрни көчиривелиш үчүн мону торбәткә кириң: jw.org.
  • Уйғур (кирилл йезиғи)
  • Бөлүшүш
  • Баплашлар
  • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
  • Пайдилиниш шәртлири
  • Мәхпийлик сәясити
  • Мәхпийәтлик тәңшәклири
  • JW.ORG
  • Тизимлитип кириш
Бөлүшүш