47-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Бир-биримизгә болған сөйгү-муһәббәтни қандақ күчлүк сақлалаймиз?
«Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли, сәвәви меһир-муһәббәт Худадин» (ЙОҺ. 1-Х. 4:7).
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
БУ МАҚАЛИДӘ:a
1, 2. а) Немә үчүн Әлчи Паул «әң бүйүги» — меһир-муһәббәт дәп ейталатти? ә) Қандақ соалларни муһакимә қилимиз?
ӘЛЧИ Паул етиқат, үмүт вә муһәббәт һәққидә сөзлигәндә, «улардин әң бүйүги — меһир-муһәббәттур» дәп хуласә қилған (Кор. 1-х. 13:13). Паул немә үчүн шундақ дегән? Кәлгүсидә Худаниң йеңи дуния һәққидики вәдилиригә ишинишимизниң яки уларниң әмәлгә ешишини үмүт қилишимизниң һаҗити йоқ болиду, чүнки улар аллибурун әмәлгә ашурулған болиду. Бирақ биз һәрдайим Йәһваға вә башқиларға болған муһәббитимизни ипадилишимиз керәк болиду. Әмәлийәттә, уларға болған сөйгү-муһәббитимиз мәңгү күчийиду.
2 Биз һәрдайим муһәббәткә муһтаҗ болғачқа, мошу үч соални муһакимә қилимиз: 1) Немә үчүн бир-биримизни сөйүшимиз керәк? 2) Бир-биримизгә болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ көрситимиз? 3) Сөйгү-муһәббитимизни қандақ қилип күчлүк сақлалаймиз?
НЕМӘ ҮЧҮН БИР-БИРИМИЗНИ СӨЙҮШИМИЗ КЕРӘК?
3. Бир-биримизни сөйүшкә қандақ сәвәплиримиз бар?
3 Немә үчүн бир-биримизни сөйүш интайин муһим? Буниң бир сәвәви, бир-биримизни сөйсәк, Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири екәнлигини испатлаймиз. Әйса Мәсиһ шагиртлириға мундақ дегән: «Әгәр бир-бириңларға меһир-муһәббәтлик болсаңлар, силәрниң мениң шагиртлирим екәнлигиңларни һәммиси тонуйду» (Йоһ. 13:35). Cөйгү-муһәббәт бизни инақ-иттипақлаштуриду. Паул меһир-муһәббәтни «бирликниң мукәммәл риштилиридур» дәп атиған (Кол. 3:14). Бир-биримизни сөйүшимиз керәклигиниң йәнә бир муһим сәвәви бар. Әлчи Йоһан шундақ дегән: «Худани сөйгән киши өз қериндишиниму сөйүши лазим» (Йоһ. 1-х. 4:21). Биз бир-биримизни сөйсәк, Худани сөйидиғанлиғимизни көрситимиз.
4, 5. Бизниң Худаға болған сөйгүмиз қериндашлиримизға көрсәткән сөйгүмиз билән қандақ бағлиниши бар?
4 Худаға болған сөйгүмизниң қериндашлиримизға көрсәткән сөйгүмиз билән қандақ бағлиниши бар? Мисал қилип көрәйли. Жүригимиз билән бәдинимизниң башқа әзалири арисидики бағлинишни алайли. Дохтур қан томуримизниң соқушини тәкшүрүп, жүригимизниң әһвали тоғрилиқ бираз нәрсиләрни биләләйду. Бу мисалдин немини үгинимиз?
5 Худди дохтур қан томуримизниң соқушини тәкшүрүп, жүригимизниң қанчилик сағлам екәнлигини билгәндәк, башқиларға болған муһәббитимизгә қарап, Худаға болған муһәббитимизниң қанчилик күчлүк екәнлигини билишкә болиду. Қериндашлиримизға болған муһәббитимизниң аҗизлап қалғанлиғини байқисақ, бу Худаға болған муһәббитимизниңму аҗизлишип кәткәнлигиниң бәлгүси болуши мүмкин. Амма дайим қериндашларға сөйгү-муһәббәт көрсәткәндә, Худаға болған муһәббитимизниң күчлүк екәнлигини испатлаймиз.
6. Қериндашлиримизға болған сөйгү-муһәббитимизниң аҗизлап кетиши немә үчүн хәтәрлик? (Йоһанниң 1-хети 4:7—9, 11)
6 Әгәр қериндашлиримизға болған сөйгү-муһәббитимиз аҗизлап кәтсә, пәхәс болушимиз керәк. Немишкә? Чүнки бу Йәһва билән болған мунасивитимиз хәтәрлик әһвалда екәнлигини көрситиду. Әлчи Йоһан бизгә шундақ дәп әскәртиш бәргән: «Кимду-бирси: “Худани сөйүмән” дәп, бирақ қериндишини өч көрсә, у ялғанчи. Чүнки көрүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмисә, көрүнмәйдиған Худани сөйүши мүмкин әмәс» (Йоһ. 1-х. 4:20). Буниңдин қандақ савақ алимиз? Пәқәт «бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрсәтсәк», шундила Йәһва Худа бизгә рази болиду (Йоһанниң 1-хети 4:7—9, 11ни оқуң).
БИР-БИРИМИЗГӘ СӨЙГҮ-МУҺӘББӘТНИ ҚАНДАҚ КӨРСИТИМИЗ?
7, 8. Бир-биримизгә болған муһәббитимизни нәмаян қилидиған бәзи усуллар қайси?
7 Муқәддәс китапни оқуғинимизда, Худаниң бизгә бир-биримизни сөйүшкә қайта-қайта буйриғанлиғини көрүмиз (Йоһ. 15:12, 17; Рим. 13:8; Сал. 1-х. 4:9; Пет. 1-х. 1:22; Йоһ. 1-х. 4:11). Бирақ сөйгү-муһәббәт көзгә көрүнмәйдиған қәлбимиздики бир һис-туйғу. Ундақта, биз қериндашлиримизға болған сөйгү-муһәббитимизни қандақ көрситәләймиз? Буни сөзлиримиз вә иш-һәрикәтлиримиз арқилиқ қилалаймиз.
8 Қериндашларға сөйгү-муһәббитимизни ипадиләшниң һәрхил йоллири бар. Шуларниң бәзилири мошу: «Бир-бириңларға пәқәт растлиқни ейтиңлар» (Зәк. 8:16). «Бир-бириңлар билән инақлиқта болуңлар» (Марк 9:50). «Бир-бириңларға биринчи болуп иззәт-еһтирам көрситиңлар» (Рим. 12:10). «Бир-бириңларни шат-хорам қобул қилиңлар» (Рим. 15:7). «Бир-бириңларни һиммәтлик кәчүрүңлар» (Кол. 3:13). «Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтүришиңлар» (Гал. 6:2). «Бир-бириңларға тәсәлли бериңлар» (Сал. 1-х. 4:18). «Бир-бириңларни мустәһкәмләңлар» (Сал. 1-х. 5:11). «Бир-бириңлар үчүн дуа ейтиңлар» (Яқуп 5:16).
Қийинчилиққа дуч келиватқан қериндашлиримизға қандақ ярдәм берәләймиз? (7—9-абзацларға қараң)
9. Немишкә башқиларға тәсәлли бериш сөйгүмизниң ипадиси? (Рәсимгиму қараң.)
9 Сөйгү-муһәббәтни ипадиләшниң тилға елинған йоллириниң бирини көрүп бақайли. Паул бизгә нәсиһәт берип мундақ дегән: «Бир-бириңларға тәсәлли бериңлар». Башқиларға илһам-мәдәт бериш немә үчүн сөйгү-муһәббитимизни көрситишниң муһим бир йоли? Муқәддәс Язмиларни чүшәндүридиған бир китапта йезилғандәк, Паул ишләткән «тәсәлли» сөзиниң мәнаси «башқа бири қаттиқ синаққа дуч кәлгәндә униң йенида туруп, илһам беришни» билдүриду. Шуңа, илһам-мәдәт бериш арқилиқ қийинчилиқта қалған қериндишимизниң туруп, давамлиқ һаятлиқ йолида меңишиға ярдәм беримиз. Һәр қетим қериндишимизға һәмра болуп, униңға тәсәлли бәрсәк, сөйгү-муһәббитимизни ипадиләймиз (Кор. 2-х. 7:6, 7, 13).
10. Һисдашлиқ билән тәсәлли беришниң қандақ зич бағлиниши бар?
10 Һисдашлиқ қилиш билән илһам-мәдәт бериш бир-биригә зич бағлинишлиқ. Көйүмчан киши башқиларға тәсәлли беришкә вә қандақ ярдәм керәклигини ениқлашқа тиришиду. Шуңа, алди билән биз ич ағритимиз, кейин илһам-мәдәт беримиз. Әлчи Паул буни чүшәндүрүп, Йәһва Худа һәққидә мундақ сөзләрни язған: У «рәһимдилликниң Атиси, һәм һәрқандақ тәсәллиниң Пәрвәрдигари» (Кор. 2-х. 1:3) Паул «рәһимдиллиқ» дегән сөзни ишлитип, башқиларға көйүнүш һис-туйғусини тәсвирлигән. Шуңа, бундақ рәһим-шәпқәт Йәһвани бизгә һәр түрлүк синақларда илһам-мәдәт беришкә үндәйду. «Худа өзүмизгә қандақ тәсәлли берип, көңлүмизни көтүриватқан болса, шу тәсәлли билән бизму һәрқандақ дәрткә чүшкәнләргә тәсәлли беришимиз үчүн, У бизгә һәммә дәртлиримиздә тәсәлли бериватиду» (Кор. 2-х. 1:4). Булақтин еқип чиққан сүзүк су уссап-чанқиғанларға раһәт бәргәндәк, Йәһва азап-оқубәт чәккәнләргә тәсәлли берип, җенини арам тапқузиду. Рәһим-шәпқәтлик болуп, башқиларға тәсәлли бериштә Йәһвани қандақ үлгә қилалаймиз? Ундақ қилишниң бир усули — бәзи гөзәл пәзиләтләрни йетилдүрүш. Бу қайси пәзиләтләр?
11. Колосилиқларға 3:12 вә Петрусниң 1-хети 3:8-айәтләргә асасланғанда, башқиларни яхши көрүп, тәсәлли беришкә йәнә қандақ пәзиләтләр дәвәт қилиду?
11 Һәр күни бир-биримизгә сөйгү-муһәббәт көрситип, давамлиқ «тәсәлли беришимизгә» немә ярдәм бериду? Биз қериндашларға ич ағритип, уларни яхши көрүп, меһрибан болушимиз керәк (Колосилиқларға 3:12; Петрусниң 1-хети 3:8ни оқуң). Бу пәзиләтләр бизгә қандақ ярдәм бериду? Биз қериндашларға һисдашлиқ қилип, уларға сәмимий көйүнсәк, улар қийинчилиқларға учриғанда тәсәлли бәрмәй туралмаймиз. Худди Әйса ейтқандәк, «адәмниң қәлбидә немә толуп ташқан болса еғиздин шу чиқиду. Яхши адәм өз яхши ғәзнисидин яхши нәрсиләрни чиқириду. Яман адәм яман ғәзнисидин яман нәрсиләрни чиқириду» (Мәт. 12:34, 35, КТ). Муһтаҗлиқта қалған қериндашлиримизға илһам-мәдәт бериш — уларға сөйгү-муһәббитимизни көрситишиниң муһим бир йоли.
БИР-БИРИМИЗГӘ СӨЙГҮ-МУҺӘББӘТНИ ҚАНДАҚ САҚЛАЛАЙМИЗ?
12. а) Немә үчүн һошиярлиқни сақлишимиз керәк? ә) Һазир қандақ соални муһакимә қилимиз?
12 Биз һәммимиз бир-биримизгә давамлиқ меһир-муһәббәт көрситишни халаймиз (Йоһ. 1-х. 4:7) Шундақтиму, Әйса бизгә муһим бир әскәртишни берип агаһландурған. «Нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп кетиду» (Мәт. 24:12). Әлвәттә, Әйса шагиртлириниң көпчилигиниң меһир-муһәббити совуп кетиду дәп ейтқуси кәлмигән. Бирақ биз меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған бу дунияниң тәсиригә қарши туруш үчүн һошиярлиғимизни сақлишимиз керәк. Ундақта, қериндашлиримизға болған муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини қандақ билишкә болиду? Бу муһим соални муһакимә қилип бақайли.
13. Бизниң сөйгү-муһәббитимизни немә синиши мүмкин?
13 Сөйгү-муһәббитимизниң күчлүк яки әмәслигини тәкшүрүш үчүн һаятимиздики һәрхил вәзийәтләрдә қандақ һәрикәт қилидиғанлиғимизни тәкшүрсәк болиду (Кор. 2-х. 8:8). Мәсилән, Петрус мундақ дегән: «Әң авал бир-бириңларни қизғин сөйүңлар, чүнки меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду» (Пет. 1-х. 4:8). Шуңлашқа, башқиларниң аҗизлиқлири вә камчилиқлири бизниң уларни қанчилик сөйидиғанлиғимизни билишкә ярдәм бериду.
14. Петрусниң 1-хети 4:8-айәткә асасланғанда, қериндашларни қандақ сөйүшимиз керәк? Мисал кәлтүрүң.
14 Биз Петрусниң сөзлирини тәпсилийрәк көрүп бақайли. 8-айәтниң биринчи бөлүгидә «бир-бириңларни қизғин сөйүңлар» дейилгән. «Қизғин» дегән сөз «созулуш» дегәнни билдүриду. Айәтниң давамида шундақ меһир-муһәббәтни көрсәтсәк, немә болидиғанлиғи йезилған. «Қизғин» сөйүш «көплигән гуналарни япиду». Мундақ мисал кәлтүрәйли. Биз мәйнәт болуп кәткән бир үстәлниң үстини рәхт билән яптуқ дәйли. Әгәр бу рәхтни бәкирәк тартип япсақ, үстәлниң үстидики көпирәк дағларни йепишқа болиду. Худди шуниңдәк, биз қериндашлиримизни «қизғин сөйсәк», уларниң бирнәччә әмәс, бәлки нурғун хаталиқлирини кәчүрәләймиз.
15. Қериндашлиримизға болған муһәббитимиз күчлүк болса, немә қилалаймиз? (Колосилиқларға 3:13)
15 Қериндашлиримизға болған меһир-муһәббитимиз шундақ күчлүк болуши керәкки, һәтта қийин болсиму, уларниң камчилиқлирини кәчүрүшимиз керәк (Колосилиқларға 3:13ни оқуң). Башқиларни кәчүргәндә, сөйгү-муһәббитимизниң күчлүк екәнлигини вә Йәһва Худани хурсән қилишни халайдиғанлиғимизни көрситимиз. Башқиларниң бизни рәнҗитидиған қилиқлирини вә хаталиқлирини кәчүрүшкә бизгә йәнә немә ярдәм берәләйду?
Биз әң яхши рәсимләрни сақлап, начар чиққан сүрәтләрни өчүрүвәткәнгә охшаш, қериндашлиримизниң яхши әслимилирини есимиздә тутимиз вә яман тәрәплирини унтуп қалимиз (16, 17-абзацларға қараң)
16, 17. Башқиларниң хаталиқлириға диққәт ағдурмаслиққа йәнә немә ярдәм бериду? (Рәсимгиму қараң.)
16 Қериндашларниң яман әмәс, яхши тәрәплиригә диққәт ағдуруң. Мәсилән, бир топ қериндашлар билән җәм болғанлиғиңизни тәсәввур қилип көрүң. Көңүллүк вақит өткүзүватисиләр. Хошлишай дегәндә, биллә бир рәсимгә чүшмәкчи болдуңлар. Биринчи сүрәт яхши чиқмиғачқа, йәнә икки рәсим тарттиңиз дәйли. Әнди сиздә үч рәсим бар. Амма уларниң биридә бир бурадәрниң қапиғи түрүлүп қапту. Бу сүрәт билән немә қилисиз? Уни өчүрүветисиз. Чүнки сиздә шу бурадәрниң вә башқиларниңму яхши чиққан йәнә икки рәсим бар.
17 Рәсимләрни есимиздә сақлиған әслимиләр билән селиштурушқа болиду. Биз адәттә қериндашлиримиз билән өткүзгән вақитлиримизни яхши әсләймиз. Амма шу вақитта бирси сизни хапа қилидиған бир нәрсини ейтип яки қилип қойди дәйли. Начар чиққан рәсимни өчүрүвәткәндәк, шу әслимини есимиздин өчүрүвәтсәк яхши болатти (Пәнд н. 19:11; Әфәс. 4:32). Шу қериндаш тоғрилиқ яхши әслимиләр көп болғачқа, кичик хаталиғини унтуп кәтсәк яхши. Биз қериндашлиримиз билән өткүзгән пәқәт яхши әслимиләрни әстә сақлап, қәдирләшни халаймиз.
НЕМӘ ҮЧҮН БОЛУПМУ БҮГҮНКИ КҮНДӘ СӨЙГҮ-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИШИМИЗ МУҺИМ?
18. Бу мақалидә сөйгү-муһәббәт һәққидә қайси муһим ой-пикирләрни қараштурдуқ?
18 Немә үчүн қериндашлиримизни интайин яхши көрүшимиз керәк? Сәвәви қериндашлиримизни сөйсәк, Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни нәмаян қилимиз. Қериндашлиримизға болған сөйгүмизни қандақ ипадиләймиз? Буни қилишниң бир йоли — уларға тәсәлли бериш. Буниң үчүн қериндашларға ич ағритишимиз керәк. Қийин болсиму, қериндашларниң хаталиқлирини кәчүрсәк, сөйгү-муһәббәтни күчлүк сақлалаймиз.
19. Немә үчүн бүгүнки күндә қериндашларни сөйүш бәк муһим?
19 Немә үчүн болупму һазир сөйгү-муһәббәт көрситиш бәк муһим? Петрус сәвәвини чүшәндүрүп мундақ дегән: «Барлиқ нәрсиниң ахири йеқинлашмақта. Шуңа бир-бириңларни қизғин сөйүңлар» (Пет. 1-х. 4:7, 8). Бу рәзил дунияниң ахирлишиш вақти йеқинлашқансири, бизни алдимизда қандақ вақиәләр күтмәктә? Әйса әгәшкүчилиригә мундақ дегән: «Барлиқ хәлиқләр мениң исмим үчүн силәрни өч көриду» (Мәт. 24:9). Бу дунияниң өчмәнлигигә қарши туруш үчүн биз инақ-иттипақлиғимизни сақлишимиз керәк. Шу чағда сөйгү-муһәббәт риштиси билән мәһкәм бағланғанлиқтин, Шәйтан аримизға чүшәлмәйду (Кол. 3:14; Флп. 2:1, 2).
35-НАХША Рәхмәт, Худа, сәвирчанлиғиңға
a Һазир илгирики һәрқандақ вақитқа қариғанда биз үчүн қериндашлиримизға болған муһәббәтни нәмаян қилиш наһайити муһим. Немишкә вә қандақ биз сөйгү-муһәббитимизни техиму толуқ нәмаян қилалаймиз?