46-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Йәһва бизгә йәр йүзидә җәннәт болидиғанлиғиға капаләт бериду
«Ким йәрдә бәрикәтләнсә, һәқиқәтниң Худаси билән бәрикәтлиниду» (ЙӘШАЯ 65:16).
152-НАХША Күчимиз, үмүтүмиз вә яр-йөлигимиз
БУ МАҚАЛИДӘ:a
1. Йәшая пәйғәмбәр исраилларға қандақ пәйғәмбәрлик сөзләрни ейтқан?
ЙӘШАЯ пәйғәмбәр Йәһвани «һәқиқәтниң Худаси» дәп тәсвирлигән. «Һәқиқәт» дәп тәрҗимә қилинған сөз «амин» дегәнни билдүриду (Йәшая 65:16). «Амин» сөзи «шундақ болсун» яки «әлвәттә шундақ» дегән мәнаға егә. Муқәддәс китапта «амин» сөзи Йәһваға яки Әйсаға тегишлик ейтилғанда, бир нәрсиниң раст екәнлигини көрситиду. Шуңа, Йәшаяниң исраилларға қилған сөзи наһайити ениқ еди: Йәһва Худаниң алдин ейтқанлири һемишә ишәнчлик. Йәһва Өзиниң һәрбир вәдисини әмәлгә ашуруш арқилиқ бу һәқиқәтни испатлиған.
2. Йәһваниң келәчигимизгә мунасивәтлик вәдилиригә немә үчүн ишинимиз вә қайси соалларни көрүп чиқимиз?
2 Бизму Йәһваниң келәчигимиз һәққидә бәргән вәдилиригә ишәнч қилалаймизму? Йәшая пәйғәмбәрниң заманидин тәхминән 800 жил өткәндин кейин, әлчи Паул Йәһва Худаниң вәдилири немә үчүн һәрдайим ишәнчлик екәнлигини чүшәндүргән. У Худаниң ялған ейтмайдиғанлиғини язған (Ибр. 6:18). Худди бир булақ һәм татлиқ һәм тузлуқ суни чиқиралмайдиғандәк, һәқиқәтниң мәнбәси болған Йәһва Худа ялған сөзләлмәйду. Шуңа, биз Йәһва Худаниң сөзлиригә, мәсилән, келәчигимиз тоғрилиқ ейтқан барлиқ вәдилиригә толуқ ишәнч қилалаймиз. Бу мақалидә мошу соаллар һәққидә муһакимә қилимиз: Йәһва Худа келәчигимиз һәққидә немиләрни вәдә қилған? У Өзиниң вәдисини әмәлгә ашуридиғанлиғи һәққидә қандақ капаләт бериду?
ЙӘҺВА ХУДА ҚАНДАҚ ВӘДИЛӘРНИ БӘРГӘН?
3. а) Худаниң хизмәтчилири қайси вәдиләрни яхши көриду? (Вәһий 21:3, 4) ә) Мошу вәдә тоғрилиқ башқиларға ейтқанда, бәзиләр қандақ җавап қайтуриду?
3 Һазир Худа хизмәтчилири төрт көзи билән күтүватқан вәдини муһакимә қилимиз (Вәһий 21:3, 4ни оқуң). Йәһва Худа «өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду» дәп вәдә бәргән. Нурғунлиримиз башқиларға вәз қилғанда кишини һаяҗанға салидиған җәннәт һәққидики мошу айәтни пайдилинимиз. Бәзи кишиләр буниңға қандақ инкас қайтуриду? Улар: «Бу қулаққа һәқиқәтән хуш яқидиған, амма әмәлгә ашмайдиған ишлар»,— дейиши мүмкин.
4. а) Йәһва немиләрни билгән вә қандақ вақиәләрни алдин ала көргән? ә) Вәдә бериштин башқа Йәһва йәнә немә қилди?
4 Әлчи Йоһанға җәннәт тоғрисидики бу вәдини яздурғанда, Йәһва Худа бүгүнки күндә бизниң хуш хәвәрни ейтип, адәмләргә бу үмүт һәққидә сөзләйдиғанлиғимизни билгән. Шундақла, Йәһва йәнә нурғун кишиләр үчүн йеңи нәрсиләр тоғрисидики вәдигә ишиниш қийин болидиғанлиғини алдин көргән еди (Йәшая 42:9; 60:2; Кор. 2-х. 4:3, 4). Ундақта, биз Вәһий 21:3, 4-айәтләрдә тилға елинған бәрикәтләрниң әмәлгә ашидиғанлиғиға өзүмизни вә башқиларни қандақ ишәндүрәләймиз? Йәһва бу әҗайип вәдиләрни берипла қалмай, униңға ишинишимизгә ярдәм беридиған дәлил-испатларни тәминләп бәргән. Бу қандақ дәлил-испатлар?
ЙӘҺВА ХУДА ВӘДИЛИРИНИ ӘМӘЛГӘ АШУРИДИҒАНЛИҒИҒА КАПАЛӘТ БЕРИДУ
5. Худаниң җәннәт тоғрисидики вәдисигә ишинишимизниң қандақ сәвәплири бар вә улар қәйәрдә йезилған?
5 Келәрки айәтләрдә Йәһваниң җәннәт тоғрилиқ қилған вәдисигә ишәнч қилишимизниң бәзи сәвәплирини тапимиз. «Тәхттә Олтарғучи: “Мана, Мән һәммә йеңи нәрсини яритиватимән”,— йәнә қошуп: “Йезип қой, чүнки бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур”,— деди. Андин У маңа йәнә: “Улар әмәлгә ашти! Мән Альфа вә Омега, Беши вә Айиғидурмән”» (Вәһ. 21:5, 6а).
6. Немә үчүн Вәһий 21:5, 6дә йезилған сөзләр Худаниң вәдисигә болған ишәнчимизни күчәйтиду?
6 Немә үчүн мошу сөзләр Худаниң вәдисигә болған ишәнчимизни күчәйтиду? Буниңға мунасивәтлик «Вәһий китавиниң әң жуқури пәллисидә» мундақ ой-пикир йезилған: «Йәһва Худа бәргән вәдилирини чоқум орунлайдиғанлиғиниң капалити сүпитидә һөҗҗәтни толдурғанға охшайду»b. Вәһий 21:3, 4-айәтләрдә Худаниң вәдиси йезилған. Бирақ 5 вә 6-айәтләрдә Йәһва Өз вәдисиниң растлиғи вә уни чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғини көрситиду. Йәһваниң сөзлиригә немә үчүн ишинәләймиз?
7. Вәһий 21:5-айәт қандақ сөзләр билән башлиниду вә немә үчүн бу алаһидә?
7 5-айәт «Тәхттә Олтарғучиниң» сөзлири билән башлиниду (Вәһ. 21:5а). Мошу сөзләр интайин алаһидә, чүнки у Вәһий китавида Йәһваниң Өзи сөзлигән үч вақиәниң бири. Шуңа, бу капаләтни күчлүк пәриштә, һәтта өлүмдин тирилгән Әйса әмәс, бәлки Йәһва Худаниң Өзи бәргән. Мошу һәқиқәт униңдин кейинки сөзләрниң ишәнчлик екәнлигини көрситиду. Немә үчүн? Чүнки Йәһва «ялған ейталмайдиған» Худа (Титқа 1:2). Бу Вәһий 21:5, 6-айәтләрдики сөзләрниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини тәстиқләйду.
«МАНА, МӘН ҺӘММӘ ЙЕҢИ НӘРСИНИ ЯРИТИВАТИМӘН»
8. Йәһва вәдисиниң тоғра екәнлигини қандақ тәкитләйду? (Йәшая 46:10)
8 Һазир «мана» дегән сөзни муһакимә қилип көрәйли (Вәһ. 21:5). Грекчә «мана» дәп тәрҗимә қилинған сөз Вәһий китавида қайта-қайта ишлитилгән. Бир тәтқиқ китавида мундақ йезилған: «Бу оқурмәнләрниң диққитини кейинки ишларға қаритиш үчүн қоллинидиған сөз». Кейин Худаниң мону сөзлири йезилған: «Мән һәммә йеңи нәрсини яритиватимән». Йәһва Худа бу өзгиришләрни келәчәктә қилсиму, вәдисини чоқум әмәлгә ашуридиғанлиқтин, У бу вақиәләр худди аллиқачан йүз бәргәндәк сөзләйду (Йәшая 46:10ни оқуң).
9. а) «Һәммә йеңи нәрсини яритиватимән» дегән сөзләр Йәһваниң қайси икки һәрикитини көрситиду? ә) Һазирқи «асман» вә «йәр» билән немә болиду?
9 Һазир Вәһий 21:5-айәттики «һәммә йеңи нәрсини яритиватимән» дегән сөзләрни муһакимә қилип көрәйли. Муқәддәс китапниң бу бабида Йәһва Худа икки нәрсини қилидиғанлиғи йезилған. Биринчидин, У бу дунияниң түзүмини йоқитиду. Иккинчидин, йеңи түзүм орнитиду. Вәһий 21:1-айәттә мону сөзләрни оқуймиз: «Авалқи асман вә йәр ғайип болған еди, деңизму әнди йоқ». «Авалқи асман» Шәйтан вә униң җинлириниң тәсиригә учриған сәясий һөкүмәтләрни билдүриду (Мәт. 4:8, 9; Йоһ. 1-х. 5:19). Муқәддәс Язмиларда «йәр» дегән сөз йәрдә яшиған адәмләргә тегишлик ейтилиду (Ярит. 11:1; Зәб. 96:1). Шуңа, «авалқи йәр» бүгүнки күндики рәзил инсанийәт җәмийитини билдүриду. Йәһваниң һазир мәвҗут болған «асман» билән «йәрни» яхшилитип өзгәртиш мәхсити йоқ, бәлки уларни пүтүнләй йоқитип, орниға башқисини яритиду. У «йеңи асман билән йеңи йәрни», яки йеңи һөкүмәт вә йеңи инсанлар җәмийитини орнитиду.
10. Йәһва немини йеңи қилиду?
10 Амма Йәһва Худа һәммә нәрсиләрни алмаштурмайду. Бәзи нәрсиләрни У йеңидәк болуши үчүн әслигә кәлтүриду (Вәһий 21:5). У йәр шарини әслигә кәлтүриду вә инсанларни сақайтип, уларни мукәммәлликкә йәткүзиду. Йәшая алдин ейтқандәк, Худа пүткүл йәр йүзини худди Ерәм беғиға охшаш гөзәл бир маканға айландуриду. Току, қарғу, гаслар сақийип, һәтта өлгән кишиләр тирилиду (Йәшая 25:8; 35:1—7).
«БУ СӨЗЛӘР ИШӘНЧЛИК ВӘ ҺӘҚТУР. . . УЛАР ӘМӘЛГӘ АШТИ!»
11. Йәһва Йоһанға қандақ буйруқ бәргән вә немә үчүн?
11 Йәһва Худа бизниң Униңға ишинишимиз үчүн йәнә немә дегән? У әлчи Йоһанға мундақ дегән: «Буларни йезип қой, чүнки бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур» (Вәһ. 21:5). Йәһва пәқәт «йезип қой» дәпла қоймай, йезишниң сәвәвини ейтқан. У: «Чүнки бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур»,— дегән. Демәк, Худаниң сөзлири ишәнчлик вә тоғридур. Биз Йоһанниң «йезип қой» дегән буйруққа бойсунғанлиғиға миннәтдармиз. Чүнки һазир Худаниң җәннәт һәққидә бәргән вәдисини оқалаймиз вә бизни күтүватқан әҗайип бәрикәтләр һәққидә чоңқур ойлиналаймиз.
12. Немә үчүн Йәһва «Улар әмәлгә ашти!» дәп ейталайду?
12 Униңдин кейин Худа: «Улар әмәлгә ашти!»— дегән (Вәһ. 21:6). Йәһва Худа җәннәт тоғрилиқ вәдиләр аллиқачан йүз берип болғандәк сөзләйду. Чүнки Униң мәхситини әмәлгә ашурушқа һечнәрсә тосалғу болалмайду. Йәһва Худа вәдилириниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғи һәққидә бизгә капаләт беридиған йәнә дәлил-испатни кәлтүриду.
«МӘН АЛЬФА ВӘ ОМЕГА»
13. Йәһва немә үчүн «Мән Альфа вә Омега» дәп баян қилди?
13 Жуқурида тилға елип өткүнимиздәк, Йоһан язған вәһийдә Йәһва үч қетим Өзи сөз қилған (Вәһ. 1:8; 21:5, 6; 22:13). Һәрбир вәзийәттә У охшаш сөзни қилған: «Мән Альфа вә Омега». «Альфа» — грек елипбәсиниң башлиниш һәрипи, «Омега» болса — ахирқи һәрипи. Йәһва «Альфа вә Омега» дегән тәсвирләшни қоллинип, Өзиниң мәлум ишни башлиғанда, уни чоқум ахирғичә орунлайдиғанлиғини көрсәткән.
Йәһва бир ишни башлиғанда, уни чоқум ахирғичә йәткүзиду (14—17 абзацларға қараң)
14. а) Йәһва Худа қайси вақитта «Альфа» вә «Омега» болидиғанлиғини чүшәндүрүң. ә) Яритилиш 2:1—3тә қандақ капаләт бар?
14 Йәһва Худа Адәм атини вә Һава анини яратқанда, Өзиниң дәсләпки нийитини билдүргән. Худа уларни бәрикәтләп: «Әвлат көрүп көпийиңлар, йәр йүзини толтуруңлар, уни асраңлар»,— дегән (Ярит. 1:28). Шу пәйттә Йәһва «Альфа» болған. У Өзиниң мәхситини ениқ ейтқан. Адәм ата вә Һава аниниң мукәммәл, итаәтчан әвлатлири йәр йүзини толтуруп, дуния йүзини җәннәткә айландуруши керәк. Әшу вақитта Йәһва Худа «Омега» болиду. Асман билән йәрни яритип болғандин кейин, Йәһва Худа бир капаләт бәргән. Бу тоғрилиқ Яритилиш 2:1—3 айәтләрдин оқалаймиз (оқуң). Йәһва йәттинчи күнни Өзи үчүн муқәддәс күн қилип бәлгүлигән. Шундақ қилип Йәһва йәттинчи күнниң ахирида Өзиниң инсанийәт вә йәр йүзи үчүн қилған мәхситини толуқ әмәлгә ашуридиғанлиғиға капаләтлик қилған.
15. Немишкә Шәйтан Худаниң инсанийәт үчүн қилған мәхситигә тосқунлуқ қилғандәк көрүниду?
15 Адәм ата билән Һава ана исиян көтәргәндин кейин гунакар болған вә гуна билән өлүмни өзлириниң әвлатлириға өткүзгән (Рим. 5:12). Лекин бу Худаниң йәр йүзини мукәммәл вә итаәтчан кишиләр билән толдуруш мәхсити мәғлуп болғанни билдүрәмду? Шәйтан Йәһваниң Өз нийитини әмәлгә ашурушқа тосалғу қилалиғанму? Бәлким, Шәйтан Йәһва Өз сөзидә туралмайду дәп ойлиған. У инсанийәт үчүн қилған мәхситини әмәлгә ашуруш үчүн Адәм ата билән Һава анини йоқитип, башқа бир мукәммәл әр-аялни яритиду дәп ойлиған болуши мүмкин. Әгәр Худа шундақ қилған болса, Иблис Уни ялғанчи дәп әйиплигән болатти. Немә үчүн? Яритилиш 1:28-айәттә йезилғандәк, Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға уларниң әвлатлири йәр йүзини толдуридиғанлиғини ейтқан еди.
16. Немишкә Шәйтан Йәһвани мәғлубийәтчи дәп әйипләймән дәп ойлиған болуши мүмкин?
16 Шәйтанниң ойичә, Худа йәнә қандақ қарар қилалиши мүмкин еди? Бәлким, Шәйтан шундақ ойлиған: Йәһва Адәм ата билән Һава аниға әвлат көрүшигә йол қойсиму, улар һечқачан мукәммәл болалмайду (Вәз 7:20; Рим. 3:23). Шундақ болғанда, Шәйтан Йәһвани мәғлубийәтчи дәп әйипләләтти. Чүнки адәмләр мукәммәлликкә йәтмисә, Худаниң әсли мәхсити әмәлгә ашурулматти, йәни йәр йүзидики җәннәтни Адәм ата билән Һава аниниң мукәммәл вә итаәтчан әвлатлири толдурматти.
17. Йәһва Худа Шәйтанниң вә тунҗа инсанларниң исиян көтәргәнлигини қандақ һәл қилди вә нәтиҗидә немә болиду? (Рәсимгиму қараң.)
17 Йәһва Худа Шәйтанниң планлирини бузди (Зәб. 92:5). У Адәм ата билән Һава аниниң пәрзәнтлик болушиға йол қойғачқа, Шәйтан Уни ялғанчи дәп әйипләлмәтти. Шундақла у Йәһва башлиған ишини ахирғичә йәткүзәлмәйду дейәлмәтти. Чүнки Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниниң итаәтчан әвлатлирини қутқузидиған бир «әвлатни» әвәтиш арқилиқ Өз мәхситиниң әмәлгә ешишиға капаләт бәргән. Шундақ қилип Йәһва мәғлубийәтчи әмәс, ғәлибә қазанғучи екәнлигини испатлиған (Ярит. 3:15; 22:18). Шәйтан шундақ чарә болидиғанлиғини һәргизму күтмигән еди. Чүнки төләмни бериш сөйгү-муһәббәткә асасланған (Мәт. 20:28; Йоһ. 3:16). Шәйтанниң һәргизму бундақ пәзилити йоқ. У пәқәт өзинила ойлайду. Ундақта, төләм арқилиқ қандақ иш әмәлгә ашурулатти? Мәсиһниң миң жиллиқ Падишалиғи ахирлашқанда, Адәм ата билән Һава аниниң мукәммәл, итаәтчан әвлатлири әсли Йәһва мәхсәт қилғандәк йәр йүзидики җәннәттә яшайду. Шу вақитта Йәһва «Омега» дәйду.
ЙӘҺВАНИҢ ВӘДИСИГӘ БОЛҒАН ИШӘНЧИМИЗНИ ҚАНДАҚ КҮЧӘЙТӘЛӘЙМИЗ?
18. Худа бизгә қандақ үч капаләт бериду? («Йәһваниң вәдисигә ишинишниң үч сәвәви» дегән рамкиғиму қараң.)
18 Бу мақалидә йәрдә чоқум җәннәт болидиғанлиғиниң испатлирини муһакимә қилдуқ. Бу вәдиләрниң ишәнчлик екәнлигини башқиларға көрситиш үчүн немә ейталаймиз? Биринчи, бу вәдини Йәһваниң Өзи бәргән. Вәһий китавида: «Тәхттә Олтарғучи: “Мана, Мән һәммә йеңи нәрсини яритиватимән”»,— дегән. Униң Өз вәдисини әмәлгә ашуруш үчүн әқил-парасити, күч-қудрити вә арзуси бар. Иккинчи, Йәһва вәдилириниң чоқум әмәлгә ашидиғанлиғини билгәчкә, Униң көзидә улар аллиқачан йүз берип болғанға охшаш. Шуңа У ишәнч билән: «Бу сөзләр ишәнчлик вә һәқтур. . . Улар әмәлгә ашти!»— дәп ейталайду. Үчинчи, Йәһва бир ишни қилишқа башлиғанда, Униңға һечнәрсә тосалғу болалмайду. Йәһва Худа Өзи һәққидә: «Мән Альфа вә Омега» дегән. Әмәлийәттә, Йәһва Шәйтанниң ялғанчи вә мәғлубийәтчи екәнлигини испатлайду.
19. Худаниң җәннәт тоғрисидики вәдисигә гуманланған кишиләргә қандақ ярдәм берәләйсиз?
19 Есиңиздә болсунки, вәз хизмитидә кишиләргә Худаниң вәдилири тоғрисида ейтқанда, Йәһваға болған ишәнчиңизни техиму күчәйтисиз. Шуңа, келәрки қетим бирсигә Вәһий 21:4-айәттики сөзләрни оқуғиниңизда, у: «Бу чөчәккә охшайду» десә, немә қилалайсиз? Униңға 5 вә 6-айәтләрни оқуп, Йәһва Худа бу вәдисигә худди имза қоюп, чоқум әмәлгә ашуридиғанлиғиға капаләт бәргәнлигини көрситип бериң (Йәшая 65:16).
19-НАХША Худа вәдә қилған җәннәт
a Бу мақалидә Йәһваниң җәннәт һәққидики вәдисиниң әмәлгә ашидиғанлиғиға қандақ капаләт бәргәнлигини билимиз. Һәр қетим бу капаләтни башқилар билән бөлүшкәндә, Йәһваниң вәдиси орунлинидиғанлиғиға болған ишәнчимизни күчәйтимиз.