Күзитиш мунариниң ОНЛАЙН КИТАПХАНИСИ
Күзитиш мунари
ОНЛАЙН КИТАПХАНА
Уйғур (кирилл йезиғи)
ә
  • ә
  • ғ
  • җ
  • қ
  • ң
  • ө
  • ү
  • һ
  • МУҚӘДДӘС КИТАП
  • НӘШИРЛӘР
  • УЧРИШИШЛАР
  • w25 март 20—25 б.
  • Көргән нәрсә билән әмәс, етиқадиңиз билән жүрүң

Бу таллашта видео йоқ.

Кәчүрүң, видеони көрситиш чағда чатақ пәйда болди.

  • Көргән нәрсә билән әмәс, етиқадиңиз билән жүрүң
  • Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Кичик мавзулар
  • Охшаш мәлумат
  • ИШ ТАЛЛИҒАНДА
  • ЯРНИ ТАЛЛИҒАНДА
  • ТӘШКИЛАТТИН КӨРСӘТМИЛӘРНИ АЛҒАНДА
  • Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни көрситидиған қарарлар
    Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири (2023)
  • Һәммини билмәйдиғанлиғиңизни кәмтәрлик билән етирап қилиң
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
  • Гуманлардин қутулушқа немә ярдәм берәләйду?
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2024
  • Қарариңлар Йәһва Худани хошал қилсун
    Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
Көпирәк мәлумат
Күзитиш мунари Йәһва Худаниң Падишалиғи һәққидә җакалайду. 2025
w25 март 20—25 б.

12-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

54-НАХША Етиқатта чиң турайли

Көргән нәрсә билән әмәс, етиқадиңиз билән жүрүң

«Биз көргән нәрсә билән әмәс, әксичә, етиқатимиз билән жүрүватимиз» (КОР. 2-Х. 5:7).

АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР

Муһим қарарларни чиқарғанда өзүмизгә әмәс, Йәһва Худаға тайинидиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз?

1. Немә үчүн әлчи Паул қилған қарарлиридин пушайман қилмиған?

ӘЛЧИ ПАУЛ пат арида өзиниң өлүмгә һөкүм қилинидиғанлиғини билгән, лекин у һаятиға қарап һечнәрсидин пушайман қилмиған. Шуниң үчүн у: «Мусапини ахириғичә жүгридим, етиқатни сақлидим»,— дәп ейтқан (Тим. 2-х. 4:6—8). Паул һаятини Йәһва Худаға хизмәт қилишқа беғишлап дана қарар чиқарған. Шуңа у Худа униңдин рази екәнлигини билгән. Бизму тоғра қарарларни чиқирип, Йәһваниң жүригини хошал қилишни халаймиз. Биз буни қандақ қилалаймиз?

2. Етиқат билән жүрүш немини билдүриду?

2 Паул өз хетидә мундақ язған: «Биз көргән нәрсә билән әмәс, әксичә, етиқатимиз билән жүрүватимиз» (Кор. 2-х. 5:7). У немә демәкчи болған? Муқәддәс китапта «жүрүш» дегән сөз адәмниң қандақ һаят кәчүргәнлигини билдүрүши мүмкин. Худаға ишәнмәйдиған адәмләр пәқәт өз сезимлири, аңлиған вә көргән нәрсиләргә қарап қарар чиқириду. Лекин Йәһва Худаға ишинидиған адәм болса, қарар чиқарғанда Униң ойини нәзәрдә тутиду. Чүнки у Муқәддәс китаптики нәсиһәтләргә қулақ салса, униң пайдисини һазир көридиғанлиғиға вә кәлгүсидә Йәһва Худа униңға техиму көп бәрикәт беридиғанлиғиға ишиниду (Зәб. 119:66; Ибр. 11:6).

3. Етиқат билән яшисақ, қандақ бәрикәтләргә еришимиз? (Коринтлиқларға 2-хәт 4:18)

3 Бәзидә биз көргән, аңлиған, сәзгән нәрсиләргә асаслинип қарар чиқиримиз. Лекин пәқәт буларға қарап қарар чиқарсақ, хаталиқ қилип қоюшимиз мүмкин. Чүнки көзгә көрүнидиған нәрсиләр алдамчи. Техиму хәтәрлиги, әгәр биз көргән нәрсиләргила асаслинип қарар чиқарсақ, күнләрниң бир күнидә Йәһва Худаниң көңлини хапа қилип қоюмиз (Вәз 11:9; Мәт. 24:37—39). Амма етиқадимиз билән яшисақ, «Худаға яқидиған» қарарларни қилимиз (Әфәс. 5:10). Худаға бойсунсақ, биз һәқиқәтән бәхитлик болуп, көңүл хатирҗәмлигигә еришимиз (Зәб. 16:8, 9; Йәшая 48:17, 18). Келәчәктә болса, мәңгү яшаймиз (Коринтлиқларға 2-хәт 4:18ни оқуң).

4. Қарар чиқарғанда немигә тайинидиғанлиғимизни қандақ биләләймиз?

4 Һәрбиримиз өзүмиздин мундақ соришимиз керәк: «Мән қарарларни қандақ чиқиримән? Көргәнгә асаслинипму яки Йәһва Худа вә Униң нәсиһәтлиригә тайинипму?» Иш таллиғанда, ким билән той қилишни қарар қилғанда вә тәшкилаттин көрсәтмиләрни алғанда көргинимизгә әмәс, ишәнчимизгә тайинип һәрикәт қилалаймиз. Келиңлар, бу үч мәсилидә дана қарар чиқиришимизға немә ярдәм беридиғанлиғини көрүп чиқайли.

ИШ ТАЛЛИҒАНДА

5. Ишни таллиғанда немини нәзәрдә тутушимиз керәк?

5 Һәммимиз аилимизниң һечнемидин қисилмай, яхши һаят кәчүрүшини халаймиз (Вәз 7:12; Тим. 1-х. 5:8). Жуқури мааш алсиңиз, күндилик хираҗәтләрни йепип, һәтта азирақ пул жиғалайсиз. Бәзиләр болса, тапқан пулини әң керәклик нәрсигә аран-аран йәткүзиду. Шуңа бир ишқа кириштин авал, биз қанчә пул төләйдиғанлиғини сораймиз. Лекин биз пәқәт бу тоғрилиқ ойлисақ, ишәнчимиз әмәс, көргинимиз билән яшайдиғанлиғимизни көрситимиз.

6. Иш таллиғанда етиқат билән яшайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Ибранийларға 13:5)

6 Етиқадимиз билән яшисақ, таллиған ишимиз Йәһва Худа билән достлуғимизға қандақ тәсир қилидиғанлиғини нәзәрдә тутумиз. Өзүмиздин мундақ сорисақ болиду: «Бу ишта Йәһва Худа өч көридиған нәрсиләрни қилиш тәләп қилинамду? (Пәнд н. 6:16—19) Җамаәт учришишлири, вәз қилиш вә шәхсий үгинишим чәттә қаламду? Аиләмдин узақ вақитқа кетиш керәк боламду?» (Флп. 1:10) Бу соалларға «һә» дәп җавап бәрсиңиз, иш тапалмай қийнилип кәтсиңизму, бундақ ишқа келишмигәнлигиңиз тоғра болиду. Биз Йәһваниң хизмәтчилири болғанлиқтин, етиқат билән яшаймиз, йәни Униң бизгә чоқум ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға ишинимиз (Мәт. 6:33; Ибранийларға 13:5ни оқуң).

7, 8. Хавьер көргини әмәс, етиқат билән яшиғанлиғини қандақ көрсәтти? (Рәсимгиму қараң.)

7 Җәнубий Америкида яшайдиған Хавьерa бурадиримиз етиқат билән яшашниң қанчилик муһим екәнлигини чүшәнди. У: «Мән компаниямиздики мәнсәплик ишни қилишқа илтимас толтурдум. Бу ишниң мааши икки һәссә жуқури болуп, у өзүмгә интайин яқатти»,— деди. Лекин Хавьер пионерлиқ хизмәтни башлимақчи болған. У йәнә мундақ деди: «Мени менеджер билән сөһбәткә чақирди. Мән Йәһва Худаға дуа қилип, ярдәм соридим. У мениң үчүн неминиң әң яхши екәнлигини билгәнлигигә ишәнчим камил еди. Мән яхширақ ишта ишләп, көпирәк пул тапқум кәлсиму, лекин ишимниң роһий мәхсәтләргә қол йәткүзүшүмгә тосалғу болушини халимидим».

8 Хавьер давамлаштуруп: «Менеджер маңа иш вақтидин ташқири дайим ишләп турушум керәклигини ейтти. Бирақ мән униңға Худаға хизмәт қилғанлиқтин, ундақ қилалмайдиғанлиғимни чүшәндүрдүм»,— деди. Хавьер бу иш тәкливини рәт қилди. Икки һәптидин кейин у пионер болуп хизмәт қилишни башлиди. Бираз вақиттин кейин у көп вақит алмайдиған йеңи иш тапти. Хавьер мундақ деди: «Йәһва Худа дуайимға җавап берип, пионер болушқа ярдәм беридиған иш таптим. Шу сәвәптин, һазир Йәһва Худаға хизмәт қилалаймән вә қериндашлиримғиму ярдәм беришкә вақтим йетиду. Шундақ иш тапқинимға интайин хошалмән».

Менеджер мәхсус иш кийимини кийгән вә қолида каскиси бар бурадиримизни офисқа башлап кирди. Менеджер униңға яхширақ бир хизмәтни тәғдим қиливатиду.

Сизгә яхширақ бир иш тәғдим қилинса, қарариңиздин Йәһва Худаниң сиз үчүн неминиң яхши екәнлигигә ишинидиғанлиғиңиз көрүнсун (7, 8-абзацқа қараң)


9. Теониң мисалидин қандақ савақ алдиңиз?

9 Һазирқи ишимиз Йәһва Худа билән болған мунасивитимизгә яман тәсир қилса, немә қилалаймиз? Конгода яшайдиған Тео мундақ дәйду: «Мән арман қилған ишимни таптим. Бу ишта үч һәссә көп мааш алаттим вә һәммиси мени һөрмәтләтти». Бирақ Тео иш вақтидин кейинму ишләп, пат-пат учришишларға барматти. Йәнә хизмәтдашлири униңға башқиларни алдашқа бесим қилатти. Тео бу иштин чиқип кетәй десә, ишсиз қелиштин қорқти. Униңға немә ярдәм бәрди? Тео: «Маңа Һабаккук 3:17—19 айәтләр күч бәрди. Мән ишсиз қалсамму, Йәһва Худаниң ғемимни йәйдиғанлиғини чүшәндим. Шуңа шу иштин чиқип кәттим»,— деди. У мундақ хуласигә кәлди: «Нурғун башлиқлар адәм пул үчүн һәммисигә тәйяр дәп ойлайду. Көпирәк пул төлисәк, аилисиниму, Худасиниму унтуп кетиду дәйду. Йәһва Худа вә туққанлирим билән яхши мунасивәттә қалғанлиғимдин хошалмән. Бир жилдин кейин Худаниң ярдими билән турақлиқ иш таптим. Пули көп болмисиму, җанни беқишқа йетиду. Әң муһими, роһий ишларға вақит чиқиралаймән». Йәһва Худаға хизмәт қилишни һаятиңизда биринчи орунға қойсиңиз, һечқачан пулдин қисилмайсиз дегәнни билдүрмәйду. Лекин У сизни һәргиз ташлимайду. Қарарлиримиз билән Йәһваниң нәсиһәтлири вә вәдилиригә ишинидиғанлиғимизни көрситәйли. Шундақ қилсақ, У бизни бәрикәтләйду.

ЯРНИ ТАЛЛИҒАНДА

10. Өмүрлүк яр издигән қериндашниң көргән нәрсигә асаслинип қарар қилғанлиғи немидин көрүниду?

10 Нека — Йәһва Худаниң соғиси, шуңа өмүрлүк яр издәш тәбиий нәрсә. Мәсилән, турмуш қурмақчи болған қиз яқтурған жигитниң миҗәз-хулқи, чирайи, нам-абройи, пулни қандақ хәшләйдиғанлиғи вә аилисидики әһвалға көңүл бөлүши мүмкинb. Шундақла у мени бәхитлик қилаламду дәп ойлинидиғанду. Буларниң һәммиси муһим, лекин яр издәватқан қиз пәқәт бу нәрсиләргила көңүл бөлсә, етиқат билән әмәс, көргини билән яшиған болиду.

11. Яр издәватқан қериндаш етиқат билән яшаватқанлиғини қандақ көрситәләйду? (Коринтлиқларға 1-хәт 7:39)

11 Өмүрлүк яр издигәндә Йәһва Худаниң нәсиһәтлиригә қулақ салсақ, У биздин интайин пәхирлиниду. Йәһваниң нәсиһәтлиригә қулақ салидиған қериндаш бирси билән учришишни башлаштин бурун «яшлиқ баһариниң» өтүп кетишини күтиду (Кор. 1-х. 7:36). Шундақла у Муқәддәс китапқа мас яхши әр яки яхши аялда бар болуши керәк хисләтләрни көрситидиған ярни издәйду (Пәнд н. 31:10—13, 26—28; Әфәс. 5:33; Тим. 1-х. 5:8). Худаға ишинидиған қиз яки жигит Гувачи болмиған адәм билән муһәббәтләшмәйду. Чүнки у Коринтлиқларға 1-хәт 7:39дики (оқуң) буйруққа бойсуниду. У эмоциялиқ еһтияҗлирини Йәһва Худаға охшаш һечкимниң қанаәтләндүрүп берәлмәйдиғанлиғидин гуман қилмай, етиқат билән яшашни давамлаштуриду (Зәб. 55:22).

12. Розаниң мисалидин немини үгәндиңиз?

12 Колумбиядә пионер болуп хизмәт қилидиған Розаниң мисалини көрүп чиқайли. Ишидики бир жигитниң Розаға көңли чүшүп қелипту. Розаму уни яқтуруп қалди. У мундақ дәйду: «Қаримаққа, у интайин яхши адәм еди. У әтрапидики адәмләргә дайим ярдәм берип, яман адәтлири болмиған. Шу жигиттә болғуси яримдин көргүм кәлгән хисләтләрниң һәммиси болған. Бир ямини, у Йәһва гувачиси әмәс еди. Шу чағларда мән өзүмни ялғуз һис қилип, той қилишни арман қилип жүрәттим. Лекин җамаәттә лайиғимни тапалмидим. Шуңа шу жигиткә “яқ” дәп ейтиш интайин қийин болди». Лекин Роза пәқәт көзгә көрүнгән нәрсигә диққәт ағдурмай, бу қарар Йәһва Худа билән болған мунасивитигә қандақ тәсир қилидиғанлиғи тоғрилиқ ойланди. Шуңа у һелиқи жигит билән алақә үзүп, көпирәк хизмәт қилишни башлиди. Көп өтмәй у Падишалиқ вәз ейтқучилири үчүн мәктәпкә тәклип қилинип, һазир мәхсус пионер болуп хизмәт қиливатиду. Роза мундақ дәйду: «Йәһва Худа маңа мол бәрикәт берип, һазир мән интайин бәхитлик». Бир нәрсини қаттиқ халиғанда, етиқат билән яшаш оңай әмәс. Бирақ етиқат билән яшайдиған адәм һечқачан пушайман қилмайду.

ТӘШКИЛАТТИН КӨРСӘТМИЛӘРНИ АЛҒАНДА

13. Тәшкилаттин көрсәтмиләрни алғанда, қандақ инкас қайтурушимиз мүмкин?

13 Биз ибадитимизгә тегишлик һәрхил көрсәтмиләрни йәрлик ақсақаллар, районға җавапкар ақсақал, филиал вә Рәһбәрлик кеңәштин алимиз. Лекин бәзидә бирәр көрсәтминиң немә үчүн берилгәнлигини чүшәнмәслигимиз мүмкин. Шу чағда биз бу көрсәтминиң яхши нәтиҗә елип келидиғанлиғиға гуман қилип, һәтта уни бәргән бурадәрләрниң камчилиқлириға көпирәк диққәт бөлүп кетишимиз мүмкин.

14. Тәшкилаттин көрсәтмиләрни алғанда, етиқат билән яшайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Ибранийларға 13:17)

14 Етиқат билән яшисақ, биз Йәһва Худаниң Өз тәшкилатини башқуруватқанлиғиға вә У бизниң вәзийитимизни һәммисидин яхши билидиғанлиғиға ишинимиз. Шу сәвәптин, биз көрсәтмиләргә дәрру бойсунушқа тәйяр вә буни җан дилимиз билән қилимиз (Ибранийларға 13:17ни оқуң). Көрсәтмиләргә бойсунғанда биз җамаитимизниң инақ-иттипақ болушиға һәссә қошумиз (Әфәс. 4:2, 3). Рәһбәрликни қолиға алидиған бурадәрләрниң намукәммәл екәнлигигә қаримай уларға бойсунсақ, Йәһва Худа чоқум бизгә бәрикәт бериду (Сам. 1-яз. 15:22). Қандақту бир нәрсини һәқиқәтән түзитиш керәк болса, Йәһва Худа Өз вақти кәлгәндә уни сөзсиз түзитиду (Мика 7:7).

15, 16. Бешида тәшкилатниң йеңи көрсәтмисигә гуманлансиму, бир бурадиримиз етиқат билән яшайдиғанлиғини қандақ көрсәтти? (Рәсимгиму қараң.)

15 Ишәнч көрситип, тәшкилатниң көрсәтмилиригә бойсунушниң пайдисини көрситидиған бир мисални көрүп чиқайли. Перуда испан тили кәң тарқалған болсиму, көпинчә адәмләр өз ана тилида сөзләйду. Шу тилларниң бири — кечуа. Жиллар давамида кечуа тилида сөзләйдиған қериндашлар территориядин шу тилда сөзләйдиған адәмләрни издиди. Бирақ дөләтниң қануни өзгәргәнликтин, әнди қериндашлар бу тилда сөзләйдиған адәмләрни издәп тепишқа қарита йеңи көрсәтмиләрни алди (Рим. 13:1). Шу чағда бәзиләр: «Әнди уларни тепиш қийин болуп қалидиғу»,— дәп әнсириди. Амма қериндашлар йеңи көрсәтмигә бойсунуп, Йәһва Худа уларниң хизмитигә бәрикәт бәрди. Улар кечуа тилида сөзләйдиған нурғун адәмләрни тапти.

16 Кевин дегән ақсақалму йеңи көрсәтмидин гуман қилди. У мундақ дәйду: «Кечуа тилида сөзләйдиған адәмләрни қандақ тапимиз дәп әнсиридим. Лекин Пәнд-нәсиһәтләр 3:5тики сөзләрни әсләп, Мусаниң мисали тоғрилиқ ойландим. У Исраил хәлқини Мисирдин елип чиққанда, Йәһва Худа униңға исраилларни Қизил деңизниң алдиға әкелишни буйриған. Бир қаримаққа, улар тузаққа чүшүп мисирлиқларниң оңай олҗиси болуп қалған. Амма Муса пәйғәмбәр Йәһваға бойсунғанлиқтин, Худа уни бәрикәтләп, хәлқини қутқузған» (Чиқ. 14:1, 2, 9—11, 21, 22). Кевин йеңи усулда вәз қилип көрүшкә тәйяр болди. Буниң нәтиҗиси тоғрилиқ у мундақ дәйду: «Йәһва бизни шунчилик көп бәрикәтләргә ериштүриду дәп ойлимаптимән. Бурун биз көп меңип бир-икки адәмнила тапаттуқ. Һазир болса, кечуа тилида сөзләйдиған көп адәмләр туридиған йәрләрдә вәз қилимиз. Шуңа улар билән яхши сөзлишип, қизиққан кишиләргә қайта баралаймиз. Муқәддәс китапни оқуп-үгәнгәнләрниң саниму көпәйди. Учришишларғиму көпирәк адәмләр келидиған болди». Көргинимиздәк, етиқат билән яшайдиғанлар һечқачан Йәһва Худаниң бәрикитидин қуруқ қалмайду.

Кечуа тилида сөзләйдиған бир киши вәз хизмитигә чиққан Гувачи әр-аял билән сөзлишиватиду. У уларға бирсиниң өйини көрситиватиду.

Нурғун адәмләр қериндашлиримизға кечуа тилида сөзләйдиған адәмләрниң қәйәрдә яшайдиғанлиғини көрситип бәрди (15, 16-абзацқа қараң)


17. Бу мақалидин немиләрни биливалдиңиз?

17 Биз иш таллиғанда, ким билән той қилишни қарар қилғанда вә тәшкилаттин көрсәтмиләрни алғанда етиқат билән қандақ яшалайдиғанлиғимизни көрүп чиқтуқ. Бирақ кино яки оюн-тамашини таллиғанда вә билим елиш яки бала тәрбийиләш тоғрилиқ қарар қилғандиму етиқат билән яшайдиғанлиғимиз көрүнүп туруши муһим. Биз пәқәт көзгә көрүнгән нәрсиләр билән яшимаймиз. Әксинчә, Йәһва Худа билән болған мунасивитимиз, Униң нәсиһәтлири вә силәргә ғәмхорлуқ қилимән дегән вәдисини әстә тутимиз. Шу чағда биз «әбәдил-әбәт Худайимиз Йәһваниң исми билән маңимиз» (Мика 4:5, ЙД).

...ЕТИҚАТ БИЛӘН ЯШАЙДИҒАНЛИҒИМИЗНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТӘЛӘЙМИЗ?

  • Иш таллиғанда

  • Яр таллиғанда

  • Тәшкилаттин көрсәтмиләрни алғанда

156-НАХША Ишинимән

a Бәзи исимлар өзгәртилгән.

b Бу абзацта қериндаш тоғрилиқ ейтилсиму, бу йәрдики нәсиһәтләр бурадәргиму мунасивәтлик.

    Уйғур тилидики нәширләр (2000—2025)
    Чекинип чиқиш
    Тизимлитип кириш
    • Уйғур (кирилл йезиғи)
    • Бөлүшүш
    • Баплашлар
    • Copyright © 2025 Watch Tower Bible and Tract Society of Pennsylvania
    • Пайдилиниш шәртлири
    • Мәхпийлик сәясити
    • Мәхпийәтлик тәңшәклири
    • JW.ORG
    • Тизимлитип кириш
    Бөлүшүш