20-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
47-НАХША Хуш хәвәрни җакала
Муһәббәт сизни давамлиқ вәз қилишқа дәвәт қилсун!
«Авал барлиқ хәлиқләрдә хуш хәвәр вәзә қилиниши лазим» (МАРК 13:10).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Муһәббәт бизни вәз хизмитидә қизғин вә пүтүн күчимиз билән вәз қилишқа үндәйду.
1. 2023-жилидики жиллиқ жиғилишта биз немиләрни үгәндуқ?
2023-ЖИЛНИҢ жиллиқ жиғилишидаa биз иман-етиқадимиз тоғрисида кишини һаяҗанландуридиған йеңи чүшәндүрүш вә вәз хизмитимиз тоғрисида әҗайип йеңи хәвәрни аңлидуқ. Мәсилән, Бүйүк Бабил вәйран қилинғандин кейинму бәзи кишиләрниң Йәһваниң хәлқи тәрипидә туруш пурситиниң болуши мүмкинлигини билдуқ. Йәнә биз 2023-жили ноябрь ейидин башлап, Падишалиқ тоғрилиқ вәз ейтқучиларниң вәз хизмити һәққидә һесават тапшурушниң керәк әмәслигини билдуқ. Мошундақ өзгиришләр вәз хизмитимизниң илгирикидәк муһим яки җиддий әмәслигини көрситәмду? Әлвәттә, ундақ әмәс!
2. Немә үчүн вәз хизмитимиз күндин-күнгә техиму җиддий бир вәзипигә айлиниду? (Марк 13:10)
2 Бизниң вәз хизмитимиз күндин-күнгә техиму җиддий боливатиду. Немә үчүн? Чүнки вақит аз қеливатиду. Әйсаниң ахирқи күнләрдә вәз ейтиш хизмити тоғрилиқ немиләрни бәшарәт қилғанлиғиға қарап бақайли (Марк 13:10ни оқуң). Мәтта китавидики охшаш үзүндиләргә қариғанда, Әйса «ахир» келиштин авал йәр йүзидә җай-җайларда инсанларға хуш хәвәр йәткүзилидиғанлиғини ейтқан (Мәт. 24:14). «Ахир» Шәйтанниң бу рәзил дуниясиниң пүтүнләй ахирлишидиғанлиғини көрситиду. Йәһва аллиқачан пат йеқинда йүз беридиған ишларниң вақит-саатини бәлгүләп қойған (Мәт. 24:36; 25:13; Әлч. 1:7). Күндин күнгә әшу вақит-саатқа йеқинлишиватимиз (Рим. 13:11). Шуниң билән биргә биз «ахир» йетип кәлгинигә қәдәр давамлиқ вәз қилишимиз керәк.
3. Немә үчүн биз хуш хәвәрни вәз қилимиз?
3 Вәз хизмитимиз һәққидә чоңқур ойлиғинимизда, мошу муһим соал үстидә җиддий ойлинишимиз керәк: Биз немә үчүн хуш хәвәрни вәз қилимиз? Аддий тил билән ейтқанда, сөйгү-муһәббәт бизни вәз қилишқа үндәйду. Вәз қилғанда биз хуш хәвәргә, инсанларға, һәммидин муһими, Йәһва Худаға вә Униң исмиға болған сөйгү-муһәббитимизни көрситимиз. Һазир буларни бир-бирләп көрүп чиқайли.
ХУШ ХӘВӘРНИ ЯХШИ КӨРГӘЧКӘ, ВӘЗ ҚИЛИМИЗ
4. Хуш хәвәрни аңлиғиниңизда, қандақ һис-туйғуда болдиңиз?
4 Һаятиңизда яхши хәвәрләрни аңлиғиниңизда, қандақ һис-туйғуда болғанлиғиңизни әскә елиң. Мүмкин, аилиңиздикиләрниң бирсидә бовақ туғулди яки муһтаҗ болған иш орниға тәклип қилиндиңиз. Шәк-шүбһисизки, бу яхши хәвәрни пүтүн аилиңизгә вә достлириңизға дәрһал ейтқуңиз кәлгән. Шуниңға охшаш, дуния йүзидики әң яхши хәвәрни, Худа Падишалиғи тоғрисидики хуш хәвәрни аңлиғанда, уни башқиларға ейтқуңиз кәлгәнму?
5. Тунҗа қетим Муқәддәс китаптин һәқиқәтни үгәнгиниңиздә, қандақ һис-туйғуда болдиңиз? (Рәсимләргиму қараң.)
5 Тунҗа қетим Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни билгиниңиздә, қандақ һис-туйғуда болғанлиғиңизни қайта әсләп көрүң. Асмандики Атиңизниң сизни сөйидиғанлиғини, Униң аилисиниң бир әзаси болушиңизни халайдиғанлиғини, азап-оқубәт вә қайғу-һәсрәтләрни йоқ қилишқа вәдә қилғанлиғини, өлүп кәткән йеқинлириңизниң йеңи дунияда тирилдүрүлүп, уларни қайта көрүшкә үмүт қилалайдиғанлиғиңизни вә башқиму һәқиқәтләрни биливалдиңиз (Марк 10:29, 30; Йоһ. 5:28, 29; Рим. 8:38, 39; Вәһ. 21:3, 4). Әшу һәқиқәтләр қәлбиңизгә чоңқур тәсир қилған еди (Луқа 24:32). Сиз биливалған һәқиқәтләрни яхши көрүп, уларни һәммә адәмләргә ейтишни халидиңиз! (Йәрәмия 20:9ни селиштуруң)
Тунҗа қетим Муқәддәс китаптин һәқиқәтни үгәнгинимиздә, биз һаяҗанлинип, башқиларға үгәнгәнлиримизни ейтип бәрмәй туралмаймиз! (5-абзацқа қараң)
6. Эрнест вә Роузниң баштин өткүзгән тәҗрибисидин немиләрни үгәндиңиз?
6 Мундақ бир мисални көрүп бақайли. Эрнестb исимлиқ бир бурадәрниң 10 яш вақтида дадиси өлүп кәткән. У әсләп мундақ дәйду: «Дадамниң нәдә екәнлигини билишни халап: “У һазир асмандиму яки пүтүнләй йоқ болуп кәттиму?”— дегән соаллар мени қаттиқ тәшвишләндүрәтти. Дадиси бар балиларға һәсәт қилаттим». Эрнест дайим дадисиниң қәбри алдида тизлинип олтирип: «Әй, Худайим, ялвуримән, Сениңдин өтүнүп сораймән, дадамниң нәдә екәнлигини билишкә ярдәм бәргәйсән. Һаятниң мәнасини чүшинишкә ярдәм қилғайсән»,— дәп дуа қиливәрди. Дадиси вапат болуп, тәхминән 17 жилдин кейин Йәһва гувачиси Эрнестқа Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа тәклип қилди вә у бу тәклипни асанла қобул қилған. Эрнест Муқәддәс китаптин өлүкләрниң һечнемини һис қилмайдиғанлиғи, әксичә қаттиқ уйқиға кәткәндәк һаләттә болидиғанлиғи, келәчәктики тирилиш һәққидики вәдилирини үгинип, интайин хошал болған (Вәз 9:5, 10; Әлч. 24:15). Ахирида у шунчә жиллар давамида ойлап жүргән соаллириға җавап тапқан! Эрнест өзи үгиниватқан Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрдин толиму мәмнун болуп, һаяҗанланған. Аяли Роуз Эрнестқа қошулуп Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа вә Падишалиқ хуш хәвирини йәткүзүшкә башлиған. 1978-жили улар чөмдүрүлүштин өткән. Улар үгәнгән қиммәтбаһалиқ һәқиқәтләрни өз аилисидикиләргә, достлириға вә башқиларға қизғинлиқ билән ейтқан. Нәтиҗидә, Эрнест вә Роуз 70тин көпирәк кишиләрниң һәқиқәтни тонуп, чөмдүрүлүштин өтүшигә ярдәм бәргән.
7. Муқәддәс китап һәқиқитигә болған сөйгү-муһәббәт қәлбиңиздә йилтиз тартса, немә болиду? (Луқа 6:45)
7 Биз Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни яхши көргәнликтин улар һәққидә башқилар билән бөлүшүшни халаймиз (Луқа 6:45ни оқуң). Биз Әйсаниң биринчи әсирдики шагиртлириға охшаш һис-туйғуда болимиз. Улар мундақ дегән: «Биз болсақ, көргинимизни вә аңлиғинимизни ейтмай туралмаймиз» (Әлч. 4:20). Биз һәқиқәтни чоңқур сөйгәчкә, мүмкинқәдәр көпирәк инсанларға һәқиқәт тоғрилиқ ейтишни халаймиз.
БИЗ ИНСАНЛАРНИ СӨЙГӘЧКӘ, ВӘЗ ҚИЛИМИЗ
8. Немә үчүн сиз башқиларға хуш хәвәрни йәткүзүшни халайсиз? («Инсанларни сөйүп шагиртларни тәйярлаң» намлиқ китапчигә қараң) (Рәсимгиму қараң.)
8 Яратқучимиз Йәһва вә Әйса Мәсиһкә охшаш биз инсанларни сөйүмиз (Пәнд н. 8:31; Йоһ. 3:16). «Худасиз» вә «үмүтсиз» һаят кәчүргән кишиләргә бизниң ичимиз интайин ағрийду (Әфәс. 2:12). Улар турмуштики түрлүк қийинчилиқларға петиватиду, биздә болса уларни шу кодаңдин чиқиришқа ярдәм беридиған арқан бар. Бу — Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәр. Уларға қолумиздин келишичә хуш хәвәрни йәткүзүшкә бизни сөйгү-муһәббәт вә һисдашлиқ үндәйду. Бу қиммәтбаһалиқ хуш хәвәр уларға үмүт бериду, һазирниң өзидә яхширақ турмуш кәчүрүшкә ярдәм берәләйду вә келәчәктә Худаниң йеңи дуниясида һәқиқий һаятлиққа еришиш пурситигә егә қилалайду (Тим. 1-х. 6:19).
Инсанларға болған сөйгү-муһәббитимиз вә һисдашлиғимиз бизни әһвалимизға яриша, уларға хуш хәвәрни вәз қилишқа дәвәт қилиду (8-абзацқа қараң)
9. Адәмләрни келәчәк һәққидә қандақ агаһландурушимиз керәк вә немә үчүн? (Әзәкиял 33:7, 8)
9 Инсанларни яхши көргәчкә, уларға бу рәзил дунияниң ахири йеқинлишиватқанлиғи һәққидә ейтимиз (Әзәкиял 33:7, 8ни оқуң). Бизниң холум-хошнилиримизға, Йәһваға хизмәт қилмайдиған аилә әзалиримизға ичимиз ағрийду. Улар күндилик турмуши билән алдираш болуп, пат арида дуния яритилғандин бери һечқачан йүз берип бақмиған дәһшәтлик чоң балаю апәтниң келиватқанлиғини билмәйду (Мәт. 24:21). Шу чағда ялған дин йоқ болиду. Униңдин кейин бу рәзил дунияниң түзүлмиси Армагедонда йоқ болиду. Биз уларниң шу һөкүм қилинидиған мәзгилдә немә ишлар йүз беридиғанлиғини билишини халаймиз (Вәһ. 16:14, 16; 17:16, 17; 19:11, 19, 20). Биз вәз қиливатқан хәвәргә мүмкинқәдәр көпирәк кишиләрниң қулақ селип, һазирниң өзидә пак ибадитимизгә қошулуши үчүн дуа қилимиз. Амма һазир хуш хәвәргә қулақ салмиғанларға, җүмлидин аилимиздики йеқин кишилиримизгә немә болиду?
10. Пат йеқинда қандақ ишлар йүз беридиғанлиғи һәққидә ейтип бериш немә үчүн интайин муһим?
10 Алдинқи мақалидә чүшәндүрүлгәндәк, Бүйүк Бабилниң вәйран болғанлиғини көргән кишиләр Йәһваға ишинишкә башлиши мүмкин. Бәлким Йәһва уларни қутқузушини халайдиған болиду. Әгәр шундақ болса, һазир адәмләрни агаһландуруш интайин җиддий иштур. Һазир биз уларға ейтиватқан хәвәрни келәчәктә улар әскә елиши мүмкин (Әзәкиял 33:33ни селиштуруң). Бәлким, улар биздин аңлиған агаһландуруш һәққидә ойлинип, ахир келиштин авал биз билән биллә пак ибадәткә қошулуши мүмкин. Худди Филипи шәһиридики зиндан қаравулиниң қаттиқ йәр тәврәш йүз бәргәндин кейин қәлби өзгәргәндәк, бәлким һазир хәвиримизгә инкас қайтурмиғанларниң бәзилириниң қәлби Бүйүк Бабил вәйран қилинип, бу дуния зил-зилигә кәлгәндин кейин өзгириши мүмкин (Әлч. 16:25—34).
ЙӘҺВАНИ ВӘ УНИҢ ИСМИНИ ЯХШИ КӨРГӘЧКӘ, ВӘЗ ҚИЛИМИЗ
11. Йәһва Худаға улуқлуқни, шан-шәрәпни вә күчимизни қандақ беримиз? (Вәһий 4:11) (Рәсимләргиму қараң.)
11 Хуш хәвәрни вәз қилишимизниң әң муһим сәвәви — биз Йәһва Худани вә Униң муқәддәс исмини яхши көримиз. Йәһвани яхши көргәнликтин, вәз хизмитимизгә Уни мәдһийиләшниң бир йоли дәп қараймиз (Вәһий 4:11ни оқуң). Чин қәлбимиздин шуни етирап қилимизки, улуқлуққа, шән-шәрәпкә вә күч-қудрәткә Йәһва Худа лайиқтур. «Барлиқ нәрсини» Худа яратқанлиғини вә бизгә һаят бәргәнлиги үчүн Униңға қәриздар екәнлигимизни башқиларға дәлил-испатларни ейтқанда, биз Йәһвани улуқлап, шән-шәрәп кәлтүримиз. Йәһваға күч-қудрәтни қандақ берәләймиз? Вәз хизмитидә өз күчимизни, вақтимизни вә қолумизда бар нәрсини ишләткәндә, Йәһваға күч-қудритимизни берәләймиз (Мәт. 6:33; Луқа 13:24; Кол. 3:23). Аддий қилип ейтқанда, Худайимиз һәққидә сөзләшни яхши көримиз, чүнки Уни сөйүмиз. Яратқучимизниң исми вә Униң пәзиләтлири һәққидә башқиларға ейтишни халаймиз. Немә үчүн?
Биз әһвалимизға яриша вақтимиз, күчимиз вә мал-мүлкимизни сәрип қилип, хуш хәвәрни йәткүзүш хизмитигә қатнашсақ, Йәһваға күчимизни беримиз (11-абзацқа қараң)
12. Йәһваниң исмини вәз хизмитидә қандақ муқәддәс қилимиз?
12 Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимиз бизни Униң исмини муқәддәс қилишқа дәвәт қилиду (Мәт. 6:9). Шуңа Йәһва Худа һәққидә кәң тарқалған Шәйтанниң ялған-явдақлириниң учиға чиққан ялғанчилиқ екәнлигини башқа кишиләргә ейтишни халаймиз (Ярит. 3:1—5; Аюп 2:4; Йоһ. 8:44). Вәз хизмитимиздә Худайимиз тәрәптә туруп, аңлашни халайдиған барлиқ кишиләргә Йәһва тоғрилиқ һәқиқәтни ейтишқа тәшна болумиз. Яратқучимизниң әң есил пәзилити муһәббәт екәнлигини, Униң һөкүмранлиқ жүргүзүш усули һәққаний вә адилдур вә Униң Падишалиғи пат арида барчә азап-оқубәтләрни түгитип, инсанийәтниң чоң аилисигә тинчлиқ вә шат-хорамлиқ елип келидиғанлиғини һәрбир кишиниң билишини халаймиз (Зәб. 37:10, 11, 29; Йоһ. 1-х. 4:8). Вәз хизмитидә башқиларға Йәһва тоғрилиқ шу һәқиқәтләрни ейтсақ, Униң исмини муқәддәс қилимиз. Биз Йәһва гувачилириниң намиға лайиқ һаят кәчүрсәк, шат-хорамлиққа еришимиз. Немә үчүн шундақ дәймиз?
13. Немә үчүн Йәһва гувачилири дегән исмимиздин пәхирлинимиз? (Йәшая 43:10—12)
13 Йәһва бизни Униң гувачиси болушқа чақирған (Йәшая 43:10—12ни оқуң). Он нәччә жил илгири Рәһбәрлик кеңәшниң бир хетидә мундақ сөзләр йезилған: «Йәһва гувачиси дәп атилиш һәрбиримиз үчүн әҗайип чоң шан-шәрәптур!»c Немә үчүн шундақ дәймиз? Бир мисални көрүп бақайли. Әгәр сот мәһкимисидә бир гувачиға муһтаҗ болсиңиз, чоқум сиз тонуйдиған вә ишинидиған бирини таллайсиз. Бу кишиниң нам-абройи бәргән гувалиғиниң ишәнчлик екәнлигини көрситиду. Худди шуниңдәк, Йәһваниң бизни гувачиси болушқа таллиши бизни яхши тонуйдиғанлиғи вә У бирдин-бир һәқ Худа екәнлиги тоғрилиқ башқиларға гувалиқ беридиғанлиғимизға ишинидиғанлиғини көрситиду. Униң гувачиси болушни толиму зор шан-шәрәп дәп һесаплаймиз. Шуңлашқа һәрбир пурсәттин пайдилинип, Униң исмини башқиларға тонутимиз вә У тоғрилиқ ейтилған барчә ялған-явдақлардин қип-қизил ялғанчилиқ екәнлигини испатлашқа тиришимиз. Мошу арқилиқ Йәһва гувачилири дегән исмимизға лайиқ яшаймиз вә униңдин пәхирлинимиз! (Зәб. 83:18; Рим. 10:13—15)
АХИРИ КӘЛГИЧӘ ДАВАМЛИҚ ВӘЗ ҚИЛИМИЗ
14. Алдимизда бизни қандақ әҗайип һаяҗанлиқ ишлар күтмәктә?
14 Алдимизда бизни әҗайип һаяҗанлиқ ишлар күтмәктә! Йәһваниң бәрикәтлиши билән дәһшәтлик чоң балаю апәт башлиништин илгири нурғун кишиләрниң һәқиқәтни қобул қилишини үмүт қилимиз. Униңдин башқа, инсанийәт тарихидики әң қараңғулуқ мәзгилидә бәзи кишиләрниң бәлким бизгә қошулидиғанлиғини билиш кишини интайин хошал қилиду. Көпирәк кишиләр Шәйтанниң һалак болидиған дуниясидин чиқип, биз билән бирликтә Йәһвани мәдһийилишини үмүт қилимиз (Әлч. 13:48).
15, 16. Биз немә қилишни қәтъий қарар қилдуқ вә қачанғичә?
15 Һазир бәк муһим вә қайта тәкрарланмайдиған иш бар. Биз пүткүл йәр йүзидә Худа Падишалиғи һәққидики хуш хәвәрни җакалаш ишиға өз һәссимизни қошалаймиз, бу биз үчүн әҗайип шан-шәрәп! Униңдин башқа, биз чоқум давамлиқ агаһландуруш хәвирини җакалишимиз лазим. Кишиләр чоқум шуни билиши керәкки, бу рәзил дунияниң ахирлишиш вақти интайин тез йеқинлишиватиду. Йеқинда әшу һөкүм вақти йетип кәлгәндә, кишиләр биз вәз қилип келиватқан хәвәрниң Йәһва Худадин кәлгәнлигини билиду (Әзәк. 38:23).
16 Биз хуш хәвәрни, инсанларни, һәммидин муһими Йәһва Худани вә Униң исмини сөйүмиз. Шуңлашқа биз җиддий вә қизғин кәйпиятта, пүтүн күчимиз билән вәз қилишни таки Йәһва «болди, йетәрлик!» дегәнгә қәдәр давамлаштурушни қәтъий қарар қилдуқ.
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
a 2023-жили, 7-октябрьда Америкидики Нью-Йорк штатидики, Ньюбург шәһиридики Йәһва гувачилириниң конгресс сарийида жиллиқ жиғилиш өткүзүлди. Кейинирәк, бу жиғилиш программисиниң биринчи вә иккинчи қисимлири 2023-жили, ноябрь вә 2024 жили, январь айлирида JW интернет® телевизиясидә көрситилди.
b «Күзитиш мунари» 2015-жили, 1-февраль санидики «Муқәддәс китапниң ениқ, мәнтиқийгә уйғун җаваплири мени қайил қилди» намлиқ мақалигә қараң.