22-сентябрь, дүшәнбә
Барлиқ хәлиқләрдин Атам, Униң Оғли һәм муқәддәс роһниң намиға чөмдүрүп, шагиртларни тәйярлаңлар (Мәт. 28:19).
Әйса Атисиниң хас исмини башқиларниңму ишлитишини халамду? Әлвәттә, қедимий заманда бәзи диний рәһбәрләр Худаниң исмини интайин муқәддәс, уни тилға елишқа болмайду дәп қариған болуши мүмкин. Амма Әйса Муқәддәс китапқа мас кәлмәйдиған бундақ урп-адәтләрниң өз Атисиниң исмини улуқлашқа тосалғу болушиға йол қоймиған. Әйса герасилиқлар яшайдиған йәрдә җин чаплашқан бир кишини сақайтқанда, немә иш болғанлиғини әсләп көрәйли. Кишиләр қорқуп кетип, Әйсаниң у йәрдин кетишини өтүнгән (Марк 5:16, 17). Шуңа у әшу йәрдә қалмиған. Бирақ Әйса Йәһва Худаниң исминиң у йәрдә тонулушини халиған еди. Шуңлашқа Әйса өзиниң қилғанлирини әмәс, бәлки Йәһва Худаниң қилғанлирини башқиларға ейтишни әшу сақайтқан кишигә буйриған (Марк 5:19). У бүгүнки күндиму шундақ қилишимизни халайду. Биз униң Атисиниң исмини дунияниң һәммила җайлирида тонутимиз (Мәт. 24:14; 28:20). Биз өз вәзипимизни орунлисақ, Падишайимиз Әйсани хурсән қилимиз. w24.02 10-б., 10-абз.
23-сентябрь, сешәнбә
Мениң исмим үчүн көп җапа-мәшәқәт чекип һармидиң (Вәһ. 2:3).
Бу ахирқи замандики еғир күнләрдә Йәһваниң тәшкилатиниң бир әзаси болуш һәқиқәтән биз үчүн зор бәрикәт. Гәрчә дунияниң вәзийити барғансири яманлишип, һаят кәчүрүш қийинлишип кетиватқан болсиму, Йәһва Худа сөйгү-муһәббәткә толған чоң аилиси арқилиқ бизгә йәр-йөләк боливатиду (Зәб. 133:1). У бу аилидики етиқатдашлиримиз билән қериндашлиқ риштимизни күчәйтишкә ярдәм бериватиду (Әфәс. 5:33—6:1). Униңдин башқа, һәқиқий көңүл хатирҗәмлигигә еришиш үчүн У бизгә даналиқ вә чүшиниш иқтидарини бериду. Бирақ биз садақәтмәнлик билән Йәһваға хизмәт қилишни давамлаштуруш үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. Немә үчүн? Чүнки бәзидә қериндашлиримизниң қилған гәп-сөзлири яки иш-һәрикәтлири көңлүмизни рәнҗитип қоюши мүмкин. Униңдин башқа, өзүмизму қайта-қайта охшаш хаталиқни өткүзүп, үмүтсизлинип роһимиз чүшүп кетиду. Биз төвәндикидәк әһвалда: 1) етиқатдишимиз көңлүмизни рәнҗиткәндә, 2) өмүрлүк җүптимиздин үмүтсизләнгәндә, 3) өз-өзүмиздин үмүтсизләнгәндә, сәвир-тақәт билән Йәһваға хизмәт қилишимиз керәк. w24.03 14-б., 1, 2-абз.
24-сентябрь, чаршәнбә
Қайси дәриҗидә илгирилигән болушимиздин қәтъийнәзәр, әйни тәртип бойичә давамлиқ илгириләйли (Флп. 3:16, ЙД).
Әтрапиңизда Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилиш үчүн өзигә мәхсәт қойған вә мәхситигә йәткән қериндашлар болуши мүмкин. Мәсилән, улар Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәптә оқуған яки вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ бир йәргә көчүп барған болуши мүмкин. Әгәр шараитиңиз яр бәрсә, сизму өзүңизгә шундақ мәхсәтни қоюң вә шу мәхситиңизгә йетиш үчүн пүтүн күчиңиз билән тиришиң. Йәһваниң хәлқи Униңға көпирәк хизмәт қилишниң йоллирини издәйду (Әлч. 16:9). Әгәр һазирчә шундақ қилалмисиңизчу? Һәргиз өзүңизни шундақ мәхсәтләргә йәткәнләр билән селиштурмаң. Әң муһими, чидамчанлиқ билән давамлиқ алдиға қарап меңиң (Мәт. 10:22). Есиңиздә болсунки, сиз қабилийитиңиз вә шараитиңизға мувапиқ қолуңиздин келишичә Йәһваға хизмәт қилғиниңизда Униң көңлини интайин хурсән қилисиз. Шу арқилиқ суға чөмдүрүлгәндин кейин давамлиқ Әйсаға әгишип маңалайсиз (Зәб. 26:1). w24.03 10-б., 11-абз.