10-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
26-НАХША Рәб Йәһ билән жүр
Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә охшаш ойлашни үгинәйли
«Мәсиһ инсан сүпитидә азап чәккән екән, демәк, силәрму ой-пикирлириңларни шундақ кәйпиятқа кәлтүрүңлар» (ПЕТ. 1-Х. 4:1).
АСАСИЙ ОЙ-ПИКИР
Әлчи Петрус Әйса Мәсиһкә охшаш ой-пикир қилишни қандақ үгәнгән вә бизму буни қандақ үгинәләймиз?
1, 2. Йәһвани сөйүш өз ичигә немиләрни алиду вә Әйса Мәсиһ Атисини сөйидиғанлиғини қандақ көрсәткән?
«ХУДАЙИҢ ЙӘҺВАНИ пүтүн жүригиң, пүтүн җениң, пүтүн күчүң вә пүтүн әқлиң билән сөйгүн» (Луқа 10:27). Әйса Мәсиһ ейтқандәк, бу Тәврат қанунидики әң муһим буйруқ. Йәһва Худани пүтүн жүригимиз билән сөйүш өз ичигә арзу-һәвәслиримиз, һис-туйғулиримиз вә эмоциялиримизни алиду. Шундақла биз Худаға пүтүн җенимиз вә пүтүн күчимиз билән хизмәт қилишимиз керәк. Буниңдин башқа, биз Йәһва Худани пүтүн әқлимиз билән яхши көрүшимиз лазим. Буниң үчүн биз һәммә вәзийәтләрдә Йәһвадәк ойлашқа тиришишимиз керәк. Әлвәттә, биз Худаниң ой-пикир қилиш тәрзини һечқачан толуқ чүшинәлмәймиз. Лекин биз Мәсиһниң ой-пикрини биливалсақ, асмандики Атисиниңму ой-пикир қилиш тәрзини тонуп йетәләймиз. Чүнки у Атисиниң көзқаришини мукәммәл әкс әттүргән (Кор. 1-х. 2:16).
2 Әйса Мәсиһ Йәһва Худани пүтүн әқли билән сөйгән. У Атисиниң өзигә қарита ирадисини яхши билип, һәтта азап чекишкә тоғра кәлсиму, уни әмәлгә ашурушқа тәйяр болған. У бар диққитини Атисиниң ирадисини орунлашқа қаритип, униң һаятида буниңдин муһим һечнәрсә болмиған.
3. Әлчи Петрус Әйса Мәсиһтин немини үгәнгән вә Петрус етиқатдашларни немә қилишқа үндигән? (Петрусниң 1-хети 4:1)
3 Петрус билән башқа әлчиләр дайим Әйсаниң йенида болған. Шуңа улар Әйсаниң гәп-сөзлири вә иш-һәрикәтлиридин униң ой-пикрини чүшәнгән. Петрус биринчи хетидә етиқатдашлирини Әйсаниңкидәк ой-пикир билән қураллинишқа үндигән (Петрусниң 1-хети 4:1ни оқуң). Түп нусхисида Петрус «қуралландуруңлар» дегән һәрбий терминни язған. Демәк, биз Әйса Мәсиһниң ой-пикрини тонуп йетип, уни үлгә қилсақ, биздә күчлүк бир қурал болиду. Шу чағда биз гунакар тәбиитимиз вә Шәйтанниң қол астидики бу дунияниң тәсиригә қарши күришәләймиз (Кор. 2-х. 10:3—5; Әфәс. 6:12).
4. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
4 Бу мақалидә биз Әйсаниң ой-пикрини үгинип, уни үлгә қилиш усуллирини көрүп чиқимиз. Шундақла 1) һәммимизниң ой-пикри бир йәрдин чиқиши үчүн Йәһва Худаға охшаш ойлашни, 2) кәмтәр болушни вә 3) Йәһва Худаға дуа қилип, сағлам пикирлик яки әқил-парасәтлик болушни үгинимиз.
ЙӘҺВАҒА ОХШАШ ОЙ-ПИКИР ҚИЛИШ
5. Петрус қайси вәзийәттә Йәһва Худаға охшаш ойлимиған?
5 Петрусниң Йәһва Худаға охшаш ойлашниң орниға өз чүшәнчисигә таянған бир вақиәни көрүп чиқайли. Әйса Мәсиһ әлчилиригә өзиниң Йерусалимға берип, у йәрдә дин рәһбәрлири уни хорлап, ахири азаплап өлтүридиғанлиғини ейтқан (Мәт. 16:21). Петрус Әйсаниң Худа хәлқини қутқузидиған Мәсиһ екәнлигини билгән. Бәлким шу сәвәптин, Йәһва Худа униң өлүшигә йол қоймайду дәп ойлиғанду (Мәт. 16:16). Шуниң үчүн у Әйсани бир чәткә тартип: «Һәзритим, Худа сизни сақлап, бу ишлар бешиңизға әсла кәлмисун»,— дегән (Мәт. 16:22, ЙД). Бу вәзийәттә Петрус Йәһва Худаға охшаш ойлимиғанлиқтин, Әйса биләнму ойи бир йәрдин чиқмиған.
6. Әйса өзиниң Йәһва Худадәк ойлиғанлиғини қандақ көрсәткән?
6 Әйсаниң ой-пикир қилиш тәрзи Атисиниңкигә охшаш болған. Шуңа у Петрусқа: «Көзүмдин йоқал, Шәйтан! Сән маңа путликашаң таш. Чүнки сениң ойлиғанлириң Худаниң әмәс, бәлки инсанларниң ой-пикирлиридур»,— дегән (Мәт. 16:23, ЙД). Әйса Йәһва Худаниң ирадисини атқуруш үчүн азап чекип өлүши керәклигини билгән, шу сәвәптин у Петрусниң яхши нийәт билән ейтқан сөзлирини рәт қилған. Петрус буниңдин қандақ савақ алған? У Йәһва Худаға охшаш ойлаш керәклигини чүшәнгән. Бу биз үчүнму муһим савақ.
7. Петрус Йәһва Худадәк ойлаш үчүн ой-пикрини өзгәртишкә тәйяр болғанлиғини қандақ көрсәткән? (Рәсимгә қараң.)
7 Вақит өтүп Петрус өзиниң Йәһва Худа билән охшаш ойлашни халайдиғанлиғини ениқ көрсәткән. Йәһва Худа башқа милләт кишилириниң Өз хәлқигә қошулушини қарар қилип, Петрусни Корнилийниң өйигә әвәткән. Адәттә исраиллар башқа хәлиқтин чиққан адәмләр билән арилашмиған, шуңа Худаниң бу тапшуруғини орунлаш үчүн Петрус ой-пикрини өзгәртиши керәк еди. Петрус Йәһваниң башқа хәлиқләргә қандақ қарайдиғанлиғини чүшәнгәндә, дәрру көзқаришини өзгәрткән. Нәтиҗидә, Петрус бирдин Худа әвәткән йәргә барған (Әлч. 10:28, 29). У Корнилий вә униң өйдикилиригә вәз қилип, улар чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән (Әлч. 10:21—23, 34, 35, 44—48).
Петрус Корнилийниң өйигә кириватиду (7-абзацқа қараң)
8. Йәһва Худадәк ойлайдиғанлиғимизни қандақ көрситәләймиз? (Петрусниң 1-хети 3:8)
8 Жиллар өтүп, Петрус қериндашларға «һәммиңлар бирпикирлик» болуңлар дәп язған (Петрусниң 1-хети 3:8ни оқуң). Һәрбиримиз Худаниң ой-пикир қилиш тәрзини өзләштүрсәк, һәммимизниң ойи бир йәрдин чиқиду. Биз Худаниң ойлирини Униң Сөзидин биләләймиз. Мәсилән, Әйса Мәсиһ әгәшкүчилирини Худа Падишалиғини һаятида биринчи орунға қоюшқа дәвәт қилған (Мәт. 6:33). Җамаитиңиздики бир қериндаш толуқ вақитлиқ хизмәтни башлимақчи болди дәйли. Шу чағда сиз уни өзүңизни қийнимаң дәп кәйнигә тартамсиз яки уни махтап, қолуңиздин келишичә қоллап-қувәтләмсиз?
КӘМТӘР БОЛУҢ
9, 10. Әйса кәмтәрликниң әҗайип үлгисини қандақ көрсәткән?
9 Өлүминиң алдидики кечидә Әйса Мәсиһ Петрус вә башқа әлчиләргә кәмтәр болушниң муһимлиғини үгәткән. У әлчилири билән ахирқи қетим биллә тамақ йейиш үчүн Петрус билән Йоһанни орун тәйярлашқа әвәткән. Тәйярлиқ қилиш вақтида улар меһманларниң путлирини жуюш үчүн лөңгиләр билән суниму тәйярлиған болса керәк. Лекин башқиларниң путлирини жуюп, төвән һесапланған бу ишни ким қилатти?
10 Әйса һеч иккиләнмәй бу ишни қилип, кәмтәрликниң әҗайип үлгисини көрсәткән. У адәттә қуллар қилидиған бу ишни атқурғанда, әлчиләр һәйран қалғанду. Әйса Мәсиһ сиртқи кийимини йешип, лөңгини белигә бағлап, андин дасқа су қуюп, шагиртлириниң путлирини жуюшқа башлиған (Йоһ. 13:4, 5). 12 адәмниң путлирини жуюшқа бираз вақит кәтсиму, Әйса бу ишни кәмтәрлик билән ахирғичә қилған. У һәтта униңға сатқунлуқ қилмақчи болуватқан Йәһуда Ишқарийотниң путини жуйған. Кейин у шагиртлириға сәвирчанлиқ билән мундақ деди: «Силәр немә қилғанлиғимни чүшәндиңларму? Силәр мени “Устазим” вә “Һакимдарим” дәйсиләр, буни тоғра дәйсиләр, чүнки һәқиқәтән шундақ. Демәк, әгәр мән Устазиңлар вә Һакимдариңлар путлириңларни жуйған болсам, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк» (Йоһ. 13:12—14).
Кәмтәр екәнлигимиз өзүмиз һәм башқилар тоғрилиқ немә ойлайдиғанлиғимиздинму көрүниду
11. Петрус кәмтәр болғанлиғини қандақ көрсәткән? (Петрусниң 1-хети 5:5) (Рәсимгиму қараң.)
11 Петрус Әйсадин кәмтәр болушни үгәнгән. Әйса Мәсиһ асманға кәткәндин кейин, Петрус туғулушидин току болған бир кишини сақайтқан (Әлч. 1:8, 9; 3:2, 6—8). Бу мөҗүзигә пүтүн хәлиқ һәйран қелип, уларниң йениға жүгришип кәлгән (Әлч. 3:11). Петрус буниңға қандақ инкас қайтурған? У хәлиқниң иззәт-һөрмитигә еришивалай дәп ойлиғанму? Атақ-абройға алаһидә көңүл бөлүнгән адәмләрниң арисида чоң болсиму, Петрус һәммә шан-шәрәпни пәқәт Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә бәргән. У мундақ дегән: «Силәр көрүп вә тонуп турған бу киши [Әйсаниң] исми вә бизниң Әйсаниң исмиға болған етиқатимиз арқилиқ күчләнди» (Әлч. 3:12—16). Кейинирәк Петрус өз хетидә етиқатдашларни «мөмүн болуңлар» дәп үндигән. Түп нусха тилда «кәмтәр болушқа бәл бағлаңлар» дегән сөз-ибарә ишлитилгән. Униң бу сөзлири Әйсаниң белигә лөңгини бағлап, әлчиләрниң путлирини жуйғанлиғини көз алдимизға кәлтүриду, шундақ әмәсму? (Петрусниң 1-хети 5:5ни оқуң)
Мөҗүзә қилғандин кейин, Петрус Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһкә шан-шәрәп кәлтүргән. Кәмтәр болсақ, бизму көз-көз қилиш үчүн яки пайда көрүш үчүн әмәс, чин жүрәктин яхшилиқ қилимиз (11, 12-абзацларға қараң)
12. Петрусқа охшаш кәмтәр болушни қандақ үгинәләймиз?
12 Петрусни үлгә қилип, бизму кәмтәр болушни үгинәләймиз. Адәм өзиниң кәмтәр екәнлигини сөзлири билән көрситәләйду, бирақ бу йетәрлик әмәс. Қанчилик кәмтәр екәнлигимиз өзүмиз һәм башқилар тоғрилиқ немә ойлайдиғанлиғимиздинму көрүниду. Һәқиқәтән кәмтәр болсақ, яхши ишларни башқиларға көрситиш үчүн әмәс, Йәһва Худани вә башқиларни яхши көргәнликтин қилимиз. Һәтта һечким байқимиғандиму Худаға вә қериндашлиримизға хошаллиқ билән хизмәт қилсақ, бу кәмтәр екәнлигимизни көрситиду (Мәт. 6:1—4).
САҒЛАМ ПИКИРЛИК БОЛУҢ
13. Сағлам пикирлик болуш немини билдүриду? Чүшәндүрүп бериң.
13 Сағлам пикирлик болуш дегинимиз немә? (Пет. 1-х. 4:7) Сағлам пикирлик яки әқил-парасәтлик Мәсиһ әгәшкүчиси қарар чиқарғанда, өз ой-пикригә әмәс, Йәһваға тайиниду. Чүнки униңға Йәһва Худа билән болған мунасивәттин муһим нәрсә йоқ. У өзиниң һәммини билмәйдиғанлиғини етирап қилип, өз-өзигә һәддидин ташқири ишинип кетиштин нери болиду. Буниңдин башқа, әқил-парасәтлик мәсиһий дайим Йәһваға дуа қилип, Униңға тайиниду.
14. Бир қетим Петрус қандақларчә өзигә тайинип кәткән?
14 Өлүминиң алдидики кечидә Әйса Мәсиһ шагиртлирини: «Бүгүн кечә һәммиңлар мениң бешимға келидиған ишлар сәвәплик мени ташлап кетисиләр»,— дәп агаһландурған. Шу чағда Петрус дәрру: «Һәммиси сизни ташлап кәтсиму, мән сизни әсла ташлимаймән»,— дәп җавап бәргән. Шу кечидә Әйса йенидики бирнәччә шагиртиға: «Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн давамлиқ сәгәк туруп, дуа қилиңлар»,— дәп ейтқан (Мәт. 26:31, 33, 41, ЙД). Әгәр Петрус Әйсаниң бу сөзлиригә қулақ селип, дуа қилған болса, хәлиқтин қорқуп устазидин танмиған болатти. Бирақ у қорқунучқа берилип, Әйсани тонумаймән дәп ейтқан вә кейин уни виждани қаттиқ азаплиған (Мәт. 26:69—75).
15. Әйсаниң әқил-парасәтлик екәнлиги немидин көрүнгән?
15 Әйса Мәсиһ мукәммәл болған болсиму, һечқачан өзигә таянмиған. У пүтүнләй Йәһва Худаға ишәнч бағлап, қайта-қайта дуа қилған. Шу сәвәптин, у җасарәт билән Худаниң ирадисини орунлалиған (Мәт. 26:39, 42, 44; Йоһ. 18:4, 5). Шәк-шүбһисизки, өлүминиң алдидики кечидә Әйсаниң Йәһва Худаға тайинип, қайта-қайта дуа қилғанлиғи Петрусниң есидә өчмәйдиған из қалдурған.
16. Петрусниң әқил-парасәтлик болушни үгәнгәнлиги немидин көрүнгән? (Петрусниң 1-хети 4:7)
16 Вақит өтүп Петрусму дайим дуа қилип, Йәһваға көпирәк тайинишни үгәнгән. Тирилгәндин кейин Әйса Мәсиһ Петрус вә башқа әлчиләргә көрүнүп, уларға вәз қилишқа ярдәм беридиған муқәддәс роһ берилидиғанлиғини вәдә қилған. Лекин Әйса уларға шу вақит кәлмигичә Йерусалимдин кәтмәй, күтүп турушни буйриған (Луқа 24:49; Әлч. 1:4, 5). Петрус шу вақитни қандақ пайдиланған? Петрус вә башқа етиқатдашлар дайим биллә җәм болуп, бирликтә дуа-тилавәт қилишқан (Әлч. 1:13, 14). Кейинирәк, Петрус биринчи хетидә қериндашларни сағлам пикирлик яки әқил-парасәтлик болуп, дайим Худаға дуа қилишқа дәвәт қилған (Петрусниң 1-хети 4:7ни оқуң). Һәқиқәтән, Петрус Йәһва Худаға тайинишни үгинип, җамаәтниң мәһкәм түвригигә айланған (Гал. 2:9).
17. Қабилийитимиз мәйли қандақ болсун, һәммимиз немә қилишимиз керәк? (Рәсимгиму қараң.)
17 Биз Йәһва Худаға пат-пат дуа қилиш арқилиқ әқил-парасәтлик екәнлигимизни көрситимиз. Мәйли қандақ қабилийитимиз болсун, һәммимизму Йәһваниң ярдимигә муһтаҗ екәнлигимизни етирап қилишимиз керәк. Һәтта аддий мәсилиләрдиму биз өзүмизгә таянмай, Йәһва Худадин даналиқ сораймиз. Ундақта, чоң бир қарар чиқириш керәк болғанда, Йәһва Худадин йол-йоруқ издигинимиз техиму муһим. Чүнки Яратқучимиз биз үчүн неминиң әң яхши екәнлигини билиду.
Петрус дуа қилип, Йәһваға тайинишни үгәнгән. Бизму Йәһвадин, болупму муһим қарарларни қилғанда ярдәм сорисақ, әқил-парасәтлик екәнлигимизни көрситәләймиз (17-абзацқа қараң)a
18. Йәһва Худаниң ой-пикир қилиш тәрзини яхширақ чүшинишимизгә немә ярдәм берәләйду?
18 Худайимиз бизни Униң есил-пәзиләтлирини үлгә қилалайдиғандәк яратқанлиғи немә дегән әҗайип! (Ярит. 1:26) Әлвәттә, биз Уни мукәммәл һалда үлгә қилалмаймиз (Йәшая 55:9). Лекин Петрусқа охшаш, бизму Йәһва Худаниң ой-пикир қилиш тәрзини чүшинишкә тиришалаймиз. Буниң үчүн Йәһва Худаға охшаш ойлашни, кәмтәр вә сағлам пикирлик болушни давамлиқ үгинәйли.
51-НАХША Йепиш чиң Йәһваға
a СҮРӘТТӘ: Қериндишимиз ишқа қобул қилиш сөһбитидин авал үнсиз дуа қиливатиду.