22-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
5-НАХША Мәсиһ — бизниң үлгимиз
Әйса үчүн Йәһва Худаниң исми қанчилик муһим болған?
«Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим һәм йәниму аян қилимән» (ЙОҺАН 17:26).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Әйса Йәһва Худаниң исмини қандақ аян қилди вә шу исимни муқәддәсләп, һимайә қилиш үчүн немә қилғанлиғини биливалимиз.
1, 2. а) Әйса өлидиған кечиси немә дегән? ә) Бу мақалидә қандақ соалларни қараштуримиз?
МИЛАДИ 33-жил, 14-нисан, пәйшәнбә күни кәчки вақит еди. Әйса йеқинда униңға сатқунлуқ қилидиғанлиғини, әйиплинип сотлинидиғанлиғини, ахири уни өлүм җазаси күтүп турғанлиғини билгән. Әйса шагиртлири билән Йерусалимдики жуқуриқи бир бөлмидә кәчки зияпәт тамиғини истимал қилип болған еди. Ғизалинип болғандин кейин, Әйса шагиртлириға илһам беридиған сөзләрни ейтти. Улар өйдин чиқиштин бурун Әйса муһим бир дуа қилған. Бу дуа Йоһан китавиниң 17-бабида йезилған.
2 Бу мақалидә биз Әйсаниң ейтқан дуасидики бәзи бир ойларға диққәт ағдуримиз. Әйса өлүминиң алдидики кәчтә немә тоғрилиқ қаттиқ әнсиригән? Униң йәргә келишиниң асасий мәхсити немә болған? Келиңлар, бу соалларға җавап алайли.
«СЕНИҢ ИСМИҢНИ МӘН УЛАРҒА АЯН ҚИЛДИМ»
3. Әйсаниң «Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим» дегән сөзлири немини билдүргән? (Йоһан 17:6, 26)
3 Әйса Мәсиһ: «Сениң исмиңни мән уларға аян қилдим»,— дәп дуа қилған. Йәһваниң исми интайин муһим болғанлиқтин, Әйса бу сөзләрни икки қетим ейтқан (Йоһан 17:6, 26ни оқуң). У немини нәзәрдә тутқан? Шу чағда шагиртлири Худаниң исмини билмигәнму? Әйса бу сөзләр билән Худаниң исми Йәһва екәнлигини ейтқуси кәлмигән. Әйсаниң шагиртлири ибраний болғанлиқтин, улар Худаниң исми Йәһва екәнлигини яхши биләтти. Чүнки Ибраний Язмиларда Худаниң исми тәхминән 7000 қетим учришатти. Әксичә Әйса Йәһваниң қандақ Худа екәнлигини уларға үгәткән. У шагиртлириға Йәһвани яхширақ тонушқа ярдәм бәргән. Мәсилән, Әйса Худаниң йәргә вә инсанийәткә мунасивәтлик нийити, қилған һәм келәчәктә қилидиған ишлири вә есил пәзиләтлири тоғрилиқ тәлим бәргән. Пәқәт Әйса Йәһвани шунчилик яхши билгән еди.
4, 5. а) Бирсиниң исми биз үчүн қандақ техиму әһмийити зор болуши мүмкин? Мисал кәлтүрүң. ә) Әйсаниң шагиртлири Йәһвани қандақ қилип яхширақ тонуди?
4 Бир мисал кәлтүрәйли. Җамаитиңиздә Ядикар исимлиқ ақсақал бар дәйли. Сиз уни көптин бери яхши тонуйсиз. У дохтурханида хирург болуп ишләйду. Бир күни сизниң һаятиңиз қил үстидә қалғанда, у сизни қутқузуп қалиду. Әнди сиз бу бурадәрни көпирәк яхши көрүп, униң исмини аңлиғанда, сиз униң қилған яхшилиғини есиңизгә алисиз. Ядикар бурадәр сиз үчүн пәқәт ақсақал болупла қалмай, һаятиңизни қутқузуп қалған дохтур болуп қалиду.
5 Худди шуниңға охшаш, Әйсаниң шагиртлири Йәһваниң исмини яхши билгән. Әйса уларға Йәһвани яхширақ билишкә ярдәм бәргәнликтин, Худаниң исми улар үчүн техиму зор әһмийәткә егә болған. Немә үчүн шундақ дәп ейталаймиз? Чүнки Әйса сөзлиридә вә ишлирида Атисиниң қандақ шәхс екәнлигини әкс әттүргән. Шагиртлар Әйсани тиңшиғанда, тәлим алғанда, башқиларға қандақ муамилә қилғанлиғини көргәндә, улар Йәһвани яхширақ тонуп-билгән (Йоһ. 14:9; 17:3).
«СЕНИҢ МАҢА БӘРГӘН ИСМИҢ ҮЧҮН»
6. Қайси мәнада Йәһва Өз исмини Әйсаға бәрди? (Йоһан 17:11, 12)
6 Әйса шагиртлири үчүн дуа қилип, мундақ дегән: «Маңа бәргән исмиң үчүн уларни қоғдиғин» (Йоһан 17:11, 12ни оқуң). Әйса «маңа бәргән исмиң үчүн» дегәндә, әнди униң исми «Йәһва» екәнлигини билдүрәмду? Яқ. Әйса дуа қилғанда «Сениң. . . исмиң» дәп ейтқан еди. Шуңа, Йәһваниң исми Әйсаниң исми болуши мүмкин әмәс еди. Ундақта, Йәһва Әйсаға өзиниң исмини қайси мәнада бәргән? Биринчидин, Йәһва Әйсани Өзиниң намидин сөзләйдиған вәкили қилип тәйинлиди (Йоһ. 5:43; 10:25). У йәр йүзигә кәлгәндә Йәһваниң намидин көплигән мөҗүзиләрни көрсәткән. Иккинчидин, Әйсаниң исми «Йәһва — Қутқузғучи» дегән мәнани билдүриду. Демәк, Йәһваниң исми униң Оғлиниң исми билән зич мунасивәтлик болған.
7. Немишкә Әйса Йәһваниң намидин сөзләлигән? Мисал кәлтүрүң.
7 Немә үчүн Әйса Мәсиһниң Йәһва Худаниң намидин сөзләш һоқуқи болған? Мәсилән, дөләт президентиниң вәкили чәт әлдә униң намидин сөзләләйду. Шуңа, вәкилниң ейтқан сөзлири президентниң ейтқан сөзлири билән тәң болуп һесаплиниду. Шуниңға охшаш, Әйса Йәһва Худаниң вәкили болғачқа, Униң намидин адәмләргә сөзләш һоқуқи болған (Мәт. 21:9; Луқа 13:35).
8. Йәһваниң «униңда Мениң исмим бар» дегән сөзлири немини билдүриду? (Чиқиш 23:20, 21)
8 Муқәддәс китапта Әйса «Сөз» дәп атилиду. Йәһва Әйсани адәмләргә вә пәриштиләргә өзиниң хәвирини вә көрсәтмилирини йәткүзүш үчүн қолланған (Йоһ. 1:1—3). Исраил хәлқи Мисирдин чиқип, чөл-баяванда жүргәндә, уларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн Йәһва әвәткән пәриштә Әйса болған болуши мүмкин. Йәһва исраилларға бу пәриштигә қулақ селиши керәклигини чүшәндүрүп, мундақ дегән: «Сәвәви униңда Мениң исмим барa» (Чиқиш 23:20, 21ни оқуң). «Униңда мениң исмим бар» дегән сөз Әйсаниң Худа намидин сөзләйдиғанлиғини вә Униң исмини қоғдап, муқәддәсләйдиған асасий шәхс екәнлигини билдүриду.
«АТАМ, ӨЗ ИСМИҢНИ УЛУҚЛИҒИН!»
9. Әйса үчүн Йәһваниң исми қанчилик муһим болған? Чүшәндүрүң.
9 Муһакимә қилғинимиздәк, Әйса йәр йүзигә кәлмәй туруп, Йәһваниң исмини һәммидин муһим дәп һесаплиған. У йәр йүзигә кәлгәндә, қандақ ишларни қилмисун, Атисиниң исмини бәк қәдирләйдиғанлиғини көрсәткән. Әйса йәр йүзидики хизмитиниң ахирида Йәһвадин мундақ дәп өтүнгән: «Атам, Өз исмиңни улуқлиғин!» Йәһва дәрһал асмандин җараңлиқ авазда мундақ дәп җавап бәргән: «Мән улуқлидим вә йәниму улуқлаймән» (Йоһ 12:28).
10, 11. а) Әйса Йәһваниң исмини қандақ улуқлиди? (Рәсимгиму қараң.) ә) Йәһваниң исми немә үчүн муқәддәслиниши вә ақлиниши керәк?
10 Әйсаму Атисиниң исмини улуқлиған. У буни қандақ қилған? Әйса Йәһваниң есил пәзиләтлирини вә әҗайип ишлирини адәмләргә ейтип, гувалиқ бәргән. Бирақ Әйса йәниму башқа бир иш қилған. У Йәһваниң исмини муқәддәсләп, Униң нам-абройини ақлиғанb. Буниң қанчилик муһим екәнлигини, у үлгилик дуасида көрсәткән. Әйса: «Асмандики Атимиз, исмиң муқәддәс болсун»,— дегән (Мәт. 6:9, ЙД).
11 Йәһва Худаниң исмини немә үчүн муқәддәсләп, ақлаш керәк? Чүнки Ерәм беғида Шәйтан Йәһва тоғрилиқ ялған гәп қилип, Униңға төһмәт қилған. У Йәһвани ялғанчи дәп, Адәм ата билән Һава анидин яхши бир нәрсини йошуруватиду дәп әйиплиди (Ярит. 3:1—5). Шәйтан Йәһваниң исмиға дағ кәлтүрүп, адәмләрниң Уни яман, адаләтсиз Худа дәп ойлишини халиди. Шундақла, Аюп пәйғәмбәрниң күнлиридә Шәйтан адәмләр Йәһва Худани яхши көргәнликтин әмәс, Униң бәрикитини көрүватқанлиғидин хизмәт қилиду дәп әйиплиди. Буниңдин башқа адәмләр Худани сәмимий яхши көрмигәнликтин, бешиға күн чүшкәндила, бирдин Униңдин баш тартиду дәп қарилиди (Аюп 1:9—11; 2:4). Әнди ким ялғанчи, Йәһваму, Шәйтанму? Буни ениқлаш үчүн вақит керәк еди.
Әйса шагиртлириға Худаниң исмини муқәддәсләшниң муһимлиғини үгәткән (10-абзацқа қараң)
«МӘН ҖЕНИМНИ БЕРИМӘН»
12. Әйса Йәһваниң исмини яхши көргәнликтин, немә қилишқа тәйяр болған?
12 Әйса Атисини қаттиқ яхши көргәнликтин, Униң исмини ақлап қоғдаш үчүн қолидин келишичә һәммини қилишни халиған. Әйса: «Мән өзәм уни [җенимни] пида қилимән»,— дегән (Йоһ. 10:17, 18). Һә, у Йәһваниң исми үчүн һәтта өз җенини пида қилишқа тәйяр болғанc. Тунҗа мукәммәл адәмләр, йәни Адәм ата билән Һава ана Худадин баш тартип, Шәйтан Иблисни яқлап кәтти. Әйса болса, өз ихтияри билән йәргә келип, Атисини яхши көридиғанлиғини испатлиди. Немә қилсиму, немә ейтсиму, у барлиқ ишлирида Йәһваға бойсунған (Ибр. 4:15; 5:7—10). Әйса туғулишидин та азап түвригигә миқланғичә садақәтмәнлигини йоқатмиди (Ибр. 12:2). Шундақ қилип Йәһва Худаға вә Униң исмиға болған меһир-муһәббитини испатлиди.
13. Немишкә Әйса Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини һәммидин яхши испатлалайду? (Рәсимгиму қараң.)
13 Әйса өзиниң һаят тәрзи билән Йәһваниң әмәс, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини дәлиллиди (Йоһ. 8:44). Әйса Йәһвани һәммисидин яхши билгән. Шуңа, Шәйтанниң ейтқан бир сөзиму раст болса, Әйсаға бу аян болатти. Амма Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини билгәнликтин, у Йәһваниң исмини, Униң нам-абройини һаятиниң ахирғичә қоғдиди. Һәтта Йәһва уни ташлап кәткәндәк көрүнсиму, сөйүмлүк Атисиға садақәтмән болуп қелишиға қарар қилди (Мәт. 27:46)d.
Әйса һаят тәризи билән Йәһваниң әмәс, Шәйтанниң ялғанчи екәнлигини испатлиди! (13-абзацқа қараң)
«СӘН МАҢА ТАПШУРҒАН ИШНИ ЙӘКҮНЛИДИМ»
14. Йәһва Әйсаниң ишәнчисини қандақ мукапатлиди?
14 Әйса өлидиған кечиси: «Сән маңа тапшурған ишни йәкүнлидим»,— дәп дуа қилған. Әйса Атисиниң униң ишәнчисини мукапатлайдиғанлиғиға гуман қилмиған (Йоһ. 17:4, 5). Йәһва Худа униң ишәнчисини ақлиди. Йәһва униң гөрдә мәңгү қелишиға йол қоймиди (Әлч. 2:23, 24). Әйса қайта тирилгәндә Йәһва уни улуқлап, техиму жуқури көтәрди (Флп. 2:8, 9). Кейин у Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә һөкүмранлиқ қилишқа башлиди. Амма Худа Падишалиғи немә қилиду? Әйсаниң үлгилик дуасиниң иккинчи қисмида бу соалға җавап тапимиз: «Сениң Падишалиғиң кәлгәй. Ирадәң асманда орунланғандәк, йәрдиму шундақ орунланғай» (Мәт. 6:10, ЙД).
15. Әйса йәнә немиләрни қилиду?
15 Йеқин арида Әйса Худаниң дүшмәнлиригә қарши җәң қилип, уларни Армагедон урушида йоқ қилиду (Вәһ. 16:14, 16; 19:11—16). Кейин Иблисни теги йоқ һаңға ташлап қамап қойиду. У һаңда һеч қандақ иш-һәрикәт қилалмайду (Вәһ. 20:1—3). Әйса йәрдә миң жил һөкүмранлиқ қилғанда, течлиқни орнитип, адәмләрниң мукәммәл болушиға ярдәм бериду. У пүткүл йәр йүзини гөзәл җәннәткә айландуриду. Шу вақитта Яратқучимиз Йәһваниң дәсләпки нийити әмәлгә ашиду (Вәһ. 21:1—4).
16. Миң жиллиқ һөкүмранлиқ аяқлашқанда, һаятимиз қандақ болиду?
16 Әйса Мәсиһниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи аяқлашқанда, инсанийәтни қандақ һаят күтүп турмақта? Адәмләр гуна билән намукәммәлликниң қуллиғидин азат болиду. Уларға өз гуналири үчүн кәчүрүм сорашниң һаҗити болмайду. Әнди инсанлар Йәһва билән яхши мунасивәттә болуш үчүн төләмгә, Әйсаниң баш роһаний болушиға, 144 000 майланғанларға муһтаҗ болмайду. Йәнә ахирқи дүшмән өлүмму йоқ болиду. Қайтиш болған адәмләр қайта тирилип, мазарлар бошап қалиду. Йәрдики һәммә адәмләр мукәммәлликкә еришиду (Кор. 1-х. 15:25, 26).
17, 18. а) Миң жиллиқ һөкүмранлиқниң ахирида йәнә немә ишлар йүз бериду? ә) Әйса һөкүмранлиғи аяқлашқанда немә қилиду? (Коринтлиқларға 1-хәт 15:24, 28; рәсимгиму қараң.)
17 Миң жиллиқ һөкүмранлиқниң ахирида йәнә немә болиду? Бир алаһидә вақиә йүз бериду. Әнди һечким һечқачан Йәһва Худаниң муқәддәс вә адил екәнлигигә гуман кәлтүрмәйду. Немишкә? Чүнки Ерәм беғида Шәйтан Йәһва Худани ялғанчи вә зулум һөкүмран дәп әйиплиди. Амма Йәһваға хизмәт қилип, Уни һөрмәтләйдиғанлар Униң исмини муқәддәсләп, қайта-қайта шан-шәрәп кәлтүрмәктә. Миң жиллиқ һөкүмранлиқниң ахирида Йәһва Худаниң исми пүтүнләй ақлинип, У Өзиниң сөйүмлүк Ата екәнлигини толуқ дәлилләйду.
18 Әйсаниң миңжиллиқ һөкүмранлиғи ахирлашқанда, һәммиси Шәйтанниң ялғанчи екәнлигигә көз йәткүзиду. Әйсаниң һөкүмранлиғи аяқлашқанда, у немә қилиду? Шәйтанни тәқлит қилип, Йәһваға қарши исиян көтирәмду? Яқ! (Коринтлиқларға 1-хәт 15:24, 28ни оқуң) Әйса Падишалиқни Йәһва Худаға қайтуруп бериду. Өзи болса, Униң һөкүмранлиғиға бойсуниду. Әйса Шәйтанға қариғанда, һәммини Атисиға қайтуриду. Чүнки у Йәһва Худани яхши көриду.
Миң жиллиқ һөкүмранлиғи аяқлашқандин кейин, Әйса Падишалиқни Атисиға хошаллиқ билән қайтуруп бериду (18-абзацқа қараң)
19. Йәһва Худаниң исми Әйса үчүн қанчилик муһим болған?
19 Йәһва Әйсаға шунчилик ишәндики, униңға Өз исмини бәрди. Әйса Йәһваниң вәкили сүпитидә өз вәзиписини нуқсансиз орунлиди. Әйса үчүн Йәһваниң исмидин артуқ әһмийәтлик һеч нәрсә йоқ екәнлиги ениқ болди. У Йәһва Худа үчүн өз җенини пида қилди. Әйсаниң миң жиллиқ һөкүмранлиғи аяқлашқанда, у хошаллиқ билән һөкүмранлиқни Йәһва Худаға қайтуруп бериду. Биз Әйса Мәсиһни қандақ тәқлит қилалаймиз? Бу соалниң җававини келәрки мақалидә қараштуримиз.
14-НАХША Худа һәммини йеңилайду
a Бәзи вақитларда пәриштиләрму Худаниң намидин сөзләп, Униң вәкили болған. Шуңа, Муқәддәс китапниң бәзи йәрлиридә адәмләр пәриштини «Йәһва» дәп атиған (Ярит. 18:1—33) Йәнә Муқәддәс китапта Муса пәйғәмбәр Тәврат қанунини Йәһва Худадин алди дейилгән болсиму, башқа айәтләрдин көргинимиздәк, Йәһва Тәврат қанунини бериш үчүн пәриштиләрни ишләткән (Лав. 27:34; Әлч. 7:38, 53; Гал. 3:19; Ибр. 2:2—4).
b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: «Муқәддәслимәк» дегинимиз муқәддәс дәп һесаплаш, шан-шәрәп кәлтүрүш вә чоңқур иззәт-һөрмәт көрситишни билдүриду. «Ақлимақ» дегинимиз бирси башқиси тоғрилиқ яман гәп яки төһмәт ейтқанда, униң әйипсиз вә бегуна екәнлигини дәлилләшни билдүриду.
c Әйса адәмләр мәңгү яшиши үчүнму җенини пида қилди.
d «Күзитиш мунариниң» 2021-жил, апрель ейиниң 30, 31 бәтлиридики «Оқурмәнләрниң соаллириға» қараң.