19-сентябрь, җүмә
Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли (Йоһ. 1-х. 4:7).
Биз һәммимиз бир-биримизгә давамлиқ меһир-муһәббәт көрситишни халаймиз. Шундақтиму, Әйса бизгә муһим бир әскәртишни берип агаһландурған. «Нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду» (Мәт. 24:12). Әлвәттә, Әйса шагиртлириниң көпчилигиниң меһир-муһәббити совуп кетиду дәп ейтқуси кәлмигән. Бирақ биз меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған бу дунияниң тәсиригә қарши туруш үчүн һошиярлиғимизни сақлишимиз керәк. Ундақта, қериндашлиримизға болған муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини қандақ билишкә болиду? Бу муһим соални муһакимә қилип бақайли. Сөйгү-муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини тәкшүрүш үчүн һаятимиздики һәрхил вәзийәтләрдә қандақ һәрикәт қилидиғанлиғимизни тәкшүрсәк болиду (Кор. 2-х. 8:8). Мәсилән, Петрус мундақ дегән: «Әң авал бир-бириңларни қизғин сөйүңлар, чүнки меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду» (Пет. 1-х. 4:8). Шуңлашқа, башқиларниң аҗизлиқлири вә камчилиқлири бизниң уларни қанчилик сөйидиғанлиғимизни билишкә ярдәм бериду. w23.11 10, 11-б., 12, 13-абз.
20-сентябрь, шәнбә
Бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болуңлар (Йоһ. 13:34).
Әгәр биз җамаәттә пәқәтла бәзи қериндашларға сөйгү-муһәббәт көрсәтсәк, амма башқиларға ундақ қилмисақ, Әйсаниң сөйгү-муһәббәт һәққидики әмригә бойсуналмаймиз (Йоһ. 13:23; 20:2). Әлвәттә, Әйса Мәсиһкә охшаш бизму башқиларға қариғанда, бәзилиригә өзүмизни техиму йеқиндәк һис қилишимиз мүмкин. Амма Әлчи Петрус бизгә барлиқ қериндашлиримизни чиң қәлбимиздин сөйүшимиз, йәни бир аилә кишиләрдәк сөйгү-муһәббәт риштини орнитишқа тиришишимиз керәклигини әскәрткән (Пет. 1-х. 2:17). Петрус бизни бир-биримизни чин қәлбимиздин сөйүшкә үндигән (Пет. 1-х. 1:22). Чин қәлбимиздин бир-биримизни сөйүш һәтта башқиларни сөйүш асан болмиған вәзийәттиму, йәнила пүтүн күчимиз билән уни сөйүшкә тиришишни көрситиду. Мәсилән, әгәр бир қериндишимиз бизни хапа қилған яки көңлүмизни ағритқан болсичу? Наһайити тәбиийла, биз униңға меһир-муһәббәт көрситишниң орниға, униңдин өч алмақчи болимиз (Йоһ. 18:10, 11). Бирақ Петрус өч елиш Худани хурсән қилмайдиғанлиғини Әйса Мәсиһтин үгәнгән. Петрус мундақ язған: «Яманлиққа яманлиқ, һақарәткә һақарәт билән җавап қайтурмай, әксичә яхшилиқ тиләңлар» (Пет. 1-х. 3:9). Етиқатчи қериндашлириңизни чин қәлбиңиздин сөйсиңиз, меһир-шәпқәт көрситәләйсиз. w23.09 28, 29-б., 9—11 абз.
21-сентябрь, йәкшәнбә
Аялларму. . . адәтлиридә чекини билидиған, һәммә нәрсидә садиқ болуши керәк (Тим. 1-х. 3:11).
Биз бир балиниң интайин тез чоң болуп йетилгинигә һәйран қалимиз. Бундақ өсүп-йетилиш қаримаққа интайин тәбиий. Бирақ пишип йетилгән Мәсиһ әгәшкүчиси болуш үчүн көп күч чиқириш керәк (Кор. 1-х. 13:11; Ибр. 6:1). Буниң үчүн Йәһва билән йеқин мунасивәт орнитиш лазим. Биз Худаға хас пәзиләтләрни йетилдүргәндә, турмушта керәклик маһарәтләрни үгәнгәндә вә кәлгүсидә елишимиз мүмкин вәзипиләргә тәйярланғанда муқәддәс роһқа муһтаҗ болимиз (Пәнд н. 1:5). Яратқучи Йәһва инсанларни әр вә аял қилип яратқан (Ярит. 1:27). Ениқки, әрләр билән аяллар җисманий җәһәттин пәриқлиқ, бирақ улар йәнә башқа тәрәпләрдинму пәриқлиниду. Мәсилән, Йәһва әрләр билән аялларни алаһидә пәриқлиқ рольларни атқуруш үчүн яратқачқа, улар өз вәзипилирини орунлашқа ярдәм беридиған пәзиләтләргә вә маһарәтләргә муһтаҗ (Ярит. 2:18). w23.12 18-б., 1, 2-абз.