28-ИЮЛЬ—3-АВГУСТ
ПӘНД-НӘСИҺӘТЛӘР 24
23-нахша вә дуа | Кириш сөз (1 мин.)
1. Бешиңизға еғир күн чүшкәндә күчлүк болуң
(10 мин.)
Муқәддәс китапни чоңқур тәтқиқ қилип, даналиққа еришиң (П.н 24:5; w23.07 18-б., 15-абз.)
Үмүтсизләнсиңизму роһий җәдвәлни чиң тутуң (П.н 24:10; w24.01 23-б., 9-абз.)
Мустәһкәм ишәнч вә Йәһваға болған меһир-муһәббәт қийинчилиқларда бизгә күч бериду (П.н 24:16; w20.12 15-б.)
2. Роһий гөһәрләрни издәйли
(10 мин.)
П.н 24:27: Бу айәт бизни немигә үгитиду? (lv 10-бап, 13—15 абз.)
Мошу һәптидә оқулған Муқәддәс китап баплиридики қайси роһий гөһәрләрни ейтип беришни халайсиз?
3. Муқәддәс китапни оқуш
(4 мин.) П.н 24:1—20 (th 11-дәрис)
4. Сөһбәт башлаш
(2 мин.) НАРӘСМИЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. Гувалиқ бериштин авал сөһбәт аяқлишип қалди (lmd 2-дәрис, 4-абзац).
5. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) ӨЙМУ ӨЙ ВӘЗ ҚИЛИШ. (lmd 3-дәрис, 4-абзац)
6. Сөһбәт башлаш
(3 мин.) АММИВИЙ ОРУНЛАРДА ВӘЗ ҚИЛИШ. Адәмгә Муқәддәс китап үгиниши тоғрисида чүшәндүрүң вә jw.org торбетимиздики «Үгинишни башлаң» дегән бәтни көрситиң (lmd 4-дәрис, 3-абзац).
7. Нутуқ
(3 мин.) lmd 1-қошумчә мәлумат, 11-нуқта. Мавзуси: Худа бизгә муһим бир хәвәр йәткүзгән (th 6-дәрис).
31-нахша
8. Қийин вақитларда бир-биримизгә мәдәт берәйли
(15 мин.) Муһакимә.
Ағриқларниң тарқилиши, тәбиий апәтләр, сәясий тоқунушлар, урушлар, тәқипләр туюқсиз йүз бериши мүмкин. Шундақ вақитларда биз бир-биримизгә ярдәм берип, илһамландуримиз. Һәтта бизниң бешимиздин шундақ вақиәләр өтмисиму, биз зәрдап чекиватқан етиқатдашлиримизға ичимиз ағрийду вә қолумиздин келишичә уларға ярдәм беришни халаймиз (К1х 12:25, 26).
Падишалар 1-язма 13:6 вә Яқуп 5:16ни оқуң. Андин мону соални қоюң:
Худа хизмәтчилириниң башқилар үчүн ейтқан дуалириниң күчи немишкә зор?
Марк 12:42—44 вә Коринтлиқларға 2-хәт 8:1—4ни оқуң. Андин мону соални қоюң:
Пулимизниң азлиғи дуниявий ярдәм бериш паалийитигә ианә ташлашқа немишкә тосалғу болмаслиғи керәк?
«Паалийитимиз мәнъий қилинған вақитта бирликни сақлаш» намлиқ ВИДЕОНИ көрситиң. Андин мону соалларни қоюң:
Бурадәрләр ишимиз мәнъий қилинған Шәрқий Европида яшиған етиқатдашларға ярдәм бериш үчүн қандақ ишларни қилған?
Бурадәр-қериндашлар зиянкәшликкә дуч кәлсиму, «учришишлиримизни қалдурмайли, әксичә бир-биримизни илһамландурайли» дегән сөзләргә қандақ қулақ салған? (Иб 10:24, 25)
9. Җамаәттә Муқәддәс китапни үгиниш
(30 мин.) lfb-U 4, 5-савақлар